Тибәтләр ақсарай алдида намайиш өткүзүп буш һөкүмитиниң тибәт вәзийитигә көңүл бөлүшни тәләп қилди


2008.03.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

tibetan-nepal-protests-200.gif
Тибәтләр дүшәнбә күни пайтәхт вашингтонда ақсарай алдидики бағчида йиғилиш өткүзди.

Америкидики тибәтләр дүшәнбә күни пайтәхт вашингтонда ақсарай алдидики бағчида йиғилиш өткүзүп, президент буш вә америка һөкүмитиниң диққитини тибәт вәзийитигә қаритиш үчүн күч көрсәтти. Ақсарай алдидики йиғилишни хәлқара тибәтни һимайә қилиш һәрикити тәшкилати уюштурған болуп, далай ламаниң вашингтондики алаһидә вәкили лоди гяри, тибәт хәлқини зораванлиқтин йирақ турушқа чақирди. Төвәндә мухбиримиз әркин тәпсилий мәлумат бериду.

"Хитай һөкүмитигә ләнәт! америка тибәт үчүн сөзлә!"

Дүшәнбә күни саәт 12:00 ләрдә өткүзүлгән ақсарай алдидики намайишни мәркизи вашингтондики хәлқара тибәтни һимайә қилиш һәрикити тәшкиллигән болуп, намайишчиларниң мәқсити президент бушниң олимпик йиғиниға қатнашмаслиқини тәләп қилиш, хитайниң тибәттики бастуруш һәрикитини тохтитишни илгири сүрүш шундақла президент бушниң далай лама билән сөһбәт үстилигә олтуруш тоғрисида хитай һөкүмитигә һәйдәкчилик қилишини қолға кәлтүрүш иди. Америкида яшайдиған тибәтләр вә тибәтни һимайә қилғучи америкилиқлар болуп аз дегәндә 500 дәк адәм ақсарай алдидики лафайит бағчисида хитай һөкүмитиниң тибәтләргә ирқий тазилаш елип бериватқанлиқини илгири сүридиған шуарларни товлиди.

Олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлишигә қарши туридиғанлиқини ипадилиди шундақла америкиниң тибәт вәзийитигә арилишишини тәләп қилип, хитайниң далай ламаға қарши тәшвиқатини тохтитишини тәләп қилди. Намайишчилар товлаватқан шуарлар "хитай тибәттики ирқий қирғинчилиқни тохтатсун! хитай җинайәтчи! ирқий тазилаш тохтитилсун! хитайға номус! хитай һөкүмитигә ләнәт! америка тибәт үчүн сөзлә!" дегән мәзмунларда иди.

" Биз хитай һөкүмитиниң иғвагәрчиликигә һәргиз йол қоймаслиқимиз керәк "

Америкидики тибәтләрниң бу қетимқи намайиши хитайниң тибәт вә чиңхәй, гәнсу вә сичүәнләрдики тибәтләр олтурақлашқан районларда партлиған тибәт хәлқиниң намайишини һәрбий күч билән бастурғанлиқиға қарши вашингтонда елип бериватқан бир қатар намайишиниң давамидур. Дүшәнбә күнки намайиш явропа иттипақиниң ташқи ишлар министирлар йиғини шәнбә күни хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирған, йәнә шу күнләрдә хитай һөкүмити бейҗиңдики бәзи чәтәллик дипломатларни лхасаға тәклип қилип, 14 ‏- март күни тибәтләрниң исяни йүз бәргән бу шәһәрни зиярәт қилдуруватқан бир чағда, лхасадики тибәтләрниң йәнә намайиш қилғанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған шундақла йәкшәнбә күни хитай олимпик мәшилини рәсмий тапшурувалған бир мәзгилдә өткүзүлди.

Тибәт роһани даһиси далай ламаниң вашингтондики алаһидә вәкили лоди гяри, тибәт роһани даһисиниң хитай билән болған сөһбәтлиригә рәһбәрлик қиливатқан тибәт сиясийонлириниң биридур. У дүшәнбә күни лафайит бағчисидики намайишчиларға сөзлигән сөзидә тибәт хәлқини һушяр болушқа чақирип, хитай һөкүмити тибәт хәлқиниң һәққаний тәлипини хитай - тибәт хәлқи арисидики миллий тоқунушқа айландурушниң койида йүрүватиду, дәп көрсәтти.

Лоди гяри мундақ дәйду," биз хитай һөкүмитиниң иғвагәрчиликигә һәргиз йол қоймаслиқимиз керәк. Хитай һөкүмити ойнаватқан әң хәтәрлик оюнларниң бири, биз билән хитай хәлқи арисида тоқунуш пәйда қилиш. Бизниң көришимиз хитай һөкүмитиниң адаләтсиз сияситигә қаритилған, хитай хәлқиғә әмәс. Мән шуниңдин наһайити иптихарлинимән, бизниң хәлқимиз һәр даим хитай һөкүмитиниң хата сиясити билән хитай хәлқини бир - биридин айрип қарашни билди. Лекин һазир хитай һөкүмити наһайити хәтәрлик оюнларни ойнаватиду. Улар өзиниң хата сияситини йепиш үчүн тибәт хәлқи билән хитай хәлқи арисида тоқунуш пәйда қилиш койида йүрмәктә. Бу пүтүнләй мәсулийәтсизлик, тарих уларни һәргиз кәчүрмәйду. Биз буниңға йол қоймаслиқимиз зөрүр. Һәр даим хитай қериндашлар билән болған алақимизни күчәйтишимиз керәк. Чүнки улар һәқиқий әһвални билсә биз билән бир мәйданда туриду. Ахирқи күнләрдә хитай һөкүмитигә хәт йезип, тибәт мәсилисини сөһбәт билән һәл қилишни тәләп қилған хитай зиялийларниң сани 270 кә йәтти."

" Биз күришимизни зораванлиқсиз йоллар билән елип беришимиз керәк "

явропа иттипақи ташқи ишлар министирлар йиғини шәнбә күни хитай һөкүмитини тибәтләрниң мәдәнийәт вә диний һоқуқи тоғрисида далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақиридиған қарар мақуллап, сөһбәтни тез арисида қанат яйдуруш далай лама билән хитайниң мәнпәәтигә уйғун келидиғанлиқини, тибәттики зораванлиқниң тохтитилишини, лекин тибәттики вәқәни бейҗиң олимпик йиғини билән бағлашни тоғра тапмайдиғанлиқини билдүргән.

Далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гяри лафайит бағчисидики намайишчиларға зораванлиқниң тибәт мәнпәәти үчүн хизмәт қилмайдиғанлиқини агаһландуруп,"мән шуни тәкитләймәнки, биз күришимизни зораванлиқсиз йоллар билән елип беришимиз керәк. Биз күрүшимизни аз кәм 50 йилдин бери елип бериватқан зораванлиқсиз усуллар билән, рәһбиримиз далай ламаниң көрсәткән көрсәтмиси билән елип беришимиз зөрүр. Биз һәр даим өзимиздин шуни соришимиз керәк. Санимиз вә дәсмайимиз наһайити аз, лекин немә үчүн америка вә явропада нурғун кишиләр бизни қоллайду вә бизгә һәмнәпәс болиду ? чүнки буниңдики түпки сәвәбләрниң бири, бизниң тутқан күрәш йолимиздур. Биз хаталашмаслиқимиз керәк, зораванлиқ бизниң мәнпәәтимиз үчүн хизмәт қилмайду. Һечкимниң бу йолни тутушиға йол қоймаслиқимиз лазим " дәп көрсәтти.

"Намайишниң мәқсити президент бушни олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашмаслиққа чақириш "

Хәлқара тибәтни һимайә қилиш һәрикити тәшкилатиниң рәиси җон әкирлий намайишниң мәқсити һәққидә тохталди. У мундақ дәйду, "намайишниң мәқсити президент бушни олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашмаслиққа чақириш шундақла өз тәсир күчини ишқа селип, тибәт вәзийитиниң яхшилинишини илгири сүрүш, қанчилик адәмниң қолға елинғанлиқи, қанчилик хитай дукандарларниң өлтүрүлгәнликила әмәс, қанчилик тибәтликниң өлтүрүлгәнлики тоғрисида ишәнчилик мәлумат елишқа үндәштур."

Әкирлий президент бушниң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнишиш қарари өзини үмидсизләндүргәнлики, әсли сиясәтчиләр олимпик мурасимини байқут қилип, кишилик һоқуқ вә тибәт хәлқи билән бир мәйданда икәнликини көрситиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Намайишчилар хитай әлчиханисиниң деризә вә ишиклирини чеқивәтти

Намайишчилар арисидики америка уйғур җәмийитиниң баш катипи алим сейитоф, вашингтондики уйғур тәшкилатлириниң лафайит бағчиси алдидики тибәт намайишчилириниң һәрикитини қоллаш ирадисини йәткүзүш мәқситидә бу йәргә кәлгән иштиракчиларниң биридур. У радиомизға уйғур тәшкилатлириниң тибәт вәзийити һәққидики қаришини сөзлиди.

Дүшәнбә күни саәт 2:30 ләргә қәдәр давамлашқан ақсарай алдидики намайишниң давами хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдиға йөткәлди. Лоди гяри ақсарай алдидики намайишчиларға сөзлигән сөзидә тибәтләрни мулайим болушқа үндигән болсиму, лекин хитай әлчихана алдидики хитайниң тибәттики бастуруш һәрикитигә ғәзәпләнгән кишиләрни тутувелиш мумкин болмиди. Саәт 3:30 ларда намайишчилар хитай әлчиханисини таш боранға тутуп, әлчиханиниң деризә вә ишиклирини чеқивәтти. Мәлуматларға қариғанда сақчилар әлчиханиға таш атқан яки таш атти, дәп гуманланған аз дегәндә 15 адәмни қолға алған болуши мумкин. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.