Чен вейҗән: 'тибәт тили 6 милйон тибәтликниң җени'

Өткән һәптә башланған тибәт оқуғучилириниң тибәт маарипини хитайлаштурушқа қарши намайиши, хитайда ана тил маарипи хитайлаштуруш хәвпигә учраватқан уйғурларниң қоллиши һәм һесдашлиқиға еришипла қалмастин, йәнә бир қисим хитай демократлириниңму қоллиши һәм һесдашлиқиға еришти.
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.26
chingxeyde-qingheyde-tibetler-qosh-til-namayishi-305 Сүрәт, 19 - өктәбир күни хитайниң чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидики миңлиған тибәт оқуғучилириниң "қош тиллиқ маарип"қа қарши намайишидин бир көрүнүш.
Сүрәтни ребкоң наһийисидики амма әвәткән.

Чәтәлләрдики хитай демократлиридин йеңи зеландийидики чен вейҗән әпәнди бүгүн бошүн тор бекитидә "тибәт тили 6 милйон тибәтликниң җени" намлиқ мақалисини елан қилип, хитай һөкүмитиниң тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң маарипини хитайлаштуруш сияситини әйиблиди.

Тибәт оқуғучилириниң ана тилини қоғдашни тәләп қилип елип барған намайиши һәрқайси саһәдики демократчиларниң қоллишиға еришти. Чәтәлләрдики хитай демократлиридин, йеңи зелландийә гезитиниң хитайчә нусхисиниң баш муһәррири чен вейҗән әпәнди, түнүгүн мақалә елан қилип, өзиниң тибәт оқуғучилириниң ана тилини қоғдаш йолидики һәққаний һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Чен вейҗән әпәнди өткән әсирниң 70 ‏ - йиллириниң ахири хитайда қозғалған демократик һәрикәтләргә қатнашқан . У 1979 - йили хитайда демократийини тәшәббус қилғини үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин печәтләнгән "ченҗуң" ‏(чөкүватқан дәвр журнили)ниң баш муһәррири болуп ишлигән. Журнал тақалғандин кейин 1991 - йили йеңи зеландийигә көчмән болуп кәткән чен вейҗән әпәнди хитайниң демократийә йолиға меңишини тәшәббус қилип, көплигән мақалиләрни елан қилған.

Чен вейҗән әпәнди түнүгүн бошүн тор бетидә елан қилған "тибәт тили 6 милйон тибәтликниң җени" намлиқ мақалисидә хитай һөкүмитиниң тибәттә йүргүзүп кәлгән миллий сияситини тәнқидлигән. У мақалисидә "хитай коммунист һөкүмити тибәтләр үстидин узундин буян миллий ассимилятсийә сияситини йүргүзүп кәлди. Бу хил ассимилятсийә қилип йоқитиш истратегийиси тибәт тили һәм тибәт йезиқини йоқитиш арқилиқ, тибәт райониға һөкүмранлиқ қилиш мәқситигә йетиш усулида пиланланди," дәп йезиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң тибәтләргә теңиватқан қош тиллиқ маарип намидики маарипни хитайлаштуруш сияситини әйибләйду.

Аптор мақалидә, хитай һөкүмитиниң тибәтләргә қаратқан ассимилятсийә сияситини әмәлийләштүрүш қәдәм басқучлирини мундақ шәрһләйду: "хитай коммунист һөкүмитиниң бу хил ассимилятсийә сияситини йүргүзүшиниң 1 - қәдәм басқучи,көплигән хитай көчмәнлирини тибәт райониға көчүрүп апириш болди. Улар бу йәрниң қатнишини раванлаштуруп,заманиви егиз биналарни селиш арқилиқ, районға көпләп хитай көчмәнлирини йөткәп келип, бу йәрниң мәдәнийәт еқимини хитай мәдәнийәт еқимиға айландуруп, йәрлик тибәт мәдәнийитини чәтләштүрди. Мана әмди 2 - қәдәмдики истратегийисидә районда тибәт маарипини, тибәт тәшвиқат органлирини хитайлаштуруш арқилиқ тибәт мәдәнийитини үзүл -кесил вәйран қилмақчи болуватиду."

Аптор мақалисиниң ахирида өзиниң тибәт оқуғучилириниң тибәт маарипини хитайлаштурушқа қарши наразилиқ намайишини қоллаш позитсийисини билдүрүп мундақ язиду." Ана тилини, ана тил мәдәнийитини қоғдаш һәр бир милләтниң һәқ - һоқуқи, әмма коммунист һөкүмәт көз алдидики мәнпәәтнила көздә тутуп һазир бир милләтни ассимилятсийә қилип йоқатмақчи болуватиду. Мана мушундақ болған икән, әлвәттә тибәт оқуғучилириниң өз ана тилини қоғдаш һәққи бар. Чүнки тибәт тили демәк 6 милйон тибәтликниң җени."

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, чен вейҗән әпәнди мақалисидә тилға алған, хитай һөкүмитиниң тибәтләрни ассимилятсийә қилиш сиясити, әмәлийәттә хитайдики хитай болмиған йәнә бир милләт уйғурларғиму қаритилған сиясәт . Охшаш сиясәт уйғур аптоном районида иҗра қилиниватқан һәтта уйғурларға қаритилған ассимилятсийә сиясити тибәтләрдинму еғир болуп, районға хитай көчмәнлирини йөткәш, яш уйғур -қиз йигитлирини әрзан әмгәк күчи сүпитидә хитай өлкилиригә йөткәш арқилиқ райондики уйғур нопусини шалаңлаштуруш, " қош тиллиқ маарип" нами арқилиқ уйғур маарипини хитайлаштуруш сиясити аллибурунла уйғур елидә йүргүзүлүватқини үчүн, райондики уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи бу йилларда барғанчә күчәйгән. Бултур язда үрүмчидә партлиған "5 - июл үрүмчи вәқәси" йәрлик уйғурларниң хитай һөкүмитиниң ассимилятсийә сияситигә қарши қозғалған әң зор көләмлик наразилиқ һәрикити дейишкә болидикән. Шуңа бу йил 5 - айда хитай һөкүмити "шинҗаң хизмәт йиғини" ечип, уйғур аптоном райониға қаратқан миллий сияситидә мәлум бурулуш болидиғанлиқини җакарлиған иди.

Әмма, йиғиндин кейин хитай һөкүмити уйғур аптоном райониға қаратқан сияситидә, районниң иқтисадини йүксәлдүримиз дегән нам билән районниң байлиқини ечип, хитай өлкилиригә тошушни тезләткәндин башқа, районда қош тиллиқ маарип нами астидики хитайчә маарипни мәҗбурий омумлаштурушни техиму тезләткән болуп, бу әһвал йәрлик уйғурларниң наразилиқини техиму күчәйткән иди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитини әң әнсиритиватқини әмәлийәттә тибәт оқуғучилири тәрипидин қозғалған "ана тилини қоғдаш һәрикити"ниң уйғур райониға кеңийип, районда бултур язда йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси"дәк зор наразилиқ һәрикитиниң партлишидин әндишә қилиш икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.