Рабийә қадир ханим мақалә елан қилип, тибәт вәзийити билән шәрқи түркистан вәзийитини селиштурди


2008.04.01

rabiye-amnesty-150.jpg
Уйғур миллий һәркитиниң рәһбири рабийә қадир ханим. AFP Photo

Уйғур миллий һәркитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, вашингитон почтиси гезитиниң бүгүнки йәни 1 ‏ - април санида мақалә елан қилип, нөвәттики тибәт вәзийити билән шәрқи түркистан вәзийитини селиштурди. У селиштурмисида икки милләтниң дәрди охшаш, әмма дуняда етивари охшаш болмайватиду дәп язди.

"Телевизордики намайиш вә қанлиқ тоқунуш, һаятимниң әң муһим бир бурулуш нуқтисини есимгә салди"

Рабийә қадир мақалисиниң бешидила, хитай тәрәпниң тенчлиқ шәклидики тибәтликләр намайишини қанлиқ бастуруш арқилиқ тибәт яшлирини зораванлиқ йолини таллашқа мәҗбурлап қойғанлиқини билдүргән. "Телевизордики намайиш вә қанлиқ тоқунуш көрүнүшлирини көргинимдә һаятимниң әң муһим бир бурулуш нуқтисини есимгә алдим" дейилиду мақалида вә мундақ давам қилиду: " 1997 ‏ - йили феврал ейи, шәрқи түркистанниң ғулҗа шәһиридә миңлиған уйғур яшлири намайиш өткүзүп әркинлик вә баравәрлик тәләп қилди, инсаний һәқ - һоқуқ тәләп қилди. Хитай тәрәп қуруқ қол намайишчиларни қораллиқ бастурди, аман қалғанлирини тутқун қилди вә өлүм җазаси бәрди."

Рабийә қадир ханим йәнә, дәл әшу минутта, һаятидики әң чоң қарарни бәргәнликини, гәрчә хәтәрлик болсиму хәлқ тәрәптә гәп қилишни виҗданий бурчи дәп билгәнликини, бу бурчини ада қилғини үчүн, түрмидә 6 йил ятқанлиқини сөзләп өтиду.

Рабийә қадир ханим: "икки милләтниң дәрди охшаш"

Рабийә қадир ханим, юқириқи сәвәбтин икки оғлиниң нөвәттә түрмидә йетиватқанлиқини әскәрткәндин кейин мақалисини мундақ давамлаштуриду: "мән тибәтлик аниларға ечинимән, чүнки мән оғли намайишта етип өлтүрүлгән уйғур аниларниң йиғисини аңлиғанмән. Мән тибәтлик атиларға ечинимән, чүнки мән оғлиниң бойниға тахтай есилип, көз алдида коча айландуруп ачиқип етиветилгән чарисиз атиларниң пәрядини аңлиғанмән. Мән түрмидики тибәт яшлириға һесдашлиқ қилимән, чүнки мән, қараңғу камирда, хитай гундипайлири билән һаятиниң ахириқи минутлириғичә қаршилашқан җәсур исянкарларға шаһид болғанмән."

Рабийә қадир ханим тибәт хәлқи билән шәрқи түркистан хәлқиниң ортақ дәрткә муптила икәнликини, һәр икки милләтниң хитайниң көчмән сияситиниң қурбани болуватқанлиқини, һәр икки милләтниң иқтисадий саһәдә чәткә қеқиливатқанлиқини, диний етиқадиниң чәклимигә учраватқанлиқини, һәр икки милләт хәлқиниң бейҗиңдин вә хитай һакимийитидин йиргинидиғанлиқини билдүргәндин кейин мундақ язған " мана бу чәтәлдики тибәт - уйғур паалийәтчилириниң һәмкарлиқиниң асаси сәвәби". Рабийә ханим бу сөзлири арқилиқ, хитай даирилириниң баянатлирини җавабландурған. Чүнки хитай һөкүмити алдинқи һәптә, далай ламани террорчи уйғурлар билән һәмкарлашти дәп әйиблигән иди.

Инкас: " дуня тибәткә көңүл болуп, уйғурларға бипәрва қараватиду"

Вәтәндин кәлгән бәзи инкасларда, уйғур елидики вәзийәтниң әслидә тибәттинму еғир икәнлики, дуняниң тибәт мәсилисигә көңүл берип уйғур мәсилисигә көңүл бөлмәйватқанлиқи һәққидә шикайәтләрму йезилған иди, бу қетим хотәндә йүз бәргән вәқәдин дуняниң хәвәрсиз қалғанлиқи, инкасчиларниң шәрқи түркистан вәзийити тибәт вәзийитидинму еғир дегән шикайитиниң тоғрилиқини оттуриға чиқарди.

Рабийә қадир ханим уйғур хәлқиниң бу шикайитиниму мақалисидә қистуруп өткән: дуня мәтбуати тибәттики паҗиәләргә диққитини мәркәзләштүрүватиду, әмма шәрқи түркистанға аз қараватиду. Әмәлийәттә, бүгүн шәрқи түркистан кочилири пүтүнләй дегүдәк хитай сақчилириниң қамали астида. Хитай көчмәнлири сәвәбидин уйғурлар ишсизлиқниң, йоқсуллуқниң азабини тартиватиду. Уйғур тили мәктәпләрдин сиқип чиқириливатиду, уйғур қизлири мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә йөткиливатиду.

Рабийә қадир: " у әркинлик мәшили әмәс"

Рабийә қадир ханимниң мақалисиниң сәрләвһиси " у әркинлик мәшили әмәс " болуп, у мақалисидә, хитайниң олимпик мәшилини айландуруш мусаписи ичидә шәрқи түркистанниң үрүмчи вә қәшқәр шәһиридин ибарәт икки қәдимий шәһиридин өтидиғанлиқини, бу айланмини уйғурларниң халимайдиғанлиқини билдүргән вә хитайниң мәзкур мәшәл айландуруш сәпирини " инақлиқ сәпири" дәп атишини һакимийәтниң вәһший йүзини йошуруш дәп баян қилған.

Рабийә қадир ханим мақалисиниң арқисида, " әгәр хитай хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан бир әза болушни арзу қилса, тибәт вә шәрқи түркистан хәлқиниң һәқиқий вәкиллири билән сөһбәт үстилигә келиши керәк," дегән. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.