Торонтода тибәтликләрни қоллаш намайиши өткүзүлди
2008.03.24
Йәкшәнбә күни хитай һөкүмитиниң тибәттики зораванлиқ һәрикәтлирини әйибләш вә тибәттә йүз бәргән вәқәләрни тәкшүрүш һәққидә канада һөкүмитини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бесим ишлитишкә үндәш йүзисидин канаданиң торонто шәһиридә чоң типтики бирләшмә наразилиқ намайиши елип берилди.
Тибәтликләр вә уларниң канадалиқ қоллиғучилири болуп 4 миң әтрапида киши қатнашқан бу наразилиқ намайишиға шәрқи түркистанниң айюлтузлуқ көк байрақлирини көтәргән 40 әтрапида уйғур иштирак қилди.
Бу тибәттики наразилиқ намайишлири хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулғандин кейинки торонтодики уйғурларниң тунҗи қетим тибәтликләр билән бирликтә елип барған наразилиқ намайиши болуп һесаблиниду. Онтарио шитатиниң қанун органлири вә торонтодики хитай консулханисиниң алди һәмдә торонтониң нуқтилиқ кочилирида коча айлинип 15 километирлиқ мусапини бесип, наразилиқ намайиши елип барған намайишчилар қошуни "хитай һөкүмити тибәттики қирғинчилиқни тохтат!" , "хитайлар тибәттин чиқип кәтсун", "тибәткә әркинлик," "кишилик һоқуқ болмиса олимпикму болмайду,"дегән шуарларни товлашти. 5 Саәт әтрапида давам қилған наразилиқ намайиши җәрянида уйғурларниң вәкиллиригә алаһидә сөз қилиш пурсити берилди.
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан бир қисим уйғурларни зиярәт қилғинимизда бу паалийәт арқилиқ уйғурларниң давасини канада хәлқиғә аңлитиш пурситигә еришкәнликини, тибәтликләр билән уйғурларниң тәқдириниң чәмбәрчас бағланғанлиқи, тибәтликләрниң һәққани давасини қоллашниң әмәлийәттә уйғурларниң давасини қоллаш болидиғанлиқи қатарлиқларни әскәртти. Бу қетимқи намайиш канада ахбарат вастилириниң алаһидә диққитини тартти. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Ваң лишоң: намайиш қиливатқанлардин сүкүттә туруватқанларниң ғәзипи күчлүк
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай даирилири уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини қанунлуқ көрситишкә урунмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Хитай һөкүмити уйғур юртлирида йүз күнлүк 'сериққа зәрбә бериш һәрикити' ни башлиди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти