14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири


2008.03.17

lhasa_caronfire-200.jpg
3 - Айниң 14 - күни лхаса шәһириниң кочилирида кәң көләмдә намайиш вә тоқунуш йүз бәргән болуп, сүрәттә, ис - түтәк ичидә көйүватқан машина. AFP Photo

Бу йил 10 ‏ - март күни тибәтниң ласа шәһиридә башланған тенчлиқ шәклидики намайиш 14 ‏ - март күнигә кәлгәндә тоқунушқа айлиниш билән тибәт миллий һәрикәт тарихида йеңи бир бәт ечилди. Бу бәт 14 ‏ - март вәқәси дәп аталди. Вәқәдә арзу - тәләплири қопаллиқ билән рәт қилинған намайишчилар, хитай сақчи һәм пуқралириға һуҗум қилған; дуканларни уруп - чаққан; аптомобилларға от қойған; хитай сақчилири намайишчиларни оққа тутқан, вәқә җиддийлики билән дуня җамаәтчиликиниң күчлүк диққәт ‏ - етибарини тартти.

Рабийә қадир ханим 14 ‏ - март ласа вәқәси һәққидә баянат елан қилди

Тибәт вә уйғурдин ибарәт хәлқлири тәқдирдаш болған бу икки милләтниң, муһаҗирәттики сиясий паалийәтчилири йиллардин бери сәпдаш болуп һәрикәт қилмақта. Муһаҗирәттики тибәт уйғур һәмкарлиқи, 1960 ‏ - йиллардин башланған, 1980 ‏ - йилларниң оттуриға кәлгәндә рәсмий тәшкилий мунасивәт шәкилләнгән. Йәни 1984 ‏ - йили шәрқи түркистан, тибәт, ички моңғулистан һәмкарлиқ тәшкилати қурулған, 1997 ‏ - йили ғулҗа вәқәси йүз бәргәндә чәтәлдики хитайға қарши намайишларда тибәтликләрму алдинқи сәптин орун алған.

Бу икки милләт арисидики достлуқ бу қетимқи ласа вәқәсидиму ипадиләнди. Бүгүн уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, 14 ‏ - март ласа вәқәси һәққидә баянат елан қилип, шәрқи түркистан хәлқиниң тибәтликләрниң һәққаний күришини чин йүрикидин қоллайдиғанлиқини, вә вәқәниң чиқишиға сәвәбкар болған хитай һөкүмитини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди. Рабийә қадир ханим баянатида йәнә, барлиқ шәрқи түркистан тәшкилатлирини, өз җайлиридики тибәт тәшкилатлири билән тездин алақилишип, хитайға қарши бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.

15 ‏ - Март күни шәрқи түркистан учур мәркизи баянат елан қилип, тибәтликләрниң һәққаний тәлипини қопаллиқ билән рәт қилған һәм намайишчиларға оқ чиқарған хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди. Бу тәшкилат баянатида йәнә, тибәт яшлириниң җасарити вә пидакарлиқиға апирин оқуди.

Хитай даирилири 14 ‏ - март тибәт вәқәсини зораванлиқ вәқәси дәп билдүрди

VideoTibetUnrest031508_200.jpg
Лхаса шәһири хитай сақчи вә армийиси тәрипидин қамал қилинған. AFP Photo

Шәнбә күнидин башлап давамлишиватқан америкидики тибәтликләр намайишида уйғурларму актип иштирап қилмақта, намайишларда, тибәт байриқи билән биллә ай юлтузлуқ көкбайрақму бирликтә ләпилдимәктә. Түнүгүн вашингтондики намайишта, сақчилар бәлгиләп бәргән пасилдин атлап өтүп хитай әлчихана бинасиға бөсүп киришкә интилгән вә тибәт тәшкилат рәһбири тәрипидин тосуп қелинған 5 нәпәр намайишчидин икки нәпири уйғур болуп, әнә шулардин бири өз тәсиратини тәсирлик қилип сөзләп бәрди.

Хитай даирилири алдинқи күни баянат елан қилип, 14 ‏ - март тибәт вәқәсини уруп - чеқиш вә булаш характерлик зораванлиқ вәқәси дәп билдүрди һәм вәқәгә қатнашқучиларни топилаңчилар дәп әйиблиди.

Һазир германийидә яшаватқан уйғур зиялийлиридин күрәш атахан, тибәтликләрниң қаршилиқ һәрикитини, инсаний һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн елип барған һәққаний һәрикәт дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Бир қанчә дуканни уруп ‏ - чеқишни булаңчилиқ дейишкә тоғра кәлсә, бир милләт туприқиниң йәр асти - үсти байлиқини рухсәтсиз әкитиватқан хитай дөлитини немә дейиш керәк дәп соал қойған атахан, соалини мундақ җавабландурди.

Намратлиқ, ишсизлиқ, һәқ - һоқуқсизлиқ ичидики һаятниң, от ичидики һаятқа охшаш азаплиқ икәнликини әскәрткән атахан, тибәт намайишчилириниң от қоюш һәрикитини әйибләшкә тоғра кәлсә, буни кәлтүрүп чиқарғучи хитай тәрәпни әйибләшниң тоғра икәнликини билдүрди.

" Хитай һөкүмити хитай хәлқиниң һаяти бихәтәрликиниму тәһдиткә қоюватиду"

Тибәтликләр бу қетим көрсәткән җасарәт вә пидакарлиқини уйғурларниңму 1990 ‏ - йили барин инқилабида вә 1997 ‏ - йили ғулҗа вәқәсидә толуқ көрсәткәнликини әсләп өткән атахан, хитайниң инсан ирадисини қоралға тайинип бойсундурмақчи болушиниң хата бир таллаш икәнликини билдүрди.

Атахан сөзиниң ахирида, хитай һөкүмитиниң нөвәттә қаттиқ бастуруш һәрикәтлири арқилиқ өз хәлқиниң йәни хитай хәлқиниң һаяти бихәтәрликини тәһдит астиға қоюватқанлиқини билдүрди вә буниң пакити сүпитидә, 14 ‏ - март күни от қоюп көйдуриветилгән хитай пуқралирини көрсәтти вә хитай һөкүмитиниң оз хәлқиниң һаяти бихәтәрликини ойлап болсиму зораванлиқтин ваз кечиши керәкликини тәкитлиди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.