Хитай б д т кишилик һоқуқ кеңишидә тәнқидкә учриди
2008.03.26
Хитай тибәттики намайишни һәрбий күч билән бастурғанлиқи түпәйли б д т кишилик һоқуқ кеңишидә явропа иттипақи вә америкиниң тибәт намайишчилириға күч ишләтмәслик, өзини тутувелиш вә тибәтни чәтәлликләргә ечиветиш һәққидики бесимиға дуч кәлди. явропа иттипақи вәкили баш штаби шиветсарийиниң җәнвә шәһиридики б д т кишилик һоқуқ кеңишидә сөзлигән сөзидә, хитай даирилирини тибәт намайишчилириға күч ишләтмәслики вә өзини тутувелиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Америка болса чәтәлликләрниң тибәткә саяһәт қилишини чәкләш буйруқиниң бикар қилинишини тәләп қилмақта. Америкиниң җәнвәдики әлчиси варрен тишенор бу һәқтики баянатида хитайниң чәтәллик мухбирлар, дипломатлар вә хәлқара көзәткүчиләрниң тибәтни зиярәт қилиш чәклимисини бикар қилип, кишиләрниң тибәттики вәзийәтни өз көзи көрүш вә баһа беришигә имканийәт яритишини тәләп қилди. У, бу һәқтики баянатида " чәтәл мәтбуатлириниң тибәткә беришини чәкләш хитайниң олимпик вәдисигә хилап. Хитай әмәлдарлириниң риторик хитаби вә вәқә тоғрисида тәрәпсиз хәвәр беришниң чәклиниши бизни әндишигә салмақта " дәп көрсәтти.
Президент буш хитай ху җинтавға телефон қилип, тибәт вәзийитиниң өзидә әндишә қозғаватқанлиқини билдүрди
Америка президент ишханиси ақсарай болса хитай даирилирини далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә қиставатиду. Ақсарай президент бушниң чаршәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавға телефон қилип, тибәт вәзийитиниң өзидә әндишә қозғаватқанлиқини вә хитай һөкүмитиниң далай ламаниң вәкили билән әмәлий сөһбәт елип беришини шундақла чәтәллик мухбирлар вә дипломатларниң тибәткә киришигә рухсәт қилишини тәләп қилғанлиқини елан қилди.
Президент бушниң ху җинтав билән өткүзгән телефон сөһбити хитай лхасада вәзийәтниң тинҗиғанлиқини елан қилғандин кейинму, тибәтләр олтурақлашқан йәрдә үзлүксиз намайишлар йүз бериватқан, алдинқи күни сақчилар сичүәнниң гәрзи наһийисидә тибәт намайишчиларни бастуруп, икки кишиниң өлгәнлики, өлгәнләрниң бири гәрзидики бир ибадәтханиниң ламаси икәнлики ғула -ғула қилиниватқан мәзгилгә тоғра кәлди.
Сичүәнниң гәрзи наһийисидики бир ибадәтханиниң ламаси радиомизға бир ламаниң өлтүрүлгәнликини, һәрбийләрниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқини ейтқан иди. У, " алдинқи күнки вәқәдә бир лама өлтүрүлди. Бу лама, "әркинлик! тибәткә әркинлик!" дәп варқириған иди. Биз намайиш қилғанда сақчи вә һәрбийләр алдимизни тосиди. Бу җәрянда бир аз җиддийчилик йүз берип, һәрбийләр оқ чиқарди," дәйду.
Мәзкур лама даириләрниң шу күни кечиси гәрзи наһийисидә 30 ламани қолға алғанлиқини билдүрмәктә. Гәрзи наһийисидә сәйшәнбә күни йәнә давамлашқан, лекин у күни намайишчилар билән һәрбий- сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрмигән. Радиомизға мәлумат бәргән юқириқи лама сәйшәнбә күнки күч көрситишкә 200 ламаниң қатнашқанлиқини билдүрди.
" Тинч намайиш қилған пуқраларниң өлтүрүлүшини тәнқид қилимиз"
Тибәт вәзийитиниң тәрәққияти әндишә қозғаватқан дөләт вә хәлқара органларниң бири явропа иттипақи. явропа иттипақиниң вәкили сәйшәнбә күни кишилик һоқуқ кеңишидә тибәт мәсилисини оттуриға қойған күнниң әтиси, явропа парламенти бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш яки қилмаслиқни шундақла явропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивитини музакирә қилди. явропа парламентиниң баянатчиси речард фредимән, тибәт мәсилисиниң явропа парламентидики бәзи әзаларниң тәклипигә бинаән парламентниң музакирә күнтәртипигә елинғанлиқини билдүрди.
явропа парламентиниң чаршәнбә күнки муназирисидә бәзи әзалар болмиди дегәндә бейҗиң олимпик йиғининиң ечилиш мурасимини байқут қилишни оттуриға қойди. явропа парламентиниң рәиси хәнз герт поттериң йиғинда сөзлигән сөзидә "тибәт пайтәхти лхаса вә хитайниң бир қисим шәһәрлиридә 10 - март күни йүз бәргән вәқә кишини наһайити қайғуға салиду. Биз зораванлиқниң пүтүн шәкиллирини әйибләймиз шундақла һәрбий вә сақчиларниң чәклимисиз күч қоллинишини тәнқид қилимиз. Тинч намайиш қилған пуқраларниң өлтүрүлүшини тәнқид қилимиз " дәйду.
Поттериң олимпик мусабиқисиниң мувәппәқийәтлик болушини үмид қилди. Лекин у тибәт хәлқиниң диний вә мәдәнийәт кимликигә һөрмәт қилишни тәләп қилидиғанлиқини әскәртип, "олимпик йиғиниға қатнишидиған һәр бир мәсулийәтчан сиясәтчиниң хитай рәһбәрлири сөһбәтлишиш вә мурәссә қилиш йолини тутмиса, олимпик йиғиниға қатнишиши тоғриму, дегән суални сориши " ни тәвсийә қилди.
" Хитай намайишчиларға күч ишләтмәслики керәк"
Буниң алдида явропа парламенти тибәт гурупписиниң рәиси томас ман, хитай даирилириниң тибәттики исянни далай лама күшкүртти, дегән баянатини шиддәтлик тәнқидлигән. У, бир хитай рәһбириниң бу сөзи киши қобул қилғили болмайдиған бимәнилик. Биз хитай һөкүмитиниң бу қаришини қәтий рәт қилимиз " дегән иди. Лхасадики исянни далай лама қозғиди, дегән сөзни хитай баш министири вен җябав мухбирларни күтүвелиш йиғинида тәкитлигән.
явропа иттипақиниң иҗраийә органи явропа комитетиниң тибәт мәсилисидики мәйдани хитайни намайишчиларға күч ишләтмәслик, далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақириш болуп, явропа парламентидики муназирә явропа иттипақидики дөләтләр ташқи ишлар министирлири йиғини ечилиш һарписиға тоғра кәлгән болуп, тибәт мәсилиси ташқи ишлар министирлири йиғининиң муһим күнтәртиплириниң бири иди. явропа комитетиниң ташқи ишлар комиссари фереро валднер, тибәт вәзийитидики муқимсизлиқниң өзлиридә хатирҗәмсизлик яритиватқанлиқини, хитайниң намайишчиларға күч ишләтмәсликини, өзини тутувелишини, тәрәпсиз мәтбуатларниң тибәткә киришигә рухсәт қилишини тәкитлигән.
" Хитай немә үчүн чәтәллик мухбирларға тибәтниң дәрвазисини ачалмайду? "
Б д т кишилик һоқуқ кеңишидики 47 дөләт ичидә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш билән әйиблиниватқан дөләтләр хели салмақни игилигән болуп, мәзкур орган кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи бу дөләтләрниң өзини қоғдаш қорали болуп қелиш билән әйибләнмәктә иди. Алдинқи күни асиядики бәзи тәшкилатлар кишилик һоқуқ кеңишигә хәт йезип, тибәт мәсилиси үчүн мәхсус музакирә уюштурушини, бу мәсилини пәләстин, дарфур вә берма мәсилисигә охшаш музакиригә қоюшни тәкитлигән.
Кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари луис арбор канада мәтбуатлириға бәргән бу һәқтики баянатида " хитай авғуст ейида 30000 нәпәр чәтәллик мухбирға дәрвазисини ачиду. Лекин пүтүн дуня олимпик мусабиқисиға қизиқиватқанға охшаш тибәттики вәқәләргә қизиқиватқанда немә үчүн бир - икки чәтәллик мухбирға тибәтниң дәрвазисини ачалмайду? " дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
- Намайишчилар афенадики олимпик мәшилини йеқиш мурасимида хитайға қарши кашила чиқирип һәйвә көрсәтти
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
- Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- "Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"
- Қәшқәр шәһириниң дөләтбағ йезисида йүз бәргән бир вәқә һәққидә радиомизға кәлгән инкас
- Хитай сақчи даирилири уйғур қизниң мәқсити айропиланни партлитиш, дәп елан қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
- Канадада коммунизмниң қурбанлири хатирә мунариси тиклиниду
- Җорҗ буш олимпик мурасимиға барғанда хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойиду
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайни олимпик вәдисидә турушқа чақирди