Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
2008.03.21

Бу нөвәт 10 - март тибәтниң лхаса шәһиридә йүз бәргән намайиш кийин кәң көләмлик қаршилиқ көрситиш һәрикитигә өзгирип, чиңхәй, гәнсу, сичүән қатарлиқ өлкә районларниң тибәтликләр олтурақлашқан районларға дегүдәк таралған иди.
Гәрчә бу нөвәтлик тибәт намайишниң баш темиси "тибәт мустәқиллиқи", "тибәт хәлқиниң әркинлики" мәвқәсини чөридигән асаста елип берилған болсиму, әмма, тибәтниң чамдо вилайити маңкам наһийисидә 18 - март йүз бәргән намайиш өзгичә түс вә шәкилдә елип берилған болуп, радиомиз бүгүн игилигән мәлуматларға қариғанда, маңкам наһийисидин җүмлидин пүтүн тибәттин хитайларни қоғлап чиқириш бу намайишни елип бериштики һәрикәтләндүргүч күч болған.
Йәрлик бир тибәтлик: " хитайларни кәлгән йеригә һәйдәш һәрикити елип бардуқ"
"Һазир лхасада кәң көләмдә хитайларни кәлгән йеригә һәйдәш һәрикити болуветипту дәп аңлап бу һәрикәтни башлидуқ"
Йәрлик бир тибәтликниң билдүрүшичә, улар һазир пүтүн тибәт миқясида хитайларни қоғлап чиқириш һәрикити болуветипту дегән хәвәрни аңлиғандин кийин өз наһийиси тәвәсидики хитайларни сүрүп чиқиришқа башлиған болуп, нәтиҗидә 6 хитай еғир яриланған, әмма өлүм - йетим ишлири көрүлмигән.
"Һазир лхасада кәң көләмдә хитайларни кәлгән йеригә һәйдәш һәрикити болуветипту дәп аңлап бу һәрикәтни башлидуқ"
Мәзкур тибәтниң мәлуматиға асасланғанда, һазир маңкам наһийисидә башланған "хитайларни қоғлап чиқириш" һәрикитини бесиқтуруш үчүн хитай һөкүмити аз бир қисимдики сақчилардин башқа зор түркүмдә әскәр йөткигән болуп һазир наһийиниң кириш еғизлири қамал қилинған.
Йәрлик тибәтлик:" 5 - 6 хитай дохтурханида йетип қалди"

Һазир тибәткә телефон уруш интайин қийин болуп, бир тибәт мухбирниң билдүрүшичә, у америкидин тибәт ичидики янфон вә симлиқ телефонларниң һәммисигә телефон уруп синап баққан болсиму, уланмиған, әмма һиндистандин тибәткә телефон урғанда пәқәт хитай сақчи даирилириниң җиддий әһвал мәлум қилиш линийисигила уланған болсиму, әмма хитай сақчи тәрәп адәм тутуш ишлирини рәт қилған.
Һалбуки радиомиз сөзләшкән мәзкур йәрлик тибәтниң ейтишичә, һазир һөкүмәт даирилири, сваң доҗи, лиграп қатарлиқ 13 нәпәр тибәтни қолға алған болуп уларниң һазирқи әһвали һәққидә техи ениқ мәлумат йоқ.
Бу һәқтә тохталған маңкам наһийисидин болған һелиқи йәрлик тибәтлик: " 5 - 6 хитай һазир маңкам наһийилик дохтурханида йетип қалди. Әмма 13 тибәтликни қолға елип маңкам наһийилик тутуп туруш орниға елип кәтти болғай" деди. 10 - Март тибәтниң лхаса шәһиридә башланған намайиш бара - бара тибәтниң ичи вә тибәткә қошна районларға кеңийип, нәтиҗидә хитай сақчилири билән намайишчи амма арисида һәр хил шәкилдики тоқунушлар келип чиққан иди.

Хитай сақчилири4 нәпәр тибәтлик намайишчини етип өлтүргәнликини иқрар қилди
Гәрчә бу тоқунушлар җәрянида хитай һәрбилириниң оқ чиқирип тибәтлик намайишчиларни олтуруш вәқәлирини кәлтүрүп чиқарғанлиқи дәлил испатлар билән илгири сүрүлгән болсиму, әмма хитай һөкүмити өзлириниң намайишчиларға қарита һәргиз му қорал ишләтмигәнликини қайта - қайта тиклигән иди.
Түнүгүн хитайниң һөкүмәт баянатчиси чиң гаңму хитай һөкүмитиниң юқириқи пикрини қайта тәкитлигән һәмдә өзлириниң һәрқандақ адәм олтуридиған қоралларни намайиш тинчитиш мәйданиға елип кәлмигәнликини һәмдә ишләтмигәнликини илгири сүргән болсиму, әмма түнүгүн хитай мәтбуатлири сичүән өлкисидә елип берилған намайишни тинчитиш җәрянида өзини қоғдаш үчүн 4 нәпәр тибәтлик намайишчини етип өлтүргәнликини иқрар қилған.

Намайиш җәрянида хитай сақчилири қолида өлгән тибәтләр саниниң 99 нәпәргә йәткән
Һалбуки, бүгүн хитай һөкүмити хәлқ гезитидә баш мақалә елан қилип, тибәттә йүз бәргән намайишниң наһайити аз бири қисим қанунсиз унсурлар тәрипидин кәлтүрүп чиқарғанлиқини, улар елип барған зораванлиқ һәрикәтлири давамида 13 нәпәр бигунаһ адәмниң өлтүргәнликини оттуриға қойған болсиму, лекин бәзи тибәт намайишчиларниң хитай һәрбий мәргәнлириниң оқида җенидин айрилғанлиқини тилға алмиған.
Әмма тибәтниң сүргүндики һөкүмити һазирғичә намайишни бастуруш җәрянида хитай сақчилири қолида өлгән тибәтләр саниниң 99 нәпәргә йәткәнликини ашкарилиди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама пурсәт пишип йетилгәндә сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди
- Коммунист хитай һөкүмити бир зораван гуруһ, у тиклигән йәрлик әмәлдарларму номуссиз ялғанчи
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Қәшқәр шәһириниң дөләтбағ йезисида йүз бәргән бир вәқә һәққидә радиомизға кәлгән инкас
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Хитай дөләт байриқи чәтәлдә иккинчи қетим йиқитилди
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди