Хитай қораллиқ қисимлири чаған байримида тибәтләрни оққа тутти
2012.01.24

Әнглийидә чиқидиған “муһапизәтчи” гезитиниң баян қилишичә, хитай қораллиқ қисимлири 1-айниң 23-күни, сичүән өлкисидики гәнзи тибәт аптоном областиниң лухав наһийисидә әркинлик тәләп қилған йәрлик тибәтләрни оққа тутқан. Хитай қораллиқ қисимлири бу вәқәдә аз дегәндә бәш тибәтни етип өлтүргән, көп адәмни яриландурған. Бүгүн, 1-айниң 24-күни йәнә гәнзи тибәт аптоном областиниң седа наһийисидә намайиш қилған тибәтләрни қораллиқ бастурған.
Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң радиомизға ейтип беришичә, хитай қораллиқ қисимлири түнүгүн-хитайниң чаған байрими башланған күни әтигәндила, гәнзи аптоном областиниң лухав наһийисидә кәң көләмлик өй ахтуруш-чарлаш елип барған. Хитай сақчилири бу чарлашта йәрлик тибәтләрдин бир нәччә кишини тутуп кәткәндин кейин, наһийә базирида адәм топлинишқа башлиған. Хитайниң өй ахтуруш-адәм тутуш һәрикитигә нарази болуп намайиш қилишқа башлиған адәм топи ичидә, бизгә әркинлик керәк дегән шоар товланған, яшисун далай лама дегән шоарларму товланған.
Қошна йезилардинму адәм келишкә башлап, наһийә базириға топланған адәм сани миңдин ашқанда, намайишчилар һөкүмәттин адәм өлтүргән қатилни җазалашни вә тутуп кәткән адәмләрни қайтуруп беришни тәләп қилған. Бу чағда, хитай қораллиқ қисимлири уларни оққа тутқан. Хитай қораллиқ қисимлири дәсләптә етип өлтүргән тибәтниң исми норпа йонтен, 49 яш. Намайишчилар униңдин башқа 40 нәччә җәсәтниң кимликиниму ениқлап чиққан.
Гәнзи аптоном областиниң лухав наһийисидики бир раһибниң радиомиз мухбири чав луңға ейтип беришичә, хитай түнүгүн етип өлтүргән тибәтләрниң сани 4 тин артуқ, намайишта оқ тәгкән тибәтләрниң сани әлликтин артуқ. Бүгүн бу наһийигә йәнә қошна наһийиләрдинму адәм келиватиду. Һазир бу наһийидә йәрлик тибәтләрниң хитай қисимлириға болған өчмәнлики барғансери ешиватиду.
Бейҗиңда туруватқан тибәт язғучиси висер ханимниң интернет арқилиқ радиомизға баян қилишичә, түнүгүн хитай қораллиқ қисимлири гәнзи тибәт аптоном областиниң лухав наһийисидә йәрлик тибәтләрни бастурған иди. Хитай қораллиқ қисимлири бүгүн гәнзи тибәт аптоном областиниң седа наһийисидә йәрлик тибәтләрни бастурди. Бу наһийидә йәрлик тибәтләр йиллардин буян диний әркинлик үчүн үзлүксиз һәрикәт елип бериватиду, бу наһийидә һеч вәқә йүз бәрмиди дегәндиму, берәр булуң-пучқақтин әркинлик шоари товлинип туруватиду. Бүгүн бу наһийигә пәқәт телефон маңмиған.
Б б с ниң баян қилишичә, бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ши лей, чәтәл тәшкилатлири тибәтләр тоғрилиқ иғва тарқитип, дөлитимизгә төһмәт чаплиди, қораллиқ қисимлиримиз қолланған һәрикәт чекидин ашуруветилгини йоқ, дәп җакарлиди. Униң ейтишичә, қолиға пичақ, таш, тоқмақ алған кишиләр хитайниң сақчи понкитиға һуҗум қилған, банкиниң пул машинилириға һуҗум қилған, қатнашни тосувалған, хитай тиҗарәтчилириниң дуканлирини булаң-талаң қилған.
Муһаҗирәттики тибәт һөкүмитиниң баянатчиси сангеҗаниң бүгүн радиомизға баян қилишичә, муһаҗирәттики тибәт һөкүмити бүгүн, хитай қораллиқ қисимлириниң гәнзи тибәт аптоном областиниң седа наһийисидә тибәтләрни қораллиқ бастурған, тибәтләрдин бир қисим адәм етип өлтүрүлгән, көп адәм яриландурулған қанлиқ вәқәдин хәвәр тапқан. Улар һазир бу вәқәниң тәпсилатини тәкшүрүш-ениқлашқа башлиған.
Баш оргини вашингтондики тибәткә ярдәм бериш тәшкилатиниң хадими ринчн зашиниң испат беришичә, коммунист хитай һәр йили, хитайларниң чаған байримидәк мушундақ чоң әнәниви байрими кәлгәндә, тибәтләрни бастуриду, бултурму шундақ қилған. Хитай чағанни башқа милләтләрни қиридиған байрамға айландурувалди. 2-Айниң ахирида тибәтләрниң баһар байрими болиду, бу, тибәтләр өз-ара җәм болидиған байрам, 3-ай болса, тибәтләр коммунист хитайниң ишғалийитигә қарши исян көтүргән ай. Коммунист хитай сап мушу айларда тибәтләргә һуҗум қилип келиватиду.