Чиңхәйдә миңлиған тибәт оқуғучилири хитай тили маарипиға қарши намайиш қилди

19 - Өктәбир күни хитайниң чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидики миңлиған тибәт оқуғучилири, райондики тибәт мәктәплиридә хитай маарипини омумлаштуруш ислаһатиға қарши наразилиқ билдүрүп намайиш елип барған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.20
chingxeyde-qingheyde-tibetler-qosh-til-namayishi-305 Сүрәт, 19 - өктәбир күни хитайниң чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидики миңлиған тибәт оқуғучилириниң "қош тиллиқ маарип"қа қарши намайишидин бир көрүнүш.
Сүрәтни ребкоң наһийисидики амма әвәткән.

Түнүгүн чиңхәй өлкисидики тибәт оқуғучилириниң тибәт ана тили һәм тибәт мәдәнийитини қоғдашни тәләп қилип елип барған бу намайиши, хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темисиға айланди.

Әркин асия радиоси тибәт бөлүминиң Чиңхәй өлкиси ребкоң ( хитайчә тоңрен) Наһийисидин игилигән учурлиридин мәлум болушичә, бу қетимқи намайишқа ренкоң наһийисидики ребкоң 1 - оттура мәктипи, йифу оттура мәктипи, тоңрен теббий мәктипи, малхо оқутқучилар тәрбийиләш мәркизи қатарлиқ 6 мәктәптин тәхминән 5000 - дин 7000 ғичә тибәт оқуғучилири, оқутқучилар һәм бир қисим тибәт раһиблири қатнашқан.

Намайиш түнүгүн 19 - өктәбир әтигән 8 дин кейин башлинип, чүштин кейин наһийилик һөкүмәт хадими намайишчилар алдиға чиққандин кейин тинчлиқ билән тарқап кәткән.

Әнглийидики әркин тибәт тәшкилатиниң тор бетидин мәлум болушичә, түнүгүн әтигән әң аз дегәндә 1000дин артуқ оқуғучи вә бир қисим оқутқучилар йәрлик даириләрниң маарип ислаһатиға наразилиқ билдүрүп намайиш башлиған . Чүштин кейин намайишчилар қошуни зорийип 7000 дин 9000 ғичә кишигә йәткән.

Намайишқа қатнашқан оқуғучилардин бирәйлән әркин асия радиоси тибәт бөлүминиң зияритини қобул қилип, намайишниң сәвәби һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә йеқинда йәрлик һөкүмәт бундин кейин тибәт тилидики маарипқа ислаһат елип баридиғанлиқини қарар қилған. Шундақла тибәт тилидики мәктәпләрдә әслидә тибәт тилида нәшр қилиниватқан дәрслик китаблардин тибәт тил - әдәбияти һәм инглиз тилидин башқа барлиқ дәрсликләр әмәлдин қалдурулуп, униң орниға хитай тилидики дәрсликләр алмаштурулидиғанлиқи уқтурулған.

Нәтиҗидә йәрлик һөкүмәтниң бу қарариға нарази болған тибәт оқуғучилири өз оқутқучилириниң йетәкчиликидә, түнүгүн бу кәң көләмлик наразилиқ намайишини елип берип, һөкүмәттин хитай қанунида бәлгиләнгән "һәрқайси милләтләр өз ана тилини қоллиниш әркинликигә игә" дегән қануниға әмәл қилишини, тибәт ана тили һәм мәдәнийитини қоғдашни тәләп қилған.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, чиңхәйниң ребкоң наһийисидә 2008 - йили партлиған йәрлик тибәт раһиблириниң һөкүмәткә қарши наразилиқ намайишида йәрлик тибәт раһиблири һөкүмәт тәрипидин қаттиқ бастурулған һәм кейин пүткүл тибәт райониға кеңәйгән бу һәрикәт "14 - март тибәт вәқәси" дәп аталған иди.

Әмма, райондин игилигән учурлардин мәлум болушичә, тибәт оқуғучилириниң бу қетимқи наразилиқ намайишиға қарита йәрлик һөкүмәт сақчилар арқилиқ вәзийәтни контрол қилған болсиму, лекин намайиш қилған оқуғучиларға қарита бастуруш һәрикитидә болмиған.
 
Ребкоң наһийисидин бирәйлән ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, чүштин кейин наһийилик һөкүмәтниң мунасивәтлик хадими намайишчилар алдиға чиқип, уларниң тәлипини аңлиғандин кейин, чүштин кейин саәт 3 ләр әтрапида намайиш қилған оқуғучиларниң өзлүкидин тарқилип кәткәнликини билдүргән. У йәнә әйни чағда намайиш давамлишиватқанда тәхминән 20дин 30 ғичә сақчи аптомобили келип, намайиш қиливатқан оқуғучиларни қоршивалған болсиму, әмма улар намайишчилардин һечкимни қолға алмиғанлиқини, һөкүмәт хадимлириниң намайишчилардин қайта - қайта соғуққан болушни тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Нөвәттә намайиштин кейин йәрлик һөкүмәтниң намайиш башламчилириға қарита қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқи мәтбуатларниң җиддий диққитини қозғимақтикән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилди. У сөзидә тибәт оқуғучилириниң өз ана тилини қоғдаш үчүн елип барған тинчлиқ намайишини қоллайдиғанлиқини билдүрүш билән биллә, хитай һөкүмитиниң өз қанунида бәлгиләнгән " һәрқайси милләтләрниң өз ана тилини қоллиниш әркинлики бар" дегән қануни бәлгилимисигә хилап һалда, уйғур тибәт қатарлиқ милләтләрниң тил вә мәдәнийитини йоқитиш һәрикитидә болуватқанлиқини әйиблиди.

Дилшат ришит сөзидә йәнә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур районида мәҗбурий йолға қоюватқан қош тиллиқ маарипи нами астидики "маарипни хитайчилаштуруш" сияситигә қарита, уйғурларниңму хәлқара қанун - бәлгилимиләргә асасән өз ана тилини қоғдашни тәләп қилиш һоқуқиға игә икәнликини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.