Тибәтләрни апәттин қутқузуш кечиккәнликтин өлүватқан адәм сани көпәймәктә
Мухбиримиз вәли
2010.04.16
2010.04.16
Сүрәтни кйгудо районида йашайдиған чиңлин исимлик бир сүрәтчи киши тәминлигән.
Тибәт егизликидә 14 - април күни йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәштә Хәлқ өйлириниң 95% и, мәктәпләрниң 70%и өрүлгән. Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, тибәт егизликидә йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәштә бүгүнгә қәдәр өлгән адәм сани 1000 дин ашиду, зәхмиләнгән адәм сани 10 миңдин ашиду, 100 миңдин артуқ адәм сртта соғуққа чидап һаят көчүрүватиду.
Хитай японийиниң ярдәм пулини қобул қилди, әмма қутқузуш әтритини рәт қилди
Японийидә чиқидиған 'асахи шинбун' гезити бүгүн, тибәт игизликидә апәткә учриған хәлқ панаһлинидиған чедир кам болғанлиқтин, сртта соғуқ өтүп кетип кесәл болуватқан адәм сани көпийиватқанлиқи, әмма һазир йәнила давалаш хадимлири вә дора кам икәнлики; болупму азадлиқ армийиниң кечикип келиши өлүм санини көпәйтивәткәнлики; гәрчә хитай һөкүмити японийиниң 7 милйон юән ярдәм пулини қобул қилған болсиму, әмма апәткә учриған хәлқни қутқузуш үчүн японийидин келидиған қутқузуш хадимлириниң келишини рәт қилғанлиқи қаатарлиқ әмәлий мәсилиләрни баян қилди. Хәвәрдә ейтилишичә, һазир японийә хәлқи ичидә, хитайға адәм қутқузуш керәк әмәс, пул керәк дегән мулаһизиләрму оттуриға қоюлған.Ху җинтав латин америкисидики зияритини тохтитип қайтип кәлгәндин кейин, апәткә учриған тибәтләрдин өлгән сани көпәйди
'Хитайға нәзәр тор гезити' ху җинтав тибәт игизликидә йәр тәврәш йүз бәргәнликини аңлап, латин америкисида елип бериватқан зияритини тохтитип қоюп қайтип кәлгәндин кейин, апәткә учриған тибәтләрдин өлгәнләр сани көпәйди дәп баян қилди.Бу гезитта баян қилинишичә йәнә, апәткә учриған райондин чиққан наһайити аз сандики учурларму хитай һөкүмитини җиддийләштурүп қойғанлиқтин, хитай коммунист партийә мәркизи комитет тәшвиқат министирлиқи учур вастилириға қаттиқ чәклимә чиқирип, йеқилған мәктәпләрни, өлгән өсмүрләрни, қутқузуш әшялириниң кечиккәнликини тилға алмаслиқ, бәлки дөләт рәһбәрлириниң һал сориғанлиқини кәң күләмдә тәшвиқ қилиш, чәтәл учур вастилириниң зияритини қобул қилмаслиқ һәққидә буйруқ чүшүргән.
Хитайниң тәшвиқат министирлиқи учур вастилиригә тибәттә йүз бәргән йәр тәврәш һәққидә йеңи чәкилимә чиқарди
японийидә чиқидиған 'асахи шинбун' гезитиниң баян қилишичә, хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирлиқи тибәт игизликидә йүз бәргән йәр тәврәштә апәткә учриған хәлқни қутқузуш кечиккәнликтин өлүватқан адәм сани көпәйгәнликини, макансиз қелип сртта соғуқта тоңлап кесәлгә муптила болуватқан тибәтләрниң көпәйгәнликини, һазир тибәт раһиблири пүтүнләй адәм қутқузушқа киришкән болсиму, әмма уларниң қутқузуш һәрикити қораллиқ қисимларниң қаттиқ назарити астида туруватқанлиқини, уруқ - туғқанлириниң җәситини тонуп қобул қилиш үчүн кәлгән адәмләрму қаттиқ назарәт астида туруватқанлиқини, шундақла, хитай бу әһвалларни хәвәр қилмаслиқ һәққидә қаттиқ буйруқ чиқарған.Японийә учур вастилири бу йил 3 - айдиму, сичуәндә йәр тәвригәндә хитай һөкүмити учур вастилириға буйруқ чүшүрүп, әмәлдарларниң хиянити һәққдә хәвәр беришни чәклигәнликини, шундақла йәнә, сәншидә ишләнгән ваксинидики алдамчилиқни, зәһәрлик йемәк делолирини, йәр содигәрлириниң баһани өстүрүвалғанлиқини, җилин полат завутида йүз бәргән делони, чоңчиңда сақчилар билән бандитларниң бирләшкәнликини, хитай пулиниң обороттики қиммити һәққидики талаш - тартишни, хитайдики байлар билән намратлар оттурисидики пәрқ мәсилисиини, тибәт қозғилиңини, йеңи чеграда йүз бәргән намайишни, коммунист партийиниң ички қисмидики зиддийәтләрни, алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ишсизлиқ мәсилисини хәвәр қилишни чәклигәнликини баян қилған иди.
Тибәт игизликидә будда раһиблириниң һәммиси бирдәк һәрикәткә келип, апәткә учриған қериндашлирини қутқузушқа киришти
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргән бу тибәт игизликидә, һазир будда раһиблириниң һәммиси бирдәк һәрикәткә келип, апәткә учриған қериндашлирини қутқузушқа киришкән. Исмини ашкарилашни халимиған бир раһиб мухбирға 'һазир чәтәлләрдә муһаҗирәттә болуватқан далай лама юртимизниң оғли, уни бейҗиң бөлгүнчи дәп әйибләватиду, биз униңға аманлиқ теләймиз' дегән. Бу раһиб мухбирға йәнә 'әгәр һөкүмәт мениң бу гепимини аңлап қалса, мини өлтүривитиду' дәп қошумчә изаһат бәргән.Тибәт игизликидә қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргән мушу күнләрдә атуштиму йәр тәвриди
Тибәт игизликидә қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргән мушу күнләрдә, явро -асия йәр тәврәш бәлвиғидики атуштиму йәр тәврәш йүз бәрди. Шинхуа агентлиқиниң йеңи чегра хәвәр торида баян қилинишичә, түнүгүн атушниң қараҗул дегән мәһәллисиниң 9 километирлиқ йәр қатлимида 4 бал дәриҗилик йәр тәврәш йүз бәргән. Атушниң төмүр йол бойлири вә 200 километир даиридә селкиниш болған. Хитай һөкүмити буниңда қанчилик зиян -зәхмәт йүз бәргәнликини хәвәр қилмиди.Хитайниң йәр тәврәшни өлчәш тармақлири тәңритағ тезмилири, памиер игизлики, қара қурум тағлири вә тәклимакан әтрапидики районлар явро - асия йәр тәврәш бәлвиғидики җайлар. Бу җайда бунчилик йәр тәврәшниң йүз бәргәнлики пәвқуладдә вәқә әмәс дәп көрсәткән.
Исландийидә шиддәтлик волқан партлиди
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, мушу күнләрдә, явропадики исландийидә партлиған шиддәтлик волқандин көккә көтүрүлгән ис вә күл һавада тез тарқилип, явропа билән америка, асия қитәлири арисидики һава қатнишиниң вақтинчә тохтитилишиға сәвәбчи болди.Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.