Тибәт егизликидә апәткә учриған хәлққә қумулдин нан кәлди

Тибәт егизликидә йәр тәврәш йүз бәргили бүгүн 7 күн болди, тибәтләр өзи 'кйгудо' дәп атайдиған, әмма хитайлар 'йүшушән' дәп ативалған бу тибәт юртида 95% туралғу, 80% мәктәп өрүлүп пүтүнләй харабилиққа айланған, бу юртта пәқәт тибәтләргә һөкүмранлиқ қиливатқан хитай һөкүмитиниң хизмәт биналирила сақ қалған.
Мухбиримиз вәли
2010.04.20
Tibet-rayonidiki-yer-tewreshtin-keyin-305.jpg Сүрәт, тибәт егизликидә йәр тәврәш йүз бәргәндин кейинки пүтүнләй түзливетилгән наһийә базириниң йирақтин көрүнүшидин бири. Сүрәттә, 2 сағлиқ хадими апәт районида кесәлниң алдини елиш дориси чачмақта.
AFP Photo

Түнүгүндин башлап бу юртта қелин қар йеғип, апәткә учриған хәлқни қутқузушқа техиму қийинчилиқ туғулған бундақ вақитта, қумулдин кәлгән биринчи түркүм ярдәм - навайханиларда йеқилған 35 миң данә уйғур нени 2 миң километир йирақлиқтин бу тибәт юртиға йетип кәлди.

Хитайниң чиңхәй өлкисидики йәр тәврәшни өлчәш вә апәттин қутқузуш қоманданлиқ штабиниң бүгүн елан қилишичә, хитайниң чиңхәй өлкисигә тәвә йүшу наһийисидә 14 - април күни қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин, 20‏ - април кәч саәт йәттигә қәдәр өлгән адәм сани 2064, яриланған адәм сани 12 миң 135, буниң ичидә еғир яридар 1434. Из - дерәксиз йоқалған адәм сани 175.

Тибәт раһиплири саниған җәсәт сани 2300

Апәт йүз бәргән кйгудо районида туруватқан бир журналистниң бүгүн радиомизға ейтип беришичә, хитай һөкүмити 740 җәсәт көйдүрүлди дәп елан қилған болсиму, әмма 17 - април күни йәрлик өрп ‏ - адәт буйичә җәсәт көйдүрүлгәндә, тибәт раһиплири саниған җәсәт сани 2300. Бу районда һазир сақинди йәр тәврәш техи тохтимиди.
Tibet-rayonidiki-yer-tewreshte-lamalar-yardemde-305.jpg
Сүрәт, тибәтлик ламаларниң апәт районида халисанә йардәмдә болуватқан көрүнүшлиридин бири болуп, әң йеңи хәвәрдә, хитай һөкүмити ламаларниң будханлириға қайтип кетишини буйруған.
AFP Photo

Күнләрдин буян бу районниң һава келиматида ғәлитә өзгириш йүз берипла туруватиду. Бирдәм қар яғса, бирдәм ямғур яғиду. Түнүгүндин башлап йәнә қелин қар йеғип, апәткә учриған хәлқни қутқузушқа техиму көп қийинчилиқ туғулди. Бундақ шараитта пәқәт тибәт раһиплирила қериндашлирини қутқузушни үзлүксиз давамлаштуруватиду.

Хитайниң бәзи қутқузуш әтрәтлири тибәт егизликиниң һава келиматиға маслишалмай ишқа киришәлмигән

Униң ейтишичә, хитайниң бәзи қутқузуш әтрәтлири бу тибәт егизликиниң һава келиматиға маслишалмай ишқа яхши киришәлмигән.

Тибәт егизликиниң һавасиға келишәлмәй деми сиқилип ишлийәлмигән қутқузуш әтрәтлиридин, гуаңдуңдин әвәтилгән 300 кишилик бир әтрәт түнүгүнла қайтуруп кетилгән. Әмма, өрүлгән бир будда ибадәтханисиниң тегидин бүгүнму йәнә, көмүлүп қалған адәмләрниң налә қилған авазлири аңлинип туруватиду.

Бу юртта һазир тибәтләргә һөкүмранлиқ қиливатқан хитай һөкүмитиниң хизмәт биналирила мәвҗут

'Бошүн тор гезити'ниң баян қилишичә, тибәт егизликидә йәр тәврәш йүз бәргили 7 күн болди. Тибәтләр өзи 'кйгудо' райони дәп атайдиған, әмма хитайлар чиңхәй өлкисиниң 'йүшу' наһийиси дәп ативалған бу тибәт юртида, йәрлик хәлқ өйлириниң 95% дин артуқи, мәктәпләрниң 80% тин артуқи пүтүнләй өрүлүп харабилиққа айланған.

Бу харабилиқта һазир тибәтләргә һөкүмранлиқ қиливатқан хитай һөкүмитиниң хизмәт биналирила мәвҗут, у һазир бу юрттики тибәт мазарлириниң муәккәллиригә охшап қалди.

Хитай һазир вен җабав билән ху җинтавниң һал сориғили кәлгәнликини вә һәрбий қисимларниң паалийәтлиринила хәвәр қиливатиду

Мақалидә ейтилишичә, гәрчә хитайниң телевизийә истансиси нәқ мәйдандин ишлигән видио учурлирида, тибәт раһиплири адәм қутқузуш үчүн харабилиқларни колаватқанда, әтрапта қорал тутуп туруватқан хитай қораллиқ қисимлири, бирәр җәсәт яки техичә өлмигән адәм байқалған һаман дәрһал синалғулирини әкилип, өзлири қутқузувалқан қилип рәсимгә тартиватқанлиқи ениқ көрүнүп турсиму, әмма хитай армийиси, қораллиқ қисимлири вә қутқузуш әтрәтлири апәткә учриған хәлқни апәттин қутқузуватқанлиқини, коммунист хитайниң баш министири вен җабав апәт йүз бәргән райондин һал сориғили кәлгәнликини, 18‏ - април күни йәнә хитай рәиси ху җинтав бу тибәт райониға һал сориғили кәлгәнликини, 21‏ - април күни пүтүн мәмликәт буйичә бу юртта апәткә учриған кишиләргә тәзийә билдүрүш мурасими ачидиғанлиқини тохтимай хәвәр қиливатиду.

Хитай далай ламани өз юртиға киргүзмиди

Бирләшмә агентлиқиниң кйгодо дин баян қилишичә, бүгүн раһиблар харабилиқта көмүлүп қалған 4 яшлиқ бир қиз бала вә йәнә яшанған бир аялни қутқузувалди. Бүгүн бу юртниң температуриси нөлдин төвән 3 селсийә градус.

Хитайниң чоң шәһәрлириниң бири болған шиниң шәһиригә йеқин болған бу юртта апәткә учриған хәлқ һазир хитай һәрбий қисимлири қуруп чиққан аран бир километир узунлуқтики бир чедир мәһәллисинила көрүватиду. Гәрчә мушу юртта туғулған тибәтләрниң һүрмәтлик диний даһиси далай лама өз юртидики қериндашлиридин һал сорашни тәләп қилған болсиму, әмма хитай һөкүмити униң тәлипигә псәнт қилмай, бу арқилиқ өзи һазир тибәтләр районида далай ламаниң даһилиқ ролини җари қилдуруватқанлиқини ипадилимәктә.

Қумулдин нан кәлди

Хитай хәвәр торида ашкарилинишичә, қумулдин кәлгән биринчи түркүм ярдәм - навайханиларда йеқилған 35 миң данә уйғур нени 2 миң километир йирақлиқтин бу тибәт юртиға йетип кәлди. Бу нанларни әмәрҗан керәм қатарлиқ 60 нәччә навай 17‏ - април күни апәт хәвирини аңлиғандин кейинла һармай - талмай ишләп тәйярлиған.

Хитай һөкүмити бу нанларға хитайчә марка чаплап, "йеңи чегра"дики 56 милләтниң көңли дәп әвәткән.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.