Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
2008.03.17

Тибәт пайтәхти лхасада йүз бәргән исян асасән тинҗитилған болсиму, лекин лхаса шәһириниң вәзийити йәнила җиддий болуп, һәрбий вә сақчилар коча вә шәһәргә кириш еғизлирини тизгинләп, вәқә туғдурғучиларни ахтурмақта икән. Даириләр лхаса шәһириниң вәзийитини тизгинлигәнгә қаримай, исян тибәткә қошна чиңхәй, гәнсу вә сичүән өлкилиридики тибәтләр олтурақлашқан районларға кеңәйди. Тибәт роһани даһиси далай лама болса хитай даирилириниң намайишчиларни бастуруш һәрикитини "мәдәнийәт қирғинчилиқи "дәп әйиблигән. Хәлқара җәмийәт болса тибәт вәзийитиниң өзлиридә әндишә қозғаватқанлиқини билдүрмәктә.
Һәрбий вә сақчилар өйму - өй ахтуруп гумандарларни тутқун қилмақта
Хитай даирилири тибәт пайтәхти лхаса шәһиридә ғәзәпләнгән тибәт намайишчилириниң исянини бастурғандин кейин, лхаса шәһириниң вәзийити асасән тинҗиған болсиму, лекин шәһәрдә вәзийәт йәнила җиддий болуп, хитай һәрбий вә сақчи қисимлири вәқә туғдурғучиларни тутқун қилмақта. Хитай һәрбий қисимлири йәкшәнбә күни әтигән саәт 8:00 ләрдә 200 данә һәрбий аптомобил вә танкиниң йол башлиши билән лхаса шәһәр мәркизигә кирип, шәһәр мәркизи вә будала сарийиниң әтрапидики коча - койлар һәм ибадәтханиларни игәллигән шундақла бу районни пүтүнләй тизгинлигән иди.
Хәвәрләргә қариғанда, сақчи вә һәрбийләр лхаса шәһири вә шәһәргә кириш еғизлирида тәкшүрүш понкитлирини қуруп, өткән - кәчкәнләрни вә қатнаш қораллирини тәкшүрмәктә икән. Лхаса шәһиридики пуқралар радиомизға даириләрниң лхаса шәһәр мәркизидики бина өгзилиригә һәрбий мәргәнләрни орунлаштурғанлиқини, һәрбий вә сақчиларниң өйму - өй кирип ахтуруш елип берип, вәқә садир қилғучи дәп гуманланған кишиләрни тутқун қиливатқанлиқини билдүрмәктә.

Уларниң әскәртишичә, даириләр лхаса шәһәр пуқралирини агаһландуруп, шәһәрдики һәр бир тибәтликниң өйидә ахтуруш елип берилидиғанлиқини, далай ламаниң рәсими вә исянға қатнашқан кишиләрниң сүрүштүрүлидиғанлиқини, һечкимниң ахтуруш вә тутқун қилиш һәрикитигә тосалғу болмаслиқини, кишиләрниң топланмаслиқини тәкитлигән.
" Б д т кишилик һоқуқ кеңиши тибәткә тәкшүрүш өмики әвәтиши керәк "
Тибәт роһани даһиси далай лама хитай даирилириниң тибәттики һәрикитини " мәдәнийәт қирғинчилиқи" дәп әйиблимәктә вә хәлқара җәмийәтниң тәкшүрүш елип беришини тәләп қилмақта. У дарамсалада мухбирларға,хитайниң лхасадики вәқәгә тутқан позитсийисини"мәқсәтлик яки мәқсәтсиз елип бериливатқан мәдәнийәт қирғинчилиқидур " дәп көрсәтти . Лхасадики вәқәдә өлгән тибәтләрниң сани тоғрисида тәрәпләр охшимиған мәлуматларни елан қилишмақта.
Хитай һөкүмити вәқәдә 13 адәмниң өлгәнликини җакарлиди. Бу санни тибәт аптоном райониниң мәсули чампа понсок, дүшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға тәкитлигән болуп, бу сан хитай һөкүмити алдинқи күни елан қилған санға қариғанда 3 адәм көп. Лекин тибәт сәргәрдан һөкүмити өлгәнләрниң 100гә йетидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Һиндистанниң дарамсала районидики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири самдоң ренпочи "өлгән тибәтликләрниң һәқиқий сани тоғрисида бир немә демәк тәс, әмма 100 гә йеқинлишидиғанлиқи пәрәз қилинмақта " дәйду. Тибәт сәргәрдан һөкүмити хәлқара олимпик комитети вә б д т ниң тибәт вәзийитигә арилишишини тәләп қилмақта.
Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси сериң таши йәкшәнбә күни дарамсалада " биз хәлқара җәмийәтни җүмлидин б д т вә хәлқара олимпик комитетини хитайға қорал күчи ишләтмәслик, тибәт хәлқиниң һоқуқиға һөрмәт қилиш тоғрисида хизмәт ишләшкә чақиримиз " дәп тәкитләйду. Тибәт сәргәрдан һөкүмити йәнә б д т кишилик һоқуқи кеңишиниң тибәткә тәкшүрүш өмики әвәтишини тәләп қилмақта. Бу тәләпни дарамсаладики сәргәрдан һөкүмити дүшәнбә күни вашингтондики тибәтни һимайә қилиш йиғилишида тарқатқан баянатида оттуриға қойди.
" Тибәткә мустәқиллиқ! хитайлар тибәттин чиқип кәтсун! далай лама яшисун! "

Хитай һөкүмити лхаса шәһириниң вәзийити тинҗиғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин лхасадики намайиш чиңхәй, гәнсу вә сичүәнләрдики тибәтләр олтурақлашқан районларға кеңәйгән вә намайиш наһайити тизла исянға өзгәргән һәм гәнсуниң наба вилайитидики исянда аз дегәндә 7 нәпәр тибәт пуқраси өлтүрүлгән. Тибәтләр гәнсуниң наба вилайити вә җәнубий гәнсудики мачу наһийилиридә намайиш қилип, шу җайдики сақчилар билән тоқунушқан вә 7 нәпәр тибәт намайишчи наба вилайитидики кирти ибадәтханиси әтрапида йүз бәргән тоқунушларда өлтүрүлгән.
Гәнсуниң мачу наһийисидики намайишчилар далай ламаниң рәсимини көтүрүп,"тибәткә мустәқиллиқ", "хитайлар тибәттин чиқип кәтсун", " далай лама яшисун " дегән шуарларни товлиди. Гәнсуниң ләнҗу шәһиридә ғәрбий шимал университетидики тибәт оқуғучилар мәктәп қорусида йиғилиш өткүзүп, "тибәт хәлқи билән бир мәйданда туридиғанлиқини" ипадилигән. Йәнә бәзи хәвәрләрдә бейҗиң мәркизи милләтләр университетидики тибәт оқуғучиларниң дүшәнбә күни йиғилиш өткүзгәнлики илгири сүргән болсиму, лекин бу хәвәр һазирға қәдәр испатланмиди.
Сичүәндики тибәтләр олтурақлашқан гәнзи районидики бир тибәт пуқраси бу җайдики "вәзийәтни наһайити җиддий" дәп көрсәтти. У, 15 - март күни гәнзиниң камтаво дегән йеридә тибәтләрниң намайиш қилғанлиқини, хитай һөкүмити 10 аптомобилда әскәр йөткәп келип, бу җайдики бир ибадәтханини қоршивалғанлиқини билдүрди. Бир тибәт оқуғучи радиомизға "бу җайдики мәктәпләрниң тақалғанлиқини, хитай бихәтәрлик қисимлириниң коча - койларда чарлаш елип бериватқанлиқини, вәзийәт наһайити җиддий болуп, һәммә йәрдә сақчиларни учратқили болидиғанлиқини" әскәртиду.
" Вәқәдә өлгәнләрниң аилә тавабатидин һал сораймән "
Хәлқара җәмийәт тибәттики вәқәниң өзлиридә әндишә қозғаватқанлиқини, хитай даирилириниң өзини тутувелишини вә тибәт пуқралириниң йиғилиш әркинликигә һүрмәт қилишини тәкитлигән болсиму, лекин олимпик мусабиқисини байқут қилишниң тоғра болмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. явропа иттипақидики дөләтләр вә явропа олимпик комитети дүшәнбә күни бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш еһтималини чәткә қақти.
Голландийә һөкүмити шу күни хитайниң гаагадики баш әлчисини чақиртип, "тибәттики вәқәләрниң голландийини наһайити әндишигә селиватқанлиқини" билдүргән. Тибәттики вәқәдин әндишә қиливатқан дөләт ялғуз голландийә әмәс. Бу вәқә йәнә хәлқара олимпик комитетини әндишигә салмақта.
Йәкшәнбә күни тибәттики вәқә өзлиридә пәвқуладдә әндишә қозғаватқанлиқини тәкитлигән олимпик комитетиниң рәиси җәкс роги, тибәттики вәзийәтниң тезрәк тинчлинишини вә шундақла вәқәдә өлгәнләрниң аилә тавабатидин һал сорайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Муһаҗирәттики тибәтликләр олимпик мусабиқисини һиндистанда өткүзмәкчи
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- 14 - Далай ламаниң варисини ким бәлгиләйду ?
- Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди
- Далай лама из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқини билдүрди
- Канада - хитай мунасивити йирикләшмәктә
- Далай лама: хитай даирлири тибәткә али аптономийә берилсә, бу уйғур раюниға тәсир көрситиду, дәп әнсирәйду
- Канадада, далай ламаниң зиярити һәққидә түрлүк инкаслар
- Далай лама вә униң канада зиярити