Тил туғи-вәтән туғи
2012.10.04
Әнә ашу җиддий мәсилиләрниң бири қандақ қилип ана тилимизни сақлап қелиш вә кейинки әвладларға сағлам һалда йәткүзүп бериш ишидур.
Иккинчи дуня урушидин кейинки йәр шари характерлик көчмәнләр долқунида асия, африқа вә җәнубий америка қитәлиридин зор түркүмдики көчмәнләр америка вә явропа әллиригә келип олтурақлашти. Ғәрбтики һәрқайси әлләргә көчүп келип олтурақлашқан әрәбләр, иранлиқлар, курдлар, түркләр, чилилиқлар, сомалилар вә башқа нисбәтән чоңрақ көчмән топлуқлириға селиштурғанда, уйғурларниң ғәрб әллиригә келип олтурақлишиши вақит җәһәттин кейин болупла қалмастин, улар көләм җәһәттинму кичик топлуқ һесаблиниду. Һәрқайси дөләтләрдә олтурақлашқан уйғурлар саниниң аз болуши, тарқақ һаләттә яшиши сәвәблик, муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлириниң ана тил тәрбийиси ата-аниларни әң көп ойландуруватқан мәсилиләрниң бири болмақта. Пәрзәнтлирини вәтән ичидики “қош тиллиқ маарип” қалпиқи астида хитайлаштурулған маарип муһитидин қутулдуруп һөр дуняға елип чиққан ата-анилар әмдиликтә техиму реал болған, чәтәлләрдики сан җәһәттин хелила аз болған уйғур топлуқлирида ана тилимизни қандақ қилип қоғдаймиз һәмдә һаятий күчини сақлаймиз? йеңи олтурақлашқан әлләрниң тил-мәдәнийәтлирини өгиниш билән бир вақитта йәнә пәрзәнтлиримизниң өз ана тилини сақлап қелишини вә кейинки әвладлириға мирас қилип қалдурушини қандақ қилип капаләткә игә қилимиз? ата-анилар өз пәрзәнтлиримиз алдидики баш тартип болмайдиған бу муқәддәс бурчни қандақ ада қилимиз?...Дегәндәк мәсилиләргә дуч кәлмәктә.
Бу соалларға җаваб тепиш үчүн биз шветсийә уйғур маарип җәмийитиниң рәиси ниҗат әпәнди билән стокһолмдики бирқанчә мәктәпләрдә уйғур тили дәрси өтүватқан маһирә ханимни зиярәт қилдуқ.
Аилә-җәмийәтниң әң кичик һүҗәйриси. Муһаҗирәттә яшаватқан һәр бир уйғур аилисигә нисбәтән ейтқанда аилә уларниң чәтәлдики әң кичик вәтини. Мана мушу кичик вәтәндә йеңидин дуняға көз ачқан пәрзәнтләргә ана тилдин зуван, миллий кимликтин вуҗуд, имандин қәлб ата қилиш уларниң мәҗбурийити. ят бир мәдәнийәт муһитида туғулған пәрзәнтләр пәқәт аилидин ибарәт бу кичик вәтәндә ана тилниң тунҗи тавушини чиқарған күндин башлап уларниң тәсәввурдики тарихий вәтини билән болған ички бағлиниши башлиниду. Мушу нуқтидин елип ейтқанда, муһаҗирәттә ана тилни сақлаш, қоғдаш вә кәлгүси әвладларға сағлам һаләттә өткүзүп бериш әң алди билән аилидин ибарәт “кичик вәтән”дин башлиниду.
Ундақта, муһаҗирәттики бир қисим ата-анилар аилидин ибарәт бу кичик вәтәндә өз пәрзәнтлириниң ана тил тәрбийисини қандақ елип бериватиду? биз бу һәқтә нөвәттә явропада яшаватқан үч пәрзәнткә ана болғучи әркинай ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Көрүп туруптимизки, мәсулийәтчанлиқ вә миллий бурчтин туғулған беғишлаш роһи мумкинсиз реаллиқни мумкинчиликкә айландуриду. Бир милләтниң тили уларниң вәтәнни тәрк әткәнликидин әмәс, бәлки миллий роһиниң йоқилишидин һалак болиду. Хитайға 300 йилға йеқин һөкүмранлиқ қилған манҗуларниң һөкүмран орунда турупму ахирқи һесабта өз ана тилини йоқатқанлиқи, 2000 йилдин буян вәтәнсизликниң дәрдини йәткүчә тартип дуняға териқтәк чечилип кәткән йәһудийларниң 20-әсирдә ана тилини қайта тирилдүргәнлики буниң ярқин мисалидур.
Пәрзәнтлириңиз мәйли дуняниң қәйиридә яшимисун, қәлбидә вәтән ишқи болсун. Бу ишқниң ачқучи-ана тилдур. Сәбий балилириңизниң еғзидин һәр вақит ана тилниң йеқимлиқ садаси яңрап турсила вәтән ишқи һәргиз унтулуп қалмайду. Шундақ, тил туғи-вәтән туғидур.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.