Токйода 1000дин артуқ киши рабийә ханимниң нутқини аңлиған
Мухбиримиз әркин тарим
2009.07.30
2009.07.30
AFP Photo
30 - Июл күни алди билән далай ламаниң японийидики алаһидә вәкили пима гарпу әпәнди билән учрашқан сидиқһаҗи рози әпәнди чүштин кейин токйодики чоң бир залда 1000 дин артуқ амма вә мухбирларниң соалиға җаваб бәргән. Уларниң соалиға җаваб бериштин бурун рабийә қадир ханим америкиға қайтиштин бурун синалғуға елип қалдурған нутқи қоюп берилгән. Рабийә қадир ханим бу нутқида асаслиқи 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә тохталған.
Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң бу қетимқи японийә зияритини тосуш үчүн хитайниң токйода турушлуқ әлчилики арқилиқ уни әйибләйдиған д в д пиластинкиси ишләп тарқатқан. Бу пиластинкида уйғурларниң хитай коммунист партийисиниң рәһбәрликидә бәхтлик яшаватқанлиқи илгири сүрүлгән.
Әмма мутәхәссисләрниң ейтишичә бу д в д пиласинкиси кишини ишәндүрәлмәйдикән. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң японийә зиярити җәрянида йәнә немиләр болди? хитай һөкүмити бу зиярәтни тосуш үчүн немиләрни қилди? японийә кагошима университети оқутқучиси др. Һаҗи қутлуқ қадири әпәнди бу һәқтә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.