Мәкиттики төмүр дәрвазилар пүтүн уйғур елигә кеңәймәктә

Йеқинда уйғур илидики мәлум тор бәттә “сизму коча еғиздики төмүр ишик йочуқидин өйиңизгә керәмсиз?” сәрләвһилик бир хәвәр елан қилинған болуп, хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур илиниң чәт районлирида йәрлик даириләр “органлаштуруп башқуруш” нами астида, уйғур аһалиси зич олтурақлашқан мәһәллиләрниң кирип - чиқиш еғизиға төмүр дәрваза бекитип, дәрвазини кечә - күндүз қулуплап қоюп, йәрлик аһалиниң күндилик турмушини нормал шәкилдә елип беришиға дәхли йәткүзгән.
Ихтияри мухбиримиз батур
2012.11.24


Хәвәрни язғучи бу хил хата сиясәткә хатимә бериш үчүн көпчиликтин мәслиһәт сорап, өзини худди үсти очуқ түрмидә туруватқандәк һессиятта болуватқанлиқини билдүрүп бу сиясәткә болған наразилиқини ипадилигән.

Хәвәрдә мәлум болушичә, бу қанунсизлиққа ғәзәпләнгән бирикиши аялини дохтурханиға апириш баһаниси билән қулупни ачқузғандин кейин, қулупни тиқип қойған. Аридин узун өтмәй ишик алдиға сақчи машинилири пәйда болуп, қулупни тиқип қойғучини “җәмийәт тәртипини бузушқа урунди” дегән җинайәт билән тутуп кетип бир нәччә күн қамап қойған.

Бу хәвәр тор бәттә елан қилинғандин кейин, уйғур елидә наразилиқ қозғашқа башлиған. Хәвәргә қайтурулған бәзи инкасларға қариғанда. Бу сиясәт яғлиқтиму йүргүзүлүшкә башлиған.

Униңдин башқа йәнә, шаяр наһийисидиму коча еғизлириға төмүр дәрвазиларниң орнитилғанлиқи, һазирчә очуқ икәнлики инкас сүпитидә йезилған.

Кимликини ашкарилашни халимиған бир киши, бир йилниң алдида яғлиқтиму һөкүмәт даирилири төвән турмуш капалити алидиған кишиләрдин аталмиш аманлиқ қоғдиғучиларни тәшкилләп, мәһәллигә кирип - чиқиватқан натонуш кишиләрни тизимлаватқанлиқини билдүрди. У йәнә бу йил өктәбир айлириниң башлирида өйигә телефон қилғинида, 1 - өктәбир күни қағилиқтики һәрбий газармиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, қағилиқта вәзийәтниң җиддий икәнликини, уйғурларниң мәһәллиләр ара берип - келишиниң қулайсиз икәнликидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.

Радиомизниң бу әһвал һәққидә 24 - өктәбирдә берилгән хәвиридә, америкидики уйғур зиялийси, сиясий анализчи елшат әпәнди мәкит кочилиридики төмүр дәрвазиларниң һөкүмәт даирилириниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң техиму ашқанлиқи, уйғурларниңму қаршилиқ һәрикәтлириниң күчәйгәнликиниң ипадиси икәнликини, коча еғизлириға орнитилған дәрвазиларниң уйғур мәһәллилирини үсти очуқ түрмигә айландуруш мәқситидә орнитилғанлиқини билдүрүп, бу дәрвазиларниң 2 - дуня уруши мәзгилидики гитлер германийсиниң полшада йәһудийларға қаратқан сиясити һәм японийиниң 2 - дуня уруши мәзгилидә хитай мәһәллилирини контрол қилиш усулини әскә салғанлиқини билдүргәниди.

Түркийидә яшаватқан сиясий анализчи абдуләзиз әпәнди хитай һакимийитиниң бүгүнки дуня вәзийити, әрәб әллиридә мәйданға кәлгән әрәб баһари һәрикитиниң тәсири, уйғур давасиниң хәлқаралишиши вә уйғур елидә мәйданға кәлгән мислисиз ойғиништин қорқуп әндишигә чүшкәнликтин, бу хил тәдбирләрни елишқа башлиғанлиқини илгири сүрди.

У йәнә, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң тәң һәрикәт қилип, бу хил уйғур хәлқиниң кишилик һәқ - һоқуқини дәпсәндә қилидиған қилмишни тор дунясида кәң көләмдә тарқитиш арқилиқ җамаәт пикри пәйда қилиш, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мәлум қилиш арқилиқ уйғур илидики хитай зулумиға дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартип, аммиви пикир һасил қилиш арқилиқ, бу сиясәтлирини әмәлдин қалдуруш үчүн хитай һөкүмитигә бесим пәйда қилиш керәкликини оттуриға қойди.

5 - Июл үрүмчи қирғинчилиқидин кейин хитай һөкүмити, шәһәрләрдә көпләп електронлуқ көр орунлаштуруп уйғур хәлқиниң иш - һәрикитини көзитишни күчәйткән болса, чәт йеза - қишлақларда мәһәллә коча еғизлириға төмүр дәрвазиларни орнитиш арқилиқ уйғур хәлқини назарәт қилишни күчәйтип, уйғур илини 21 - әсирдә дунядики бирдинбир үсти очуқ әң чоң түрмигә айландурмақта. Йәрлик даириләрниң бу хил қилмишлири хәлқниң күндилик турмушиға зор дәриҗидә қулайсизлиқ елип келиштин сирт, хитай асасий қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң саяһәт әркинликигә хилап болуп, уйғур хәлқиниң әң әқәллий кишилик һәқ - һоқуқлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.