Төмүрйол қурулуши хотән хәлқидә әндишә пәйда қилмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.01.12
2011.01.12

AFP Photo
Даириләр шу күни хотән вогзалида мурасим өткүзүп, тунҗи нөвәтлик йүк пойизниң рәсмий йолға чиққанлиқини җакарлиди. Хитай һөкүмити қәшқәр -хотән төмүр йоли хотәнниң сирт билән болған алақисини җанландуруп, иқтисади тәрәққиятни алға сүридиғанлиқини, хотән хәлқиниң турмуш сәвийисиниң йүксилишигә түрткә болидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Лекин, хотәндики йәрлик амма мәзкур төмүр йолниң бу юртқа елип кәлгүси апәтлиридин әндишә қилмақта.
Хитай даирилири йеңи йил кириш алдида уйғур елидики нуқтилиқ зор қурулуш түригә киргүзгән шундақла 5 милярд 73 милйон йүән мәбләғ салған қәшқәр-хотән төмүрйолиниң рәсмий пүткәнликини елан қилди. Бу қурулуш 2010-йили 6- айда башланған иди. Қәшқәр -хотән төмүрйолиниң омуми узунлуқи 488 километирдин ашиду, тақ линийилик мәзкур төмүрйолида 16 бекәт тәсис қилинған. Мәзкур төмүрйол линийиси қәшқәр шәһиридин чиқип, қәшқәр йеңи шәһәр, ақту, йеңисар, йәкән, поскам, қағилиқ, гума, қарақаш қатарлиқ наһийиләрни бесип өтүп, ахирқи мәнзили хотән шәһиригә тутишиду.
Хитай мәркизи һөкүмити хотән-қәшқәр төмүр йол қурулушниң районда нурғун иш пурсити яратқандин башқа, иқтисадий тәрәққиятни илгири сүридиғанлиқини тәшвиқ қилип кәлгән иди, әмма хотәндики амминиң инкаслириға қариғанда, даириләр төмүр йол қурулушиға йәрлик ишсиз аммидин наһайити аз санда қатнаштурғандин башқа, йәнила асасән хитай өлкилиридин ишләмчи яллап ишләткән, бу, хәлқтә наразилиқ пәйда қилғандин башқа, мәзкур қурулуш пүткәндин кейин бу юртқа елип кәлгүси бәзи өзгиришләр аммида әндишә пәйда қилған.
Бу һәқтә қарақаш наһийисидики бир деһқан төмүр йол қурулушиниң елип келидиған пайдилиқ тәрәплиридин зиянлири көп болиду дәп қарайдиғанлиқини билдүрди, бу деһқанниң қаришичә, төмүр йол арқилиқ хитай көчмәнлири көпләп келиши билән, әслидила йәр қис хотәндә техиму қиммәтчилик пәйда болуши мумкин икән:
Қарақаш наһийисидики җаһанбағ йезисиниң исмини ашкарилашни халимиған бир кадири, қәшқәр-хотән төмүрйол қурулушиға болған көз қарашлирини баян қилип "йирақ кәлгүсини ойлиғанда, мәзкур төмүрйолниң бу юртқа елип келидиған пайдисидин зийини көп" деди.
Дәрвәқә, қәшқәр-хотән төмүрйоли, чәтәлләрдики уйғурлар арисидиму зор талаш-тартиш қозғиған бир мәсилә болуп кәлмәктә. Мәзкур қурулуштин әндишә сезиватқан уйғур паалийәтчилири "бу қурулуш, уйғур юртлириға йәниму көп хитай көчмәнлирини елип келип, йәрлик нопус қурулушиниң, мәдәнийәт, екологийә вә иқтисадий қурулминиң бузулушиға васитилик рол ойниши мумкин" дәп қаримақта.