Ғолбуйи йезисидики 410 миң мо яйлақ хитай көчмәнлириниң қолиға өтүп кәтти
2012.01.19
Буниң билән мәзкур йезидики 560 нопуслуқ 84 чарвичи аилиси һаят йолидин айрилип қалған. Мәлум болушичә, мәзкур яйлақ асаслиқи, хитай ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң үрүмчигә маканлашқан 12 девизийисигә қарашлиқ 104-полки тәрипидин игиливелинған. Нөвәттә хитай көчмәнлири бу җайда көмүр кан ишләпчиқириши вә түрлүк сода санаәт ишлири билән мәшғул. Йәр игилири болған бу 84 аилилик уйғурға һечқандақ төләм берилмигән.
Йеқинқи 20 нәччә йил ичидә үрүмчи нопусиниң тез көпийиши, болупму хитай сода-санаәтчилириниң үрүмчи шәһәр мәркизидин сиртқа қарап кеңийиши нәтиҗисидә, тоқсун наһийисиниң үрүмчигә чегридаш җайлиридики яйлақлар бара-бара хитай көчмәнлириниң қолиға өтүп кәткән. Мәлум болушичә, бу җәрян дәсләптә пәқәт хитай сода-карханичиларниң зораванлиқи вә шу җайдики 104-полкниң күшкүртүши билән болған болса, 2008-йилиға кәлгәндә, аптоном районлуқ һөкүмәт бу һәқтә “88-номурлуқ һөҗҗәт” чүшүрүп, тоқсун чарвичилирини мәзкур яйлақларни бошитишқа буйруған. Әмма йәрлик даириләр бу сирлиқ һөҗҗәтниң тәпсилий мәзмунини, зиянкәшликкә учриған уйғур чарвичилардин һазирғичә йошуруп кәлгән.
Йәнә мәлум болушичә, ғолбуйи йезилиқ һөкүмәт нөвәттә 410 миң мо яйлақ мәсилисидә, уйғур чарвичилар тәрәптә туруш яки хитай көчмәнлириниң мәнпәити тәрәптә турушта теңирқимақта.
Мәзкур 84 уйғур аилисиниң вәкилиниң бу һәқтики мәлуматлирини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.