Торонтода һүсәйин җелилға әркинлик тәләп қилиш намайиши өткүзүлди

Хитай даирлириниң олимпик мусабиқисиниң һарписида, канада пуқраси һүсәйин җелилни йәнила түрмидә тутуп туруватқанлиқи шундақла уйғурларниң кишилик һоқуқлирини еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн йәкшәнбә күни канаданиң торонто шәһиридә намайиш елип берилди.
Мухбиримиз камил турсун хәвири
2008.07.28
kanada-huseyin-jelil1-305 Канада һөкүмитини һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға қарита бесимни қайтидин күчәйтишкә үндәш коча айлинип наразилиқ билдүрүш намайишидин көрүнүш.
RFA Photo / Kamil Tursun

 Хитай һөкүмитиниң торонто шәһиридики баш консулханиси алдида башланған вә торонтониң ават кочилирини айлинип, һүсәйин җелил һәққидә тәшвиқат варақлири тарқитилған бу намайишқа хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә көңүл бөлидиған 100 дин ошуқ канадалиқ қатнашти. Бу намайиш һүсәйин җелилни қутқузуш комитети тәрипидин уюштурулған.

Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә ханим бүгүнки намайишниң олимпикниң һарписида, хитайни һүсәйин җелилни қоюветишкә қисташ паалийити икәнликини тилға алди.

Бүгүнки паалийәтниң асаслиқ уюштурғучиси болған "намратлиқтин қутулуш тәшкилати"ниң мәсули маттһев әпәнди намайишта сөз қилғанда, хитай даирилириниң уйғурларниң һоқуқлирини еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқини тәкитләп: " бүгүн хитай консулханисиниң алдида наразилиқ паалийити елип беришимиздики сәвәб, хитай һөкүмити олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүридиған чағда, кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқи һәққидә вәдә қилғаниди. Әпсуски бүгүнки күндә хитайниң кишилик һоқуқ хатириси яхшилиниш түгүл, әксичә барғансири начарлашмақта. Буниң делиллири хитай даирилириниң канада пуқраси болған һүсәйин җелилни икки йилдин бери,қанунсиз һалда тутуп туруши шундақла олимпикниң һарписида, уйғурларни бастуруш һәрикәтлирини күчәйткәнликидур," деди.

Маттһев әпәнди сөзидә , хитай һөкүмитиниң хәлқара қанунлар буйичә, һүсәйин җелилни дәрһал канадаға қайтуруп, униң аилиси билән җәм болушиға йол қоюши керәкликини әскәртти.

Намайишқа қатнашқан канададики уйғур зиялиси гүлшән ханим билән дини зат нур муһәммәт әпәнди бүгүнки намайишқа канадалиқларниң қизғин аваз қошқанлиқини, намайишта һүсәйин җелил һәққидики тәшвиқат варақлириниң тарқитилғанлиқини тонуштурди.

Зияритимизни қобул қилған канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә ханим намайишниң уйғурларниң нөвәттә чекиватқан азаплирини канадалиқларға аңлитиш пурсити яратқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.