Тохти музартниң ханими йолдиши һәққидә тохталди


2006.06.13

TothiTunyaz-150.jpg
Тохти тунияз (тохти музарт)

Түркологийә тәтқиқатида мувәппәқийәт қазанған яш алим тохти музарт, ялғуз бу саһәсидә мол билимгә игә болупла қалмастин, бәлки уйғурларниң тарихи, мәдәнийити тәтқиқатидиму көп билимләрни тәһсин қилған иди.

Болупму японийидә узун йил тәтқиқат елип бериш җәрянида тохти музарт "уйғурлар вә оттура асия" дегән мақалисини елан қилип, уйғур дияриниң тарихта тутқан орни, уйғурларниң инсанийәткә қошқан аҗайип төһпилирини оттуриға қоюп, японийилик алимларниң юқири баһасиға еришкән. Тохти мозартниң нурғун илмий, тарихи қиммәткә игә мақалилири японийидики нопузлуқ гезит, жорналларда елан қилинғандин сирт, японийиниң бүйүк шәрқ мәдәнийити университетиниң дәрсликигә киргүзүлгән.

Әпсус хитай һөкүмити тохти музартни 1998 ‏- йили дөләтниң мәхпийәтликини чәтәлликләргә беришкә урунған шуниңдәк дөләтниң бирликини парчилашқа урунған дегәнгә охшаш баһаниләр билән 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә тохти мозартниң японийидә яшаватқан ханими рабийә билән сөһбәт елип барди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.