Тунистин туташқан от мисирда әвҗгә чиқти
2011.01.31

Намайиш бу күни мисирниң барчә районлириға оқтәк тиз тарап, һәммә җайда омумлашти. Хәвәрләргә асасланғанда, җүмә күни бир күн ичидә өлгән намайишчиларниң сани қаһирәдә5, сувәйста 13, җәмий 18гә йәткән, яриланғанлар сани йүздин ашқан. Әмма, өткән 5күн ичидә түрмигә елинғанларниң сани бир миңдин ашқан. Мисирда интернет, телефон қатарлиқ алақилишиш васитилири иштин тохтиған.
Қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилиниң хәвиригә қариғанда, җүмә күнидики намайишта намайишчилар һакимийәт үстидики партийә “миллий демократийә партийиси” ниң мисирниң һәр қайси җайлиридики қараргаһлириға от қоювәткән. Улар мисир дөләт телевизийә истансисиниң бинасиға бесип киргили аз қалғанда мисир армийиси арилишип уларни тохтатқан.
Мисирниң вәзийити тунисқа охшамду?
Қаһирә университетиниң сиясий илимләр устази доктор сәйфуддин абдулфәттаһ “әл җәзирә” телевизийә қанили мухбириниң мисир тунисқа охшамду? дегән соалға җаваб берип мундақ деди: "диктаторлуқта мисир һакимийити билән тунис һакимийити пәрқләнмәйду. Хәлқниң залимлардин қутулуш ирадиси бу икки мәмликәттә охшаш. Әмма, туниста 4 һәптидә қолға кәлгән ғәлибә, мисирда 4 күндә қолға келидиғандәк туриду. Униң үстигә туниста дөләт армийиси сиясәтниң сиртида турған болса, мисирда дөләт армийиси сиясәтниң ичидә, һәмдә мубарәкниң қолида турмақта. Шуңа мисир бу җәһәттә тунистин пәрқлиқтур. Әмма, ғәлибә чоқум бир хил болиду, йәни намайишчилар ғәлибә қилиду, залимлар йоқилиду."
Мубарәкниң нутқи
Мисир рәиси муһәммәд һөсни мубарәк җүмә күни кечә саәт 12дин ашқанда, мисирниң дөләт телевизийисидә сөзгә чиқип мундақ деди: "мисирда намайиш башланғиниға бүгүн 4 күн болди. Хәлқ өз пикрини әркин намаян қилсун дәп уларни намайиштин тосмидуқ. Чүнки, биздә демократийә бар. Әмма, намайишчилар ичидә бәзи яман нийәтлик кишиләр от қоюш, бузуп, чеқиш қатарлиқ ишларни садир қилди. Биз намайишчиларға қарши күч ишләтмидуқ. Мән хәлқниң бу намайишини қоллаймән. Шуңа намайишчиларға күч ишләтмәслик һәққидә әмир бәрдим. Мисирлиқ яшларниң ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн программилиримиз бар иди. Биз хәлқ билән биргимиз. Биз ислаһат үчүн башлиған йолимиздин қайтмаймиз. Мисирда һакимийәт сүрүватқан партийини истепа сорашқа буйрудум. Әтә йеңи һөкүмәт қуруп чиқимиз. Хәлқниң тәлипини орундаймиз."
Мубарәкниң нутқиға җаваб
“әл җәзирә” телевизийә қанили мисир рәиси мубарәкниң нутқидин кейин, мисир карамәт партийисиниң рәиси доктор әмин искәндәрни сөзгә тәклип қилған болуп, у мубарәкниң нутқиға рәддийә берип мундақ деди: "мисир рәиси мубарәкниң башқа партийә қуруп мәсилини һәл қилимиз дегәнлики опочуқ алдамчилиқ болуп, у вақит қазиниш үчүн йеңи бир сенарийини пиланлимақта. Чүнки, хәлқниң тәлипи мубарәктин қутулуш турса, у башқа бир партийә қурғандиму өзиниң қол чомақлирини тикләйду, ишниң арқисида йәнә өзи болиду әмәсму. Йәнә мубарәк намайишчиларға қарши күч ишләтмигәнликини дәва қилди. Ундақта 20гә йеқин адәмни ким өлтүрди? миңларчә бигунаһ хәлқни ким түрмиләргә ташлиди? мубарәк опочуқ ялған сөзлимәктә. У гоя һеч иш болмиғандәк мәсилини йөгимәкчи болиду. Лекин, мәйли мубарәк болсун, мәйли башқа залимлар болсун, уларниң тәхттин чүшидиған вақти йетип кәлди. Бу намайиш тохтимайду. Намайишчилар мәқситигә йәтмәй тохтимайду."
Доктор әмин искәндәр әл җәзирә мухбириниң "мубарәк немә үчүн башқа партийә қурушни таллиди?" дегән соалиға җаваб берип, "чүнки, мубарәк вәзийәт бу һалға кәлгән бир вақитта башқа иш қилалмайду. У һазир чарисиз. Шуңа хәлқни аччиқидин қайтуруш үчүн бу оюнни пиланлап чиқти. Әмма, хәлқ әқиллиқ. Буниңға алданмиди. Намайишчилар қаһирәниң азадлиқ мәйданида мубарәкниң сөзини қулақ селип аңлиди. Униң сөзи түгигән һаман "йоқал мубарәк!", "тәхттин чүш!", "сән кәтсәң мәсилә һәл болиду" дәп варқиришип намайишни давам қилдурди. Бу намайиш ахирғичә шундақ давам қилип чоқум көзлигән нишаниға йетиду."