Америка, '2009 - йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати' ни уйғурчә елан қилди
Мухбиримиз җүмә
2010.02.16
2010.02.16
RFA Photo / Jume
"Хәлқаралиқ диний әркинлики доклати" Америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бюроси тәрипидин һәр йили бир қетим тәйярлинип елан қилиниду вә америка ташқи ишлар министириға сунулиду.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң "2009 - йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати" 2009 - йили 26 - өктәбир тарқитилған иди.
Бу доклатта, дунядики дөләтләрниң диний әркинлик дәриҗиси баһалинип чиққандин башқа, шу хилдики дөләтләрдә мәвҗут диний әркинликниң чәклимигә учраш әһвали мисаллар билән оттуриға қоюлған.
Доклат дунядики қитәләр вә районлар бойичә түргә айрилған. Доклатниң хитайға қаритилған қисмида, хитайдики диний әркинликиниң боғулуш әһвали, хитайниң уйғур елида динға қарита йүргүзүватқан һәр хил бастуруш сиясәтлири көрситилгән вә хитайдики бу хил әһвалларни түгитиш һәққидә тәклип , пикирләр оттуриға қоюлған иди.
Радиомиз бу һәқтә 2009 - өктәбирдә бир тәпсилий хәвәр ишлигән идуқ. Бу нөвәт мәзкур доклатниң хитайға қаритилған қисминиң уйғурчиға тәрҗимә қилинип америка ташқи ишлар тәрипидин нәшр қилиниши һәққидә тохтилимиз.
Мәзкур доклатниң уйғур тилға тәрҗимә қилиниши һәққидә тохталған америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бюроси, хәлқара диний әркинлик ишханиси хадими александир микларен әпәнди, өз бюросиниң тәлипи бойичә хәлқара диний әркинлик доклатиниң, шу доклат қаритилған һәр қандақ бир дөләтниң тилиға тәрҗимә қилиниши керәкликини билдүрди.
"Униңдин башқа, көпинчә әһвалларда биз йәнә бу доклатни шу дөләтләрдә яшайдиған аз санлиқ милләтләрниң тилиғиму тәрҗимә қилимиз. Шу вәҗидин биз ташқи ишлар министирлиқиниң тәрҗиманлиқ мулазимәт бөлүми билән бирликтә доклатниң хитайға қаритилған қисмини йәнә уйғурчә вә тибәтчидин ибарәт икки хил аз санлиқ милләт тилида тәрҗимә қилдуқ."
Униң билдүрүшичә, бу америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған шу хилдики доклатларниң тунҗи қетим уйғурчиға тәрҗимә қилиниши икән. У мундақ деди: " уйғурчиға шундақ. Мәнчә бу хилдики доклатлар бурун тибәтчигә тәрҗимә қилинған, әмма бу тунҗи қетим уйғурчиға тәрҗимә қилиниши."
Мәзкур доклатниң хитайда уйғур тилини ишлитиш һәрхил дәриҗидә чәклимигә учраватқан мәзгилдә америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин уйғурчиға тәрҗимә қилиниши үстидә тохталған уйғур язғучи күрәш атахан, буниң кишини толиму һаяҗанландурудиған һадисә икәнликини илгири сүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи хадими александир микларен әпәнди бу хилдики доклатни уйғур тилиға тәрҗимә қилишниң муһимлиқи үстидә тохтилип мундақ деди: "биз бу доклаттики учурларни амал бар көпрәк адәмләргә йәткүзүшни халаймиз. Әлвәттә буни шу милләтниң тилиға тәрҗимә қилишму, шу мәқсәткә йетиштики муһим васитиләрниң бири."
Микларен әпәндимниң билдүрүшичә, бу йил елан қилинидиған кишилик һоқуқ доклати вә диний әркинлик доклатлириниң йәнә уйғурчиға тәрҗимә қилинидиған яки қилинмайдиғанлиқи һазирчә бекитилмигән.
Һазир германийә яшаватқан уйғур язғучиси күрәш атахан америка ташиқи ишлар министирлиқиниң бу хилдики доклатларни уйғурчиға тәрҗимә қилишини адәткә айландурушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур тили вә мәдәнийитигә қилип келиватқан һуҗумлириниң америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған доклатта көрситилгәнликини қошумчә қилди.
Америка ташиқи ишлар министирлиқи уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә диний әркинликкә қаритилған чәклимиләргә йеқиндин диққәт қилип келиватқан болуп, өзиниң йиллиқ доклатлирида бу һәқтә тохтилип кәлмәктә иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.