Турпанйүзи деһқанлириниң йәр даваси һөкүмәт даирилирини биарам қилмақта
2011.02.15
Игилишимизчә, турпанйүзи деһқанлириниң йәр даваси 2008-йили 4-ай мәзгилидә башланған. 2008-Йили йил бешида ғулҗа наһийилик һөкүмәт һәм турпанйүзи йезилиқ һөкүмәт бейҗиң чиңхуа ширкити билән турпанйүзи йезисида истираһәт бағчиси қуруш келишими имзалиған. Келишимгә асасән турпанйүзи йезисиниң юқириқи турпанйүзи кәнтидики или хәлқи тәрипидин “ғулҗа наһийисиниң ақ өрүк макани” дәп аталған 15 аилилик деһқанниң беғи һәм бағ әтрапидики деһқанларниң йәрлири мәҗбурий һалда бейҗиң чиңхуа ширкитигә сетип бериш қара қилинған.
Әйни чағда, турпанйүзи деһқанлири һәм бағ игилири йәрлирини бейҗиң чиңхуа ширкитигә сетип беришни рәт қилған болсиму, әмма йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәт деһқанларға бесим ишлитип, “бу, ғулҗа наһийисидә айланма тәрәққият райони қуруш пиланиниң бир қисми, беғини сетишқа қаршилиқ қилғанлар җазалиниду” дегәндәк сөзләр арқилиқ турпанйүзи деһқанлириниң бағлирини мәҗбурий сетивалидиғанлиқини уқтурған.
Йезидики деһқанларниң билдүрүшичә, йезилиқ һәм наһийилик һөкүмәтниң қаттиқ бесим қилиши нәтиҗисидә йезидики 15 аилилик деһқан бағлирини чиңхуа ширкитигә сетип беришкә мәҗбур болған. Әмма, бултурдин башлап йерини сатқан деһқанлар сүрүштүрүш арқилиқ, йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәтниң деһқанларниң бағлирини чиңхуа ширкитигә сетип бериш арқилиқ, аридин зор пайда алғанлиқини билгән. Йәрлирини йезилиқ һөкүмәтниң мәҗбурлиши билән әрзан баһада сетип қойғанлиқидин нарази болған бу 15 аилилик деһқан үрүмчидики аптоном районлуқ әрзийәт идарисигә турпанйүзи йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәт үстидин әрз қилип барған.
Әһвалдин хәвири бар кишиләрниң билдүрүшичә, бу йил хитайниң чаған байрими һарписида наһийилик һөкүмәт туюқсиз уқтуруш чүшүрүп, йеза башлиқи пәхирдинниң хизмәт мунасивити билән йеңи там йезисиға йөткәлгәнликини, йезиға йеңидин тәйинләнгән рәна исимлик йеза башлиқи кәлгәндин кейин, деһқанларниң йәр давасини йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәтниң қайта қарап чиқидиғанлиқини уқтурған.
Биз хитайниң чаған байрими аяғлашқандин кейин йәни 14-феврал күни, турпанйүзи йезисида йәр даваси қиливатқан деһқанларниң әрзини һөкүмәт даирилириниң қандақ бир тәрәп қиливатқинини билиш үчүн, уйғур аптоном районлуқ әрзийәт идариси һәм турпанйүзи йезилиқ һөкүмәткә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Уйғур аптоном районлуқ әрзийәт идарисигә қилған телефонимизни бир хизмәтчи хадим алди.
У бизгә идаридә иш тәқсимати ениқ айрилғини үчүн, өзиниң турпанйүзи деһқанлириниң йәр даваси һәққидики әрзи һәққидә конкрет ишларни билмәйдиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә идаридә чәтәл агентлиқлириниң зияритини қобул қилидиған мәхсус бәлгиләнгән ташқи ишлар бөлүми барлиқини билдүрүп, зияритимизни қобул қилишни рәт қилди.
Әмма, әрзийәт идарисиниң ташқи ишлар бөлүмигә урған телефонимиз болса җавабсиз қалди.
Биз сүрүштүрүш арқилиқ турпанйүзи йезисиниң сабиқ йеза башлиқи пәхирдин һәм йезилиқ партком секретари җаң фамилилик кадирниң телефон номурини алдуқ. Йеза башлиқи пәхирдингә урған телефонимиз җавабсиз қалған болсиму, әмма, партком секретари җаң зияритимизни қобул қилди.
Өзини йезиниң партком секретари дәп тонуштурған җаң фамилилик бу кадир, бизгә өзиниң шу тапниң өзидә турпанйүзи йезисидики деһқанлар билән йәр даваси һәққидики сөһбәт үстидә икәнликини билдүрүп, өзиниң деһқанларниң йәр даваси һәққидики әрзлиригә башқичә қарайдиғанлиқини илгири сүрди.
Җаң фамилилик бу кадир сөзидә, йезилиқ һөкүмәтниң әйни чағда һәқиқәтән деһқанларниң йәрлирини сетивелиш җәрянида, деһқанларниң бағлиридики дәрәхләрниң түригә қарап охшимиған баһа қоюп сетивалғанлиқини, шундақ болғини үчүн деһқанларниң наразилиқи қозғалғанлиқини етирап қилди. Әмма у сөзидә, һазир деһқанлар билән йезилиқ һөкүмәт арисида уқушмаслиқ болуватқанлиқини тәкитләп, йезилиқ һөкүмәтниң деһқанларни бағлириниң 25 йиллиқ ишлитиш һоқуқини чиңхуа ширкитигә сетип беришкә риғбәтләндүрүш арқилиқ, турпанйүзи йезисидики пүткүл деһқанларға яхши турмуш шараити яритип бериш мәқситидә болғанлиқини қайта -қайта тәкитлиди. У сөзидә йәнә йезилиқ һөкүмәтниң деһқанлар билән кеңишиш арқилиқ бу мәсилини һәл қилалайдиғанлиқиға ишәнчи барлиқини билдүрди.
У мухбирниң йеза башлиқи пәхирдинниң башқа йезиға йөткиветилишиниң деһқанларниң йезилиқ һөкүмәт үстидин қилған әрзи билән мунасивити бар-йоқлуқи һәққидики соалиға җаваб берип, йеза башлиқи пәхирдинниң башқа йезиға йөткилиши тамамән хизмәт еһтияҗидин икәнликини тәкитлиди.
У йәнә, бәлким өзиниңму бир икки йил ичидә юқириниң орунлаштуруши билән башқа җайға йөткилиши мумкинликини, җуңгода һөкүмәт кадирлириниң хизмәт тәқсиматиниң тамамән юқириниң орунлаштуруши билән болидиғанлиқини билдүрди.
Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған турпанйүзи деһқанлириниң билдүрүшичә, нөвәттә деһқанлар билән йезилиқ һөкүмәт оттурисидики йәр даваси һазирчә сөһбәт шәклидә давамлишиветипту. Әгәр йезилиқ һөкүмәт һәм наһийилик һөкүмәт деһқанларниң йәр даваси һәққидики әрзини деһқанлар рази болғудәк һәл қилмиса, йезилиқ һөкүмәтниң бесими билән бағлирини әрзан баһада сетишқа мәҗбур болған деһқанлар бейҗиңғичә берип әрз қилиш еһтималиму бар икән.