Түркийидики аммивий тәшкилатлар вәкиллири шәрқий түркистан тәшкилатини зиярәт қилди

Түркийидә болупму қәйсәридә паалийәт елип бериватқан 60 әтрапида аммивий тәшкилат вәкиллири қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатини зиярәт қилди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.01.05
60-Turk-Jemiyet-wekilliri-Uygur-jemiyitini-ziyaret-qildi-305.jpg Сүрәт, 1 - айниң 4 - күни, түркийиниң қәйсәридә паалийәт елип бериватқан 60 әтрапидики аммивий тәшкилат вәкиллириниң қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатини зийарәт қиливатқан йиғилиштин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

1 - Айниң 4 - күни кәчтә елип берилған бу зиярәткә кәлгән 60 әтрапида вәкилгә вакалитән сөз қилған түркийә көңүллүк ярдәм қилиш тәшкилатлири бирликиниң мәсули әһмәт таш әпәнди сөз қилип, бу зиярәтниң мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди: "қәйсәридә паалийәт елип бериватқан 60 аммивий тәшкилатниң әзалири бу йәрдики шәрқий түркистан җәмийитигә зиярәткә кәлдуқ. Мәқситимиз қәйсәри хәлқиниң шәрқий түркистан хәлқиғә қилиниватқан зулумларға, инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә қарши наразилиқини ипадиләш, шундақла 5 - июлдин кейин уйғур қериндашлиримиз тартиватқан зулумға ортақлишиштин ибарәт. Шуниң билән биргә һазир уйғурлар хитай зүлмидин дүняниң һәр қайси җайлириға қечиветипту. Өткәндә камбоджаниң 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини аңлап қаттиқ азапландуқ. Бундин кейин бундақ һадисиләрниң мәйданға чиқишиниң алдини елиш үчүн немиләрни қилишимиз керәк дегәнгә охшаш мәсилиләрни мүзакирә қилиш үчүн шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиға кәлдуқ."

Әһмәт таш әпәнди аммивий тәшкилатларниң уйғурлар үчүн бундин кейин қилидиған хизмәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: "биз ислам конферанси тәшкилатиниң, мүсүлман дөләтлириниң хитайға имбарго елип беришини, хитайға сиясий бесим ишлитишини тәләп қилимиз. Түркийиниң хитай билән болған дипломатик мүнасивитидин пайдилинип, у йәрдики зулум, өлүм җазаси вә диний бесимниң түгитилиши үчүн бесим ишлитишини әмәлгә ашурушқа тиришимиз. Булардин башқа бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириға шәрқий түркистан мәсилисини аңлитиш арқилиқ хитайға бесим ишлитишини әмәлгә ашурушни ойлаватимиз."
 
Биз бу учришиш һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш нәқ мәйданға телефон қилип, телефон зиярити елип бардуқ. 

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.