Әнқәрәдә чақирилған түрк дуняси йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси муһакимә қилинди
2011.04.18
Йиғинниң ечилиш нутқини җәмийәт вә истратегийә тәтқиқат мәркизи башлиқи проф. Др. Сәма барутҗу өзөндәр ханим қилди.
Йиғинға сабиқ дөләт министири сади сомунҗу әпәнди, әнқәрә вә истанбулдики университетлардики оқутқучилар, докторлуқ вә магистирлиқ унванлири үчүн оқуватқанлардин болуп 200 әтрапида киши қатнашти. Бу йиғинда енергийә мутәхәссиси надир бийиқоғлу әпәнди “түрк дунясиниң енергийә мәнбәлири вә түркийә” темисида, әзәрбәйҗан тәтқиқатлири вәхпи башлиқи профессор др. Нәсиб нәсибли “түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләрниң милләт вә дөләт мәсилилири” темисида, доктор айдин бәятли әпәнди “түркийиниң ираққа елип бериватқан ташқи сиясити вә ирақтики түркләр” темисида, др. Әркин әкрәм әпәнди болса “хәлқара күч тәңпуңлуқлириниң бәлгилинишидә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида сөз қилди.
Енергийә мутәхәссиси надир бийиқоғлу түрк дуняси енергийә байлиқлири үстидә тохтилип, қазақистан, түркмәнистан вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрниң бай нефит вә тәбиий газ мәнбәлиригә игә икәнликини, түркийә дөлити бу қериндаш дөләтләрниң нефит вә тәбиий гезини ғәрбкә сетишиға ярдәм қилиш үчүн һәр хил иш пиланлирини түзгәнликини әмма давамлиқ һалда русийә билән иранниң тосалғусиға учрап келиватқанлиқини ейтти. 1999-Йили түркмәнистан билән тәбиий газ тохтамнамиси түзүлгәнлики, әмма иран билән русийиниң бесими билән түркмәнистанниң бу тохтамнамини бикар қиливәткәнликини тәкитлиди. Һазир пәқәтла әзәрбәйҗан нефитини ғәрб дөләтлиригә сетиш үчүн ясалған баку-җәйхан нефит турубисиниң яхши меңиватқанлиқини оттуриға қойиду.
Әзәрбәйҗан тәтқиқат вәхпи башлиқи проф. Др. Нәсиб нәсибли әпәнди түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләрниң милләт вә дөләт мәсилилири темисида қилған сөзидә, оттура асиядики әң муһим мәсилиләрдин бириниң инсанларда миллий ғурурниң аҗизлиқи икәнликини, миллий ғурурни күчәйтиш үчүн түркий җумһурийәтләрниң демократийә йолиға меңиши керәкликини ейтти. Демократийиләшсә миллий ғурурни күчәйтиш үчүн шәрт-шараит яратқили болидиғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан түркий җумһурийәтләрниң тарихини бурун русларниң йезип бәргәнлики, һазирғичә мәктәпләрдә руслар йезип бәргән тарих китаблириниң оқутиливатқанлиқи, түркий милләтләр өзлириниң тарихини йезип чиқишиниң зөрүр икәнликини оттуриға қойди.
У сөзиниң ахирида түркийиниң оттура асия түркий җумһурийәтлири вә мустәқил болалмиған түркий милләтләргә қарита қандақ сиясәт елип бериши керәклики һәққидә тохтилип, “түркийә түркий җумһурийәтләрниң һөкүмәтлири биләнла әмәс, хәлқи билән болған мунасивитиниму қоюқлаштуруши керәк. Чоң вә кичик шәһәрләрдә мәдәнийәт мәркәзлири вә китабханилар ечиши керәклик” дәп көрсәтти.
Түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси др. Әркин әкрәм әпәнди, “хәлқара күч тәңпуңлуқлириниң бәлгилинишидә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида қилған сөзидә нохтилиқ һалда шәрқий түркистанниң геостратегийилик орни һәққидә тохталди. Хитайларниң миладидин бурундин бүгүнгичә оттура асияни 4 қетим бесивалғанлиқи, һәр қетим бесивалғанда хитайларниң күчләнгәнликини ейтти. У сөзидә қәдимдин бүгүнгичә шәрқий түркистанда қурулған дөләтләр һәққидиму тохталди. Др. Әркин әкрәм әпәнди сөзидә шәрқий түркистан мәсилисиниң бүгүн хәлқаралашқанлиқини, әмма бу давани хәлқарада елип баридиған ихтисаслиқ кадирлар қошуниниң йетәрсиз икәнликини ейтти. У сөзидә шәрқий түркистанниң келәчики һәққидиму тохталди.