2-Нөвәтлик түрк дуняси қанун қурултийида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди

2011‏-Йили 11‏-айниң 14‏-күни түркийә өзйеғин университет қанун факултетиниң уюштуруши билән 2-нөвәтлик түрк дуняси қанун қурултийи рәсмий башланди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.11.15
turk-dunyasi-ilghar-aliptekin-ependi-305.jpg Шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илғар алиптекин әпәнди уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилири дегән темида сөз қилди. 2011-Йили 14-ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

3 Күн давам қилидиған бу қурултайға қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, булғаристан, грузийә, сипрус, косово, түркийә, шәрқий түркистан, ирақ кәркүк, юнанистан, қарақалпақистан, алтай җумһурийити, башқуртистан, чавушийә, хакасийә, татаристан вә това қатарлиқ пүткүл түрки хәлқләрниң дөләт вә аптономийилик районлириниң вәкиллири қатнашти. Бу йиғинға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илғар алиптекин әпәнди тәклип билән қатнашти һәм уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилири дегән темида сөз қилди.

Йиғинға йәнә охшимиған дөләт вә районлардин кәлгән доктор-профессорлар, тәтқиқатчи вә қануншунаслар, түрк дунясиниң қануни һәқ-һоқуқлири тоғрисида муһим сөз қилди.

turk-dunyasi-qanun-qurultiyi-385.jpg
Түркийә өзйеғин университет қанун факултетиниң уюштуруши билән 2-нөвәтлик түрк дуняси қанун қурултийидин көрүнүш. 2011-Йили 14-ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

Бу қетимқи қурултайниң асаси мәқсити, бәзи дөләтләрдә аз санлиқ бәзи дөләтләрдә көп санлиқни тәшкил қилидиған түркий хәлқләрниң қануншунаслириниң һәр саһә қанун тоғрисида сөз қилиш, түрк дуняси қануншунасларниң өз-ара тонушуш, пикир-алмаштуруш, түрки хәлқләрниң қануни һәқ-һоқуқини қоғдаш, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләрни оттуриға қоюш, сөһбәтлишиш, пикир алмаштуруш, тәҗрибилиридин пайдилиништин ибарәт икән.

Бу қурултайниң 2‏-күнидики йиғини кишилик һоқуқ вә асаси қанун тоғрисида болуп, бу йиғинда шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илғар алиптекин әпәнди, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида сөз қилип, уйғурларниң һазирқи вәзийәттә дуч келиватқан кишилик һоқуққа алақидар мәсилилирини оттуриға қойди.

Илғар алиптекин әпәнди сөзидә, хитайниң уйғурларға қарита, туғут чәкләш вә пиланлиқ туғут сиясити, дини әркинликкә алақидар чәклимиләр, инсан җисмидин орган оғрилаш вә җисим пүтүнлүк һоқуқи, уйғурларда өлүм җазаси, яшаш һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи, наһәқ түрмигә қамаш, қийин-қистаққа елиш. Охшаш баравәрлик һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниши, маарип һоқуқиниң дәпсәндичилики вә мәктәп йешиға тошмиған уйғур пәрзәнтлири үчүн мәхсус хитайчә йәсли ечип, уйғур пәрзәнтлиригә хитай тили вә өрп-адәтлирини өгитиштин ибарәт хитайниң кишилик дәпсәндичиликлирини дәлил испатлар билән оттуриға қойди.

Илғар алиптекин әпәнди сөзиниң ахирида йиғин иштиракчилириниң уйғурлар тоғрисида сориған соаллириға бир-бирләп җаваб бәрди. Бир қисим кишиләр бу һәқтә пикир баян қилип, уйғур мәсилисиниң дәрһал хәлқара күн тәртипкә келиши керәкликини буниң үчүн бир қәдәм елиш керәкликини оттуриға қойди.

Түркийә ғази университети қанун факултетиниң оқутқучиси иляс доған әпәнди уйғурлар һәққидә пикир баян қилип мундақ деди: ғәрб дуняси хитай билән тиҗарәт ортақ болуш йолиға қарашниң орниға инсанпәрвәрлик көзи билән хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә қариши керәк.

Йиғинда йәнә косово, юнанистан вә әзәрбәйҗандин кәлгән вәкилләрму уйғурлар һәққидики пикир-қарашлирини ипадилиди.

Биз уйғурлар һәққидә ирақ түркмәнлири вәкили садун көпрули әпәндиниң пикир-қарашлирини алдуқ. Садун көпрули әпәнди, уйғурларниң мәсилисиниң ирақ түркмәнлири билән тәқдирдаш икәнликини, уйғурларни өзиниң қан қериндиши дәп билидиғанлиқини, шуниң үчүн пүткүл йиғинларда сөз қилғанда вә мақалә язғанда давамлиқ уйғурларни тилға елип келиватқанлиқини буниңдин кейинму уйғурларниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.

Биз йәнә бу йиғин һәққидә шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси илғар алиптекин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.