"21-Әсирдики түрк дуняси" намлиқ хәлқаралиқ йиғинниң қарариға уйғур мәсилисиму киргүзүлди

12-Айниң 2-күнидин 5-күнигичә шималий сипруста "21-әсирдики түрк дуняси" намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилған иди. Бу йиғинға түркийә, шималий сипрус, әзәрбәйҗан, қирғизистан, қазақистан, түркмәнистан, афғанистан қатарлиқ дөләтләрдин шуниңдә йәнә қирим татарлири, уйғур қатарлиқ түркий милләтләрдин 61 киши қатнашти.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2010.12.06
turk-dunyasi-305 12-Айниң 2-күнидин 5-күнигичә шималий сипруста "21-әсирдики түрк дуняси" намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш
RFA/Erkin Tarim

Йиғинда, түрк дунясиниң 21-әсирдики вәзийити, түрк дунясидики хәвпләр вә пурсәтләр һәққидә музакирә елип берилған. Йиғин ахирида түрк дуняси һәққидә қарар мақулланған.

Түркий җумһурийәтләр оттурисидики сиясий, сода, иқтисадий вә мәдәний -маарип җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтиш, түрк дунясидики қериндаш милләтләр оттурисидики тоқунушни йоқ қилиш үчүн тиришиш қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр мәзкур қарардин орун алған.

Сипруста чақирилған "21-әсирдики түрк дуняси" намлиқ йиғинниң қарарида уйғур мәсилисигә орун берилип мундақ йезилған:
"Мустәқил дөлити болмиған түркий милләтләр дучар болуватқан мәсилиләрни йеқиндин көзитиш, шундақла уларниң кишилик һоқуқлири вә әркинликини қолға кәлтүрүшни әмәлгә ашуруш керәк. Түрк дунясиниң бир парчиси болған шәрқий түркистан мәсилисини қануний бир мәсилә сүпитидә күн тәртипкә елип келиш шундақла шәрқий түркистан мәсилисиниң түрк дуняси билән хитай оттурисида көврүклүк роли ойнишини әмәлгә ашуруш лазим.

Шәрқий түркистан мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш үчүн хитай билән болған мунасивәттә шәрқий түркистан мәсилисини әң юқири дәриҗидә күн тәртипкә елип келиш керәк. Шуңа шәрқий түркистан мәсилисигә түркий җумһурийәтләр вә түркийә йеқиндин диққәт қилиши керәк. Шәрқий түркистан мәсилисини явропа бихәтәрлик тәшкилатиға охшаш хәлқара тәшкилатларниңму күн тәртипигә елип келиш лазим ".

12-Айниң 2-күнидин 5-күнигичә шималий сипрусниң ләфкә шәһиридә чақирилған йиғинда уйғурлар һәққидә йәнә немә мәсилиләр музакирә қилинди? бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.