0:00 / 0:00
бу һәйәттики оқуғучилар оттура аися түркий җумһурийәтлири, малайшия, һиндонезийә вә африқа дөләтлиридин кәлгән оқуғучилардин тәркип тапқан болуп, бу оқуғучилар д у қ муавин рәиси сейит тумтүркниң шәрқий түркистан һәққидә бәргән мәлуматлирини аңлиғандин кейин, һазирғичә бу һәқтә толуқ мәлуматқа игә болмиғанлиқи үчүн әпсусланғанлиқини вә буниңдин кейин өз дөләтлиригә қайтқандин кейин шәрқий түркистан мәсилиси үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқлирини ейтишқан.
бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиләр.