Түркийиниң ялова шәһиридә түрк дуняси мәдәнийәт көргәзмиси ечилди
Мухбиримиз арслан хәвири
2008.07.28
2008.07.28

RFA Photo / Arslan
Бу көргәзмигә шәрқий түркистанға вакалитән шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи доктур әхмәт түркоз әпәнди қатнашти.
Бу көргәзминиң асасий мәқсиди, "түркий системидики милләтләрниң тил бирлики, пикир бирлики, хизмәт бирлики" болуп, дуняниң түрк мәдәнийити тарқалған районларда яшиған, түрк тилида сөзлишидиған инсанларниң вә ирқий туғқанчилиқларға тәвә қериндаш милләтләрниң иҗтимаий, иқтисади, мәдәнийәт саһәләрдә өз - ара чүшәнчә һасил қилиш, чоң бир җуғрапийигә тарқалған түрк миллий мәдәнийитини түрк тил системидики охшимиған милләтләр арисида өз - ара тонуштуруш вә бу арқилиқ түрк тилини ортақ қоллиниш пиланиға һәссә қошушни мәқсәт қилидикән.
Көргәзминиң5 - күни йәни 7 - айниң 23 - күни "түрк дуняси ахбаратчилар йиғини" ечилған болуп, йиғинда истанбул шәһириниң муавин валийси мурат әпәнди сөз қилип, шәрқий түркистан мәсилисини түркий хәлқләргә шундақла дуняға аңлитиш үчүн түрк дуняси ахбаратчилириниң ортақ көч чиқиришини тәләп қилди.
Йиғинда йәнә, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи доктур әхмәт туркоз әпәнди сөз қилип, ахбаратчиларға шәрқий түркистан мәсилисини тәпсилий аңлитип шәрқий түркистан хәлқиниң хитай һакимийити тәрипидин ассимилатсийә қилишқа учраватқанлиқини илмий пакитлар билән аңлатти.
Биз бу һәқтә толуқ мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи доктур әхмәт түркоз әпәндини зиярәт қилдуқ. Әхмәт түркүз әпәнди бу йиғин һәққидә тохтилип мундақ деди: "биз йиғинда түрк ахбаратчилири вә кино артистлириға хитап қилип, дуня хәлқи тибәт мәсилисини тониғандәк шәрқий түркистан мәсилисини яхши билмәйдиғанлиқини, буниң асасий сәвәби шәрқий түркистан мәсилиси һәққидики тәшвиқатларниң тәләпкә лайиқ болмиғанлиқида. Шуниң үчүн ахбаратчилар шәрқий түркистан мәсилисини ахбаратларда кәң түрдә тәшвиқ қилишни шундақла филим ширкәтлириниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә филим ишлишини тәләп қилдуқ. Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң түрк филим ширкәтлири билән учришип шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә филим ишләшкә һәмкарлишидиғанлиқини билдүрдуқ."
"Тибәт мәсилисини дуня тонушта, һоллевудтики хәлқаралиқ филим ширкәтлири алаһидә рол ойниди. Хәлқаралиқ филим ширкәтлири тибәт мәсилиси һәққидә, далай лама һәққидә филим ишләп чиқти. Тибәт мәсилиси һәққидә ишләнгән филимләр дуняға тарқитилди. Шу сәвәбтин тибәт мәсилисини пүткүл дуня билиду һәмдә тибәт мәсилисиниң һәл болушиға қизиқиду. Дуняниң мәшһур нахшичилири тибәт мәсилисини көйләп нахша оқуйду. Тибәт мәсилисигә охшайдиған шәрқий түркистан мәсилисини, шәрқий түркистан мәдәнийитини дуня хәлқи билмәйду. Истанбул муавин валиси мурат әпәндиниң дегинидәк шәрқий түркистан мәсилисини түрк дунясиниң йүздә тоқсан пирсәнти билмәйду. Шуниң үчүн түрк филим ширкәтлири вә сәнәтчилири шәрқий түркистан мәсилисини тонутушқа чоң күч чиқириши лазим."
Әхмәт түркоз әпәнди йиғинда йәнә, хитайниң қош тиллиқ маарипиниң асасий мәқситиниң ассимилатсийә қилиш икәнликини оттуриға қоюп мундақ деди: "хитайлар шәрқий түркистанда қош тиллиқ маарипни баһанә қилип, башланғуч вә оттура мәктәпләрдә хитай тилида дәрс өтүватқанлиқини, ана тилда дәрс өтүшни чәклигәнликини, буниң асасий мәқсити шәрқий түркистан хәлқни ассимилатсийә қилиш икәнликини оттуриға қойдуқ. Шундақла хитайниң бу җинайи қилмишлириға түрк дунясиниң сүкүт қилмаслиқини. Шәрқий түркситан хәлқигә саһип чиқишини тәләп қилдуқ."