Бир түрк журналистниң хитайда көргән-аңлиғанлири

Һөррийәт гезитиниң чәтәл хәвәрләр бөлүминиң мудири ирәм көкәр ханим хитайда көргән вә аңлиғанлири тоғрисида 5 парчә мақалә йезип һөррийәт гезитидә арқа-арқидин елан қилди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.10.13
turk-jornalist-xitayda-korgenliri-305.jpg Ирәм көкәр ханимниң түркийә һөррийәт гезитигә чиқарған мақалисиниң сүрити. 2011-Йили өктәбир.
http://www.hurriyet.com.tr diki shu maqalidin élin’ghan

Хитай мәркизи хәлқ радио истансиси тәрипидин бейҗиңда мәхсус чәтәллик ахбаратчилар үчүн уюштурулған бир паалийәткә 20 дөләттин ахбаратчи қатнашқан болуп түркийә һөррийәт гезитиниң чәтәл хәвәрләр бөлүминиң мудири ирәм көкәр ханимму бу паалийәткә қатнишиш үчүн хитайға барған вә хитайда 11 күн қалғандин кейин түркийигә қайтип келип, хитайда көргән вә аңлиғанлири тоғрисида 5 парчә мақалә йезип һөррийәт гезитидә арқа-арқидин елан қилди.

Йеқинда һөррийәт гезитидә ирәм көкәр ханимниң “хитайда һаят җимҗит қайнам” дегән темида бир мақалиси елан қилинди

Ирәм көкәр ханим мақалисидә хитай әмәлдарларниң ахбаратчиларниң соаллириға җаваб бериштә бәлгиләнгән саһәдә соал сорашни, сиясий характерлик соал сорашни чәклигәнликини әйибләп мундақ язған: “мән хитайда турған 11 күн ичидә әң көп аңлиған сөз шу болди: ‛силәр көрүшмәкчи болған әмәлдар силәрниң, саяһәт вә мәдәнийәткә алақидар соаллириңларға җаваб бериду, бу саһәниң сиртидики соалларға җаваб берилмәйду. Вә йәнә программа өзгәрди соал-җаваб қисмиға вақит қалмиди‚. Мән бу агаһландурушни тунҗи қетим аңлиғанда, ахбаратчилиқ кәспим бойичә қаршилиқ көрсәттим вә иқтисад вә сиясәткә алақидар бир соалимиз бар, улар қандақ болиду? дедим. Йенимда, хәлқаралиқ бир ахбарат оргининиң бейҗиңдики мухбири болған бир журналист күлүшкә башлиди вә шундақ деди: ‛мәнму дәсләптә териктим кейин өзләштим, давамлиқ мушундақ ахбарат йиғинлирида күнтәртипкә чәклимә қойиду, яки буларниң сиртида соал сорашқа рухсәт қилмайду. яки қолидики алдин тәйярлап қоюлған текистни оқуштин сирт башқа бир һоқуқи болмиған бирини оттуриға чиқириду. Чәтәллик мухбирларға соал сораш үчүн вақит қалмайду, әмма ишниң ичидә немә болса болсун, һәр қетимлиқ йиғинда хитай ахбаратчиларға соал сораш үчүн йетәрлик вақит чиқириду. Бир дөләт ахбарат идариси болған хитай хәлқара радиосиниң чәтәллик ахбаратчилар үчүн уюштуруған паалийәтниң ахириғичә бу сөзләрниң раст икәнликини көзүм билән көрдүм.‚”

Заманиви хитайниң асаси төрүки чәклимә вә тәкшүрүш хизмити

Ирәм көкәрханим мақалисиниң давамида йәнә хитайниң тәкшүрүш, чәкләш сиясәтлирини әйибләп мундақ язған: заманиви хитайниң асаси төрүки чәклимә вә тәкшүрүш хизмити. Хитайда һәр түрлүк учурлар, мақалиләр, филим-тиятур әсәрлири һөкүмәт тәрипидин тәкшүрүлиду, учурлар елан қилиштин илгири тәкшүрүп тәстиқлиниду, хитайда ахбаратларни қаттиқ тәкшүрүш вә назарәт астиға елиш омумлашқан. Хитайда тәкшүрүш вә чәклимиләр иҗтимаий һаятқа у қәдәр ичкириләп омумлашқанки, хитайлар чәклимә йоқ бир һаятниң қандақ болидиғанлиқини тәсәввур қилалмайдиған һалға кәлгән. Хитайда сөз қилиш тәкшүрүлиду, ахбарат, интернет, музика, филимләр, сәнәт, баянатлар тәкшүрүлиду вә чәклимә қоюлиду, әң қәбиһ болғини пикир әркинлики чәклиниду. Хитайлар өзлиригә өгитилгәндин сирт башқа бир пикир-қарашларни билмәйду. Башқа бир пикир-қарашларға интилиш ирадисиму йоқ икән.

Мақалиниң давамида йәнә мундақ йезилған: “сөһбәтләр зерикишлик, бир аз охшимиған пикирләрни оттуриға қойсам, тәнқид қилип сөзлисәм бу хил пикир қилалиғанлиқимға һәйран қилған көзләрниң маңа қарашлириға дуч кәлдим. Хитай дөлити иқтисадини сиртқа қанчилик көп ачқан болса өз ичидики хәлқни шунчилик чиң тутқан. Чүнки дөләт 1милярд 500 милйон нопуси бар дөләтни башқа бир шәкилдә бир йәрдә қандақ тутушни билмәйду. Кичик бир һәрикәтниң атәшкә айлинишидин қорқиду. Чүнки исян қилиш һәқ тәләп қилиш хитай тарихиға ят бир иш әмәс. Хитайниң бүгүнки иқтисади тәрәққиятиниң вә реҗимниң хәлқ үстигә қурулған бесимниң өтмүшиму мушундақ бир вәқә билән башланған.”

Хитайда бесим вә чәклимә нормал әһвал

Хитайда бүгүнки күндә бесим вә чәклимә қоюш уқумлири иҗтимаий һаятта нормал бир әһвалға айланған. Хитайда яшайдиған яки вақитлиқ чәтәлләрдин кәлгән ахбаратчиларму бу уқумлардин тегишлик һәссини алиду. Хитайға кәлгән ахбаратчиларға пәқәт дөләт көрүшкә тегишлик дәп бәлгилигән орунлар көрситилиду. Хитайда өткүзгән 11 күн ичидә гуруппидики һеч бир чәтәллик ахбаратчи, йениға йепишивалған күткүчи қияпәттики һәмраһи болмастин нәпәс елишму мумкин әмәс. Йәни хитай чәтәллик ахбаратчиларни күтүш, йол башлаш нам астида көзәтчи орунлаштурған. Башта дәп өткәнгә охшаш, чәтәллик ахбаратчилар йиғинларда бесимға учридуқ. Бу бесимни өз көзүм билән көргән бир вәқә шуки, хәлқара хитай радио истансиниң тәлипигә бинаән, хитайда көргәнлирим тоғрисида язған бир мақаләмниң бәзи сөз-ибарилири өзгәрткәнлики бәзи параграфларни маңа бу һәқтә маңа һеч немә демәстин чиқиривәткәнлики мени әпсусландурди. Сәвәби болса, хитай тилида тарқитилған бу мақалиниң, хитайни дуняға сәлбий җәһәттин тонуштурушниң алдини елиш дәп чүшәндүрди. Мән мақаләмдә хитайниң иқтисади вә иҗтимаий тәрәққияти тизлишиватқан болсиму демократийидә тәрәққияти қилмиғанлиқини язған идим.Әслидә хитайда хәвәрләргә анчә аришивалмайду, чүнки ахбаратчиларға немини йезиш, немини язмаслиқ керәклики тоғрисида дәрс берилгән. Ахбаратчиларму шуниңға асасән һәрикәт қилиду. Хитай ахбаратлири тәкшүрүш идарисигә айланған.

Хитайда интернет тәкшүрүлиду вә чәклимә қоюлиду

Ахбаратчилиқ кәспи саһәдә тәкшүрүш вә чәклимини һес қилған башқа бир саһә болса интернет дуняси болди. Хитайда Facebook, YouTube, Twitter қатарлиқ хәлқаралиқ учур алмаштуруш тор бекәтләр чәкләнгән. Google Turkiye Ечилмайду, әмма Google Hong Kong ечилиду лекин бәзи учурларни издәшму чәкләнгән. Хитайға алақидар сәлиби мәлуматлар яки хитайға қарши йезилған мәлуматларни өз ичигә алған һәр қандақ учурлар көрүлмәйду. Леди гага бҗөрк қатарлиқ мәшһур нахшичиларниң нахшилири чәкләнгән чүнки улар тибәтниң азадлиқини тәләп қилған. Уларниң нахшилири телевизийиләрдә берилмәйду. Steven Seagal Исимлик мәшһур кино артисиниң филимлириму чәкләнгән чүнки уму тибәтниң азадлиқ һәрикәтлирини қоллиған шәхсләрдин бири.

Мақалиниң ахирида йәнә мундақ йезилған: “хитай дөлити чәклимә қоюшта наһайити һийлигәрлик усулларни ойнайду. Хитайда хәлқаралиқ иҗтимаий алақә тор бәтлиригә охшаш бәтләр ясалған. Мәсилән хитай Facebook, тор бетини чәкләп униң орниға Weibo намлиқ тор бәт ясиған, бу тор бәтни һазир хитайда 250-300 милйон инсан қоллинидикән. Хитай инсанларни бу тор арқилиқ контрол қилип, учур алмаштурушни тәкшүрүп туридикән. Weibo Намлиқ тор йезилған учурлар хитай реҗиминиң контролдин чиқип, кәң дуняға тарқиғанда, хитайда қайғу пәйда қилған. Дуня вәзийитиниң өзгиришини халайдиғанлар хитайдин көп нәрсә күтүватқан болсиму хитайда шәхсләрни топлап пүтүнләштүрмәктә. яшларниң оюнлири, иҗтимаий алақилишиш тор бәтләрниң дуня билән алақиси йоқ. Хитайлар қанчилик көп оқуп кәтсун өзлиригә өгәткәндин сирт башқа бир пикир-қарашларниң, охшимиған бир дуняниң барлиқини билмәйду. Коммунист түзүми болған болсиму ишчиларниң иш ташлаш һоқуқи йоқ. Хитай иқтисади саһәдә чәтәлликләргә берилгән әркинликни иҗтимаий һаятта өз хәлқидин узақ тутиду. Хитайда бесим вә тәшвиқатлар нәтиҗисидә дунядин хәвири йоқ, зерикишлик әвладлар йетиштүриду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.