Тонулған жорналист сәрвәт қабақли әпәнди билән сөһбәт (1)

Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди 1956 - йилида түркийиниң елазиғ вилайитидә дуняға кәлгән. У алий мәктәпни пүттүрмәй турупла жорналистлиқ қилишқа башлиған болуп, у һәм шәрқий түркистан мәсилисини йеқиндин тәқип қилип келиватқан шундақла бу һәқтә нурғун обзорларни елан қилған бир жорналисттур.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.29
jornalist-serwet-qabaqli-305 Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди мухбиримизниң зийаритини қобул қилмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim
 У илгири ахир болуп, анатолийә агентлиқи, түркийә гезити вә тәрҗиман гезитлиридә обзорчи болуп ишлигән болуп, һазир түркийә әдәбиятчилар вәхпиниң башлиқи болуш билән бир вақитта, йеңи чағ гезитидә обзор язмақта. Сәрвәт қабақли узул йил уйғурларниң лидери рәһмәтлик әйса йүсүф алптекинниң йенида болған вә униң түркийә рәһбәрлири билән елип барған учришишлириға шаһит болған. Биз бүгүнки програмимизда мана бу шәхс билән сөһбәт елип бардуқ. Әгәр шәрқий түркистан дәвасиниң түркийидә билинмәйдиған тәрәплирини билишни халисиңиз тонулған обзорчи сәрвәт қабақли әпәнди билән елип барған сөһбитимизгә қулақ салғайсиз.

Соал: сиз түркийидә изчил һалда уйғурлар һәққидә обзор йезип кәлгән обзорчилардин бирисиз, сизниң уйғурларға болған муһәббитиңиз нәдин кәлгән?

Җавап:    шәрқий түркистанда хитайларниң зулумиға, тән җазалириға учраватқан қериндашлиримниң әркинликкә еришиши үчүн, ата түрк тәрипидин рәсми қобул қилинған ай юлтузлуқ көк байрақниң шәрқий түркистан асминида қайта ләпилдиши үчүн муҗадилимизни давамлаштурушимиз шәрт. Бу бизниң худа алдидики бурчимиздур. Мән әң ахирқи нәписимгичә шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилимән.

Соал: сиз узун йил әйса йүсүф алптекинниң йенида болдиңиз, сиз униң билән қандақ тонушқан идиңиз?

Җавап: әйса йүсүф алиптекин билән қандақ тонуштуң десиңиз, мән әрзурумда оқуғучи вақтимда тәрҗиман гезитиниң әрзурумдики мухбири болуп ишлигән идим. Мәрһум әйса йүсүф алптекинни конферанслиридин тонуйттуқ. Бир қетим, шәрқий түркистандин манисаға келип йәрлишип қалған шәрқий түркистанлиқ қазақлар оюн қоюш үчүн әрзурумға кәлгән иди, улар билән тонуштум, улар орундиған дираммисида шәрқий түркистанни тәсвирлигән иди, дираммини көрүп толиму һаяҗанландим, шуниң билән мән улар билән сөһбәт елип берип уни тәрҗиман гезитидә елан қилған идим. Бир күни ишханида олтурсам телефонум җириңлиди, телефонни ачқинимда "әзиз қериндишим" дегән бир аваз кәлди. У аваз лидеримиз әйса йүсүф алптекинниң авази иди. У мениң гезиттә елан қилған мақаләмни оқуған икән, шуңа мени тәбрикләш вә тәшәккүрини билдүрүш үчүн телефон қилған икән. Мән бу иш болуп аридин 4 ай өткәндин кейин тунҗи қетим истанбулға бардим вә әйса йүсүф алптекинниң өйигә берип униң билән йүз көрүшүш шәрипигә игә болдум. Мән әнә шу күндин тартип әйса йүсүф алптекинниң мәниви балиси болдум. Униң хизмитини қилдим, шәрқий түркистан һәққидә көпләп мақалә елан қилдим.

Соал: сәрвәт қабақли әпәнди, сиз шәрқий түркистан һәққидә немиләрни яздиңиз?

Җавап: мән мақаләмдә шәрқий түркистандики хитайларниң зулумини, техи анисиниң қорсиқида турупла өлтүрүлгән балиларни, хитайларниң лопнорда елип бериватқан атом бомбиси синақлириниң зиянкәшликигә учриған вә һелиһәм учраватқан уйғур қериндашлиримниң трагидийәлирини яздим. Хитайларниң өтмүштә шәрқий түркистанни қолға чүшүрүш, һазир болса қолида тутуп туруш үчүн қилған вә қиливатқан һийлә - нәйрәңлирини яздим. Мән өмрүмниң ахириғичә шәрқий түркистан мәсилисини язимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.