16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғини әнқәрәдә давамлашмақта

16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғини 9 - айниң 20 - күни, әнқәрәдики бүйүк анатолийә меһманханисида рәсмий башланди. 9 - Айниң 24 - күнигичә давамлишидиған бу йиғинға америка, явропа дөләтлири, русийә федератсийиси, японийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин болуп, 308 әтрапида тарихчи қатнашмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.22
Turk-dunyasi-tarixi-yighinida-memet-aydin-ministir-305 Сүрәттә, 16 - нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғинида түркийә дөләт министири мәмәт айдин әпәнди сөздә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Йиғинниң ечилиш мурасими 9 - айниң 20 - күни әнқәрә бүйүк анатолийә меһманханисида өткүзүлди. Ечилиш мурасимиға түркийә дөләт министири мәмәт айдин әпәнди, түркийә ататүрк мәдәнийәт, тил вә тарих тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Баһаәддин йедийилдиз әпәнди, түркийә тарих тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Али биринҗи әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди.
    
Түркийә тарих тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Али биринҗи әпәнди қилған ечилиш нутиқида түрк тарих тәтқиқат идариси һәққидә мәлумат бәрди. У мундақ деди: "бир милләтни милләт қилған униң тили вә тарихидур. Шуңа түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа камал ататүрк түркийә җумһурийити қуруп узун өтмәй 1931 - йили түркийә тарих тәтқиқат идарисини қурған. 1932 - Йили тунҗи қетим тарих илмий муһакимә йиғини чақирған. Бүгүн бу йиғинниң 16 - нөвәтлики чақирилмақта."
Turk-dunyasi-tarixi-yighinida-Erkin-Ekrem-tarixchilar-305
Сүрәттә, 16 - нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғинида түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди вә йиғин иштиракчилири.
RFA Photo / Erkin Tarim
   
Проф. Др. Али биринҗи әпәнди сөзидә явропадин хитай сәддичинигичә түркий милләтләрниң барлиқини, тарих тәтқиқат идарисиниң вәзиписиниң түркийә тарихидин башқа түркистандики түркий милләтләрниң тарихиниму тәтқиқ қилиш икәнликини ейтти. У тарих тәтқиқат идарисиниң 2 йилдин бери тарих кәспидә магистир вә докторлуқ оқуватқан кишиләргә оқуш ярдәм пули бериватқанлиқини ейтти.
 
Кейин түркийә дөләт министири мәмәт айдин әпәнди сөз қилди. У, түркийидә алаһидә әһмийәт берилип кәлгән икки кәсип барлиқи, униң бириниң тарих йәнә бириниң болса тил икәнликини ейтип мундақ деди: "юқиридикиләр дәп өтти, түркийидә икки кәсипкә алаһидә әһмийәт берилиду. Буларниң бири тил, йәнә бири тарих кәспи. Шуңа, түркийә тил тәтқиқат идариси билән тарих тәтқиқат идариси түркийә җумһурийити билән охшаш яшта. Бу идариләрниң қурулуш қарарида, тарих вә тил алди билән тәтқиқ қилиниду, кейин хәлқниң пайдилинишиға сунилиду дейилгән. Бу идариләрдин кейин түркийә җумһурийити дөлитиниң йеңи пайтәхтидә тунҗи болуп әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети қурулған. Бу университет чоңлуқиға тәң келидиған бир факултет, мукәммәл бир факултеттур. Бу факултетни қуруштики мәқсәт тил вә тарих тәтқиқат идарисида йезилған китабларни тил вә тарих җуғрапийә факултетидә оқутуш арқилиқ тил һәм тарих һәққидики билимләрни хәлққә йейиш иди. Өз тарихи вә тилини хәлққә яхши өгитиш арқилиқ мәдәний дуняниң сәвийисигә йетиш иди."
   
Дөләт министири мәмәт айдин сөзидә бир милләт үчүн униң тарихи вә тилиниң интайин муһим икәнликини, шуңа түркийә җумһурийити дөлитиниң қурғучиси мустафа камалниң пүтүн мал - мүлкиниң түркийә тарих тәтқиқат идариси билән тил тәтқиқат идарисиға берилгәнликини аңлитип мундақ деди: "йәнә тәкитләп өтәй, тил вә тарих бир милләтниң шәкиллинишидә интайин муһим рол ойнайдиған икки муһим мәнбә. Тил вә тарих пәқәтла өгинидиған мәлуматла әмәс, у бир милләтниң мәвҗудийити вә келәчики үчүн йол көрситиду. Шуңа дөлитимизниң қурғучиси мустафа камал ататүрк пүтүн мирасини тарих тәтқиқат идариси билән тил тәтқиқат идарисиға атиған. Бу икки идарә һазир ататүркниң мираси билән хизмәт елип бериватиду."
 
16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғинида қәдимқи анатолийә мәдәнийити, оттура асия, кавказийә тарихи, сәлҗуқлар тарихи, түркийә җумһурийити тарихи қатарлиқ түрлүк тарихий темилар һәққидә илмий тәтқиқатлар оттура қоюлмақчи. Бу илмий муһакимә йиғинида америкидин кәлгән уйғур мутәхәссис мәттурсун әбәйдулла "19 - әсирниң ахирлиридики уйғур түрклири һәққидики тарихий мәнбәләр" темисида, түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди "көк түркләрниң тунҗи қетимлиқ оттура асия сәпири һәққидә" темисида сөз қилди.

16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғини 24 - чесла ахирлашмақчи.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.