Татар парламент әзаси фәвзийә байрамова билән сөһбәт
Татарлар түркий милләтләрниң ичидә шанлиқ тарихқа игә милләтләрдин бири. Татар сиясәтчиләр вә зиялийлар уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлмәктә. Түркийигә йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән татаристанда тонулған язғучи, тарихчи, татаристан иттипақ милли мустәқиллиқ партийисиниң башлиқи сабиқ парламент әзаси, түрк дуняси аяллар бирликиниң муавин башлиқи фәвзийә байромова ханим билән түркийиниң әнқәрә шәһридә татарлар вә уйғурлар һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.01
Фәвзийә байрамова ханим һазирғичә дин, тарих, мәдәнийәт, тил әдәбият вә сиясәт һәққидә 30 китаб йезип нәшир қилдурған болуп, совет иттипақи парчиланғандин кейин парламент әзаси болған, һазир нуқтилиқ һалда русийидики инсан һәқлири һәққидә паалийәтләр елип бериватқан. Кейинки 4 -5 йил ичидә явропада, америкида йиғинларға қатнишип русийидики инсан һәқлири дәпсәндилирини аңлатқан.
Униң билән елип барған сөһбитимиздә, уйғурларниң бүгүнки күндә түркий милләтләр ичидә әң ечинишлиқ бир вәзийәттә икәнликини, лекин улуғ тарихқа игә уйғур миллитиниң чоқум мустәқиллиққа еришәләйдиғанлиқини, чүнки уйғурларниң һәр җәһәттин буниңға һәққи барлиқини илгири сүрди.
Фәвзийә байрамова ханим пүтүн түркий милләтләрни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди
Сибирийә татар вә уйғурларниң земини. Сиз татар тарихчиси икәнсиз, татарлар қандақ бир милләт? дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:"тарихта татарлар бүйүк бир милләт. Лидер милләтләрдин бири. Татарлар тарихта идил булғар дөлити, 9-10-әсирләрдә алтун орда дөлити, 12-13-әсирдә қазан ханлиқи, сибир ханлиқи, қирим ханлиқиға охшаш 6-7 дөләт қурған. Тарих китаблирида сибирийә тарихиға көп йәр берилмәйду. Әслидә сибирийә тарихиға уйғур вә татарлар тарихидин айрип қариғили болмайду. Сибирийә тарихи түрк хақанлиқи тарихидин тәркип тапқан болуп, бу хақанлиқлар болса тарихта татар вә уйғур дөләтлириниң қол астида болған. Шуңа мән һазир сибирийә тарихини тәтқиқ қиливатимән, әмма бүгүнки күндә хитайлар сибирийигә көз тикти. Хитайлар сибирийигә көчүп келиватиду, әслидә сибирийә татар вә уйғурларниң земини. Бу тарихимизни дуняға аңлитишимиз керәк. Бүгүнки күндә татарлар русийә федератсийиси ичидики әң муһим милләтләрдин биридур."
Татаристанниң бирдин бир мәсилиси мустәқиллиқ мәсилисидур
Фәвзийә байрамова ханим радиомизға қилған сөзидә бүгүнки татаристанниң мәсилилири һәққидә қисқичә тохтилип мундақ деди: "бүгүн бизниң бирдин бир мәсилимиз мустәқиллиқ мәсилисидур. Чүнки татаристан иқтисадий җәһәттин күчлүк бир җумһурийәт. Бизниң туприқимизда 2 милярт тонна нефитимиз бар. Пүтүн бу байлиқлиримизни руслар елип кетиватиду, татар яшлири рус армийисигә қатнишиватиду. Мәктәплиримиздә христианлиқ өгитиливатиду. Әң чоң мәсилимиз мустәқил дөлитимизниң йоқлиқидур. Дөлитимиз болмиғачқа бизниң һоқуқлиримиз йоқ. Тил, дин вә маарип җәһәттики һәқ вә һоқуқлиримиз руслар тәрипидин дәпсәндә қилиниватиду. Биз бу мәсилиләрни һәл қилиш, һәқ вә һоқуқимизни қолға кәлтүрүш үчүн һәр хил аммиви тәшкилатларни қуруватимиз. Мәсилән милли мәҗлис, иттипақ милли мустәқиллиқ партийиси, татар конгреси дегәндәк. Булардин башқа милли әхлақниң йоқ болушқа йүзлиниши, милли шуарниң аҗизлап кетишигә охшаш мәсилилиримиз бар. Әмма шуни дәп қоймақчимәнки, йеқинқи йилларда нурғун яхши ишларниму қилдуқ. Татар тарихи, татар қамуси дегәнгә охшаш нурғун китабларни нәшир қилдурдуқ. Милли мустәқиллиқ һәрикитимизму барғансери күчлиниватиду. Әмма булар мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш үчүн йетәрлик әмәс. Алдимизда қилишқа тегишлик нурғун ишлар бар."
Һазир уйғурлар түркий милләтләрниң ичидә әң ечинишлиқ вәзийәттә
Сабиқ парламент әзаси фәвзийә байрамова ханим һазир уйғурларниң түркий милләтләрниң ичидә әң ечинишлиқ вәзийәттә икәнликини ейтип мундақ деди: "бүгүн түркий хәлқләрниң ичидә әһвали әң паҗиәлик болғини уйғурлардур. Бизниң һич болмиса татаристанимиз бар. Татарлар 450 йилдин бери руслар билән күрәш қилип чениқип кәтти. Биз русларниң боюнтуруқи астидин қутулимиз. Уйғурлар хитайларниң қол астида паҗиәлик бир һалда яшашқа мәҗбур қеливатиду. Чүнки уйғурлар бир йерим милярт хитайниң арисида яшашқа мәҗбур қеливатиду. Биз тарихтин бери хитайларниң қандақ бир милләт икәнликини яхши билимиз. Татарлар хитайлардин қечип идил- урал бойлириға келип җайлашқан, әслидә шәрқий түркистан татарларниңму ана юрти. Тарихта бизниң икки дүшминимиз болған. Биринчиси хитай иккинчиси руслар. Бүгүнки дүшминимизму мушу икки милләт. Бүгүнки уйғурларниң паҗиәлик әһвалини пүтүн дуняға аңлитишимиз керәк. Уйғур мәсилисидә пүтүн түрк милләтләр қурултайлар чақириши керәк. Татар зиялийлири уйғурларни яхши билиду, әмма хәлқ наһайити аз билиду, шуңа уйғур мәсилисини уларға аңлитишимиз керәк. Шәрқий түркистандин 20 татар оқуғучи татаристанға келип оқуватиду, уйғурларму келип оқусун, биз оқутайли. Уйғурларниң улуғ тарихи бар, мустәқил болуш һәққи бар бир милләт. Мән уйғур мәсилисини русийидә аңлитимән."
Фәвзийә ханим: мәнчә хитайлар парчилиниду
Фәвзийә ханим сиз мустәқил түркий җумһурийәтлириниң уйғур сияситигә қандақ қарайсиз? дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди: "мән назарбайевниң уйғурларни хитайға қайтуруп бәргәнлик хәвирини аңлиған идим, бундақ қилмаслиқи мумкин иди. Бу мени бәкла рәнҗитти. Мән бу һәқтә мақалилар яздим. Уйғурларниң қериндиши болған назарбайевниң бундақ қилиши бир җинайәт. Бу тарихи бир җинайәт. Оттура асия түркий җумһурийәтлириниң лидерлириниң һәммиси кона коммунистлар. Улар хитайдинму, рустинму қорқуду. Түркий милләтләр бирликиниң қурулуп қелишидинму қорқуду. Булар һакимийәт бешида турғили 20 йил болай дәп қалди. Буларниң һакимийәттин чүшүп кетиши, яш демократ кишиләрниң һакимийәт бешиға келиши керәк. Бундақ болғандила түркий җумһурийәтләрниң уйғурларға пайдиси тегиду. Мәнчә хитайлар парчилиниду уйғурлар мустәқил болиду, чүнки уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш һәққи бар. Уйғурлар татарлар чоқум мустәқил болиду. Биз икки қериндаш милләт мустәқиллиқ күришидә һәмкарлишишимиз керәк, татаристанниң ишики пүтүн уйғур қериндашлиримға учуқ. Ахирида уйғур қериндашлиримниң үмидвар болушини тиләймән."