Түркләрниң уйғурлар һәққидики көз - қарашлири

Түркләр уйғурларни өзлириниң әҗдадлири, уйғур диярини әҗдадлиримиз яшиған ата макан дәп қарайду. Дунядики башқа дөләтләргә қариғанда, уйғурларға йетәрлик болмисиму, йеқиндин көңүл бөлүватқан дөләт түркийә җумһурийити. Биз йеқинда истанбул шәһириниң кочилирини айлинип йүрүп түркләрниң уйғурлар һәққидики көз қарашлирини игилидуқ. Төвәндә диққитиңлар бу һәқтики программимизда болсун.
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.07.26
istanbul-305.jpg Сүрәттә түркийәниң әң чоң шәһри болған истанбул шәһридин бир көрүнүш
RFA Photo

Атанур ташқин исимлик бир түрк, " сизчә түркийә уйғурларға қандақ ярдәм қилиши керәк? " дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди " мениң чүшәнчим, әлвәттә алдимизда хитайдин ибарәт күчлүк бир дөләт бар, әмма алди билән хитай маллириниң түркийигә киришигә қарши чиқиш керәк. Хитайға қарши тиҗарәт ембаргу йүргүзәләймиз, түркийә адәттики базар әмәс, чоң бир базар, охшаш вақитта бу базар хитайға қарши қоллинишқа тегишлик бир тәдбир болалайду, түркийидә халиғанчә айлинип йүрүватқан нурғун хитайлар бар, буларни түркийидин қоғлап чиқириш керәк. Бу шараитларни көз алдимизға кәлтүрүп, хитайларниң уйғурларға бесим қилиштин тәп тартиши үчүн, чоқум хитайға қарши бир тиҗарәт сиясити йүргүзүлүши вә буларни хитайларниң көзигә тикилип туруп әмәлийләштуруш керәк, буларни бизниң баш министир яки дөләт министирлири хитайларға аңлитиши керәк. Буниңдин башқа бир иш қилалмаймиз, у дөләткә қарши уруш қилалмаймиз. Чүнки, хитай күчлүк бир дөләт. Әмма иқтисади бесим қилалаймиз. Чүнки түркийә 70 милйон нопуси бар бир дөләт, бу дөләттә нурғун хитай маллири сетиливатиду, әгәр сода - тиҗарәт билән бесим қилсақ, хитайлар чоқум бизниң тәләплиримизни қобул қилиду."

Динчәр дағлиоғлу исимлик бир түрк," 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғурлар һәққидә немиләрни чүшиниватисиз? "дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:

"Мән бир түрк болуш сүпитим билән уйғурлар үчүн бу йәрдә һеч бир иш қилмай сүкүттә турғанлиқимдин интайин әпсуслинимән, әң аз болғанда, қолумдин немә иш келиду, мән буни ойлаватимән, улар бизниң қериндашлиримиз, биз охшаш бир милләт, бизниң әҗдадлиримиз бир, уларни ойлисам бәк қайғулинимән, қолимиздин келишичә уларға ярдәм қилишни халаймиз, улар шуни билсунки, улар бизниң қериндашлиримиз, уларни һәр заман ойлаймиз, түркниң түрктин башқа дости йоқ, һәр заман уларниң йенида, уларға салам йоллаймән."

Һәйдәр ақбурун исмлик бир түрк " уйғурлар һәққидә немиләрни чүшиниватисиз? " дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: "һәқиқәтән көргән вәһшийликләргә инсанниң ишәнгүси кәлмәйду, бир аз болсиму инсанларниң яшаш һоқуқини бәрсә болмамду? бунчилар ишкәнҗә, зулум қобул қилинмайду, мусулман болсун, хиристян болсун вә яки башқа бир динда болсун, бу хил ишкәнҗә - зулум қобул қилинмайду. Дуняға қарайдиған болсақ, хтайларниң, шәрқий түркистанда, тибәттә зулум қиливатқанлиқини дуня җамаити билиду, дуня қутуплашти, дуняниң һәр қандақ йеридә бирәр вәқә болған һаман һәр ким интернет вә телефун арқилиқ билип болиду. Әпсуслинарлиқи, дуня җамаити, бирләшкән дөләтләр тәшкилати дейилгән һаман, немә үчүнки уларниң ембагу йүргүзүш күчи йоқ, хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилатида бир җинайәтчи болди, әмма хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик комитетиниң даими әзаси, вә хәлқара мунасивәтләр, пайда - мәнпәәт вә иқтисадий һәмкарлиқ дегән һаман, дуня сүкүттә қалди, буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, инсанийәт тәдриҗи қиммитини йоқитиватиду, бүгүнки күндә зулумға учриған бир инсанға ярдәм қилиштинму муһим бир иш барму? бүгүнки күндә қарайдиған болсақ, түрк вә мусулман болған инсанлар давамлиқ зулум ичидә яшаватиду. Бир күни түркийә бу зулумға хатимә бериду. Худайим буйриса әң қисқа заманда шәрқий түркистан азад болиду вә шәрқий түркистан җумһурийити тәкрар қурулиду."

явуз кая исимлик бир түрк өзиниң көз - қарашлирини ипадиләп мундақ деди: " мән әгәр у йәрдә болсам, қериндашлиримиз үчүн өлүмдин қорқмай көрәш қилаттим, бу йәрдә уларға охшаш қисмәткә дүч кәлсәк, уларму биз үчүн шундақ қилатти. Өлүмдин қорқмай көрәш қилған болатти. Хитайлар у йәрдә зулум қилса, улар бизни түркийигә кәлгән хитайларға яхши муамилә қилиду дәп хам хиял қилмисун. Бизниң қолимиздин немә иш кәлсә, улар үчүн қилишқа тәйярмән, әгәр улар биздин көрәш қилишни тәләп қилса, хушаллиқ билән у йәргә баримән. Улар бизниң қериндашлиримиз, уларниң бешимизниң үстидә орни бар. Хитайға америка билән русийиниң қилғанлири азлиқ қиливатиду. Хитайлар номус қилсун!. Аллаһ уйғур қериндашлиримизға ярдәм қилсун!.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.