Түркийә хитай мунасивитидә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму? (1)

Түркийә гүнлүгү йәни түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ жорнал 5 - июл үрүмчи вәқәсигә беғишлап мәхсус сан нәшир қилған иди. Жорналниң бу мәхсус санида измир әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт, әнқәрә хаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң мақалилиридин башқа, муғла аднан мәндәрәс университети оқутқучиси др. Сәлчуқ чолақоғлу язған "түркийә - хитай мунасивитидә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму?" мавзулуқ мақалисиғиму орун берилгән.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.15
Turkiye-gunlugu-Uurmqi-sani-305.jpg Сүрәт, "түркийә гүнлүгү" йәни, түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ журналниң 5 - ийул үрүмчи вәқәсигә атап мәхсус нәшир қилинған саниниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Др. Сәлчуқ чолақоғлу әпәнди мақалисидә, түрк - хитай мунасивитидики уйғур мәсилисиниң қисқичә тарихини аңлатқандин кейин, түркийә хитай мунасивитидә уйғур мәсилисиниң орнини бәлгиләп беришкә тиришқан.

У мақалисиниң кириш қисмида 1991 - йилиғичә түркийиниң рәсми бир оттура асия сияситиниң йоқлиқини, һәтта оттура асия һәққидә илмий тәтқиқат елип баридиған илим адәмлириниңму йоқлиқини, 1991 - йили совет иттипақи парчиланғичә болған арилиқта түркийиниң америкиниң, хитай вә русийигә қаратқан сияситигә қарап сиясәт йүргүзгәнликини язған.

У мақалисидә түркийә - хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилисини 3 басқучқа бөлүп аңлатқан.

У, мақалисиниң "шәрқий түркистанни мәниви җәһәттин қоллаш мәзгили"дәп аталған бөлүмидә түркийиниң 1991 - 1996 - йилиғичә болған шәрқий түркистан сияситини аңлитип мундақ дәп язиду:

Совет иттипақи вә югославийә әслидә өзиниң ички җәһәттики аҗизлиқи түпәйлидин парчилинип, бу дөләтләрдики милләтләр һечқандақ муҗадилә елип бармастин бир кечидила мустәқиллиқлирини елан қилған иди. Түркийә буни чоңқур чүшәнмәстин йеңи мустәқил болған қериндаш түркий җумһурийәтләрдин көп умидләрни күткән иди. Шундақла түркийә бу дөләтләргә нурғун вәдиләрни бәргән иди.

У йиллардики түркийә алий рәһбәрлириниң ағзида " адриятик деңизидин сәддичингичә түрк дуняси", "21 - әсир түрк әсири болиду", дегәндәк шоарлар кәм болмиған иди. Турғут өзал вә сүлайман демирәл түркийиниң реис җумһури мәзгилидә вә тансу чилләр ханим баш министир болған мәзгилләрдә бу хил һессиятчан сөзләр көп дейилгән иди. У йилларда шәрқий түркистан мәсилиси түркийиниң күн тәртипигә кәлгән иди. Түркийиниң алий рәһбәрлириниң ағзидин шәрқий түркистан худди оттура асия түркий җумһурийәтлиригә охшашла мустәқиллиққа еришиду, дегәндәк сөзләрни аңлиған идуқ. Бу гәпләр хитай дөлитини шундақла русийә федератсийисини қаттиқ биарам қилған иди.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу мақалисидә у йилларда түркийә дөләт рәһбәрлириниң уйғурлар һәққидә ейтқанлиридин мисаллар көрситип мундақ дәп язиду:

Түркийә дөлити 1991 - йили 11 - айда шәрқий түркистанни рәсмий қоллайдиғанлиқини көрсәткән иди. У вақитта шәрқий түркистанниң сүргүндики рәһбири әйса йүсүф алптекин түркийиниң баш министири сулайман демирәл, муавин баш министири әрдал инөнү, ана вәтән партийиси башлиқи мәсут йилмаз, рәфаһ партийиси башлиқи нәҗмәттин әрбақан, миллийәтчи чалишма партийиси башлиқи алпарслан түркәш вә бәзи парламент әзалири билән көрүшкән иди. Бу учришишларда баш министир сулайман демирәл, муавин баш министир әрдал инөнү, партийә рәһбәрлири вә парламент әзалири, хитайларниң уйғурларни ассимилятсийә қилишиға йол қоймайдиғанлиқини, бу мәсилини б д т вә хәлқараға елип чиқидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди.

1992 - Йили 3 - айда түркийә реис җумһури турғут өзал әйса йүсүф алптекинни қобул қилип, униңға оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мустәқиллиққа еришкәнликини, әмди мустәқиллиқ нөвитиниң шәрқий түркистанға кәлгәнликини ейтқан иди. Түрғут өзал әйса әпәндигә йәнә түркләрниң ана вәтини шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини көрүшкә тәшна икәнликини ейтқан.

Түркийә алий рәһбәрлириниң шәрқий түркистанни бундақ қоллап қуввәтлиши хитайни интайин биарам қилған. Хитайниң рәсми дөләт ахбарат органи "ренмен рибав" гезитидә 1992 - йили 11 - айниң 17 - күни түркийиниң түрк дуняси сиясити тәнқид қилинған бир мақалә елан қилинған. Мақалидә "әгәр түркийә бөлгүнчиләрни қоллашқа давам қилса, хитай дөлити өзини қоғдаш үчүн һәр түрлүк йолни санайду" дейилгән. Бу мақалидин хитайниң шәрқий түркистан мәсилисидә түркийәни бүйүк тәһдит дәп қариғанлиқини көрситип бериду.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу мақалисидә, 1995 - йилида истанбулдики султан ахмәт мәйданидики бир бағчиға әйса йүсүф алптекинниң исминиң берилгәнликигә, сабиқ истанбул шәһәр башлиқи, һазирқи баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң бағчиниң ечилиш мурасимида қилған сөзигә йәр бәргән. У қилған сөзидә бағчиға шәрқий түркистанниң бүйүк рәһбириниң исминиң берилгәнликидин қаттиқ хурсән болғанлиқини, әйса йүсүп алптекинниң 95 йиллиқ һаятини шәрқий түркистанниң әркинлики үчүнла әмәс, пүтүн түрк дуняси үчүн беғишлиғанлиқини ейтқанлиқини язған. Әйса йүсүп алптекин бағчисиниң ечилиш мурасимиға у вақиттики дөләт рәиси сулайман демирәл, баш министир тансу чилләр вә түркийә парламенти башлиқи мустафа қәләмли әпәндиләр тәбрикләп гүлчәмбирәк әвәткән. Хитай әлчиханиси әтисила түркийә ташқи ишлар министирликигә хәт йезип ички ишлиримизға арилаштиң, дәп наразилиқ билдүргән. Түркийә ташқи ишлар министирлики болса, түркийиниң демократик бир дөләт икәнликини, йәрлик һөкүмәтләрниң хизмитигә арилашмайдиғанлиқини дәп хитай әлчиханисиға җаваб бәргән.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу мақалисидә түркийиниң һессиятқа таянған түрк дуняси сияситиниң, 1991 - йилидин тартип москва билән бейҗиң һөкүмитини биарам қилишқа башлиғанлиқини, шуңа хитайниң түркийини пантүркист сиясәт елип бериватиду дәп қарап, оттура асия вә кавказйидә түркийә билән һәмкарлашмайватқанлиқини язған.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу "түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму?" мавзулуқ мақалисидә, 1997 - йилидин 2007 - йилиғичә болған мәзгилни, түркийиниң хитай билән яхши мунасивәт орнитимән дәп, шәрқий түркистанни унтушқа башлиған мәзгил дәп алған.

1997 - Йиллардин башлап хитайларниң тәшәббуси билән түркийә хитай билән болған мунасивәтини яхшилашқа тиришти. Түркийә ташқи ишлар министири истанбул шәһәрлик көкүмитигә хәт йезип әйса йүсүп алптекин бағчисиниң исмини өзгәртишни тәләп қилған, әмма шәһәр башлиқи рәҗәп таййип әрдоған әйса йүсүп алптекин бағчисиниң исмини өзгәртишниң түркийә вә түрк дунясиниң абройини чүшүриду дәп қарши чиққан. Бәзи парламент әзалири хитайни түркийиниң ички ишлириға арилашти дәп әйиблигән иди.

Түркийә хитай мунасивити әйни вақиттики түркийә армийиси баш шитаби қомандани исмаил қарадайиниң хитайға елип барған зиярити билән йеңи бир пәллигә көтүрүлгән. У зиярити җәрянида хитай дөләт рәиси җиаң земин вә хитай армийиси баш шитаби баш қомандани чи хавтиан билән учрашқан. Бу учришишта түркийә хитайдин қорал - ярақ елишини тәләп қилған.

Дәл бу мәзгилдә, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси яо куаңйи 1997 - йили 2 - айда мухбирларға баянат берип, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң наһайити яхши кетиватқанлиқини баян қилған.

Шундақла дәл бу пәйттә, түркийә миллий мудапийә министири турхан таян әпәнди 1997 - йили 2 - айда ғулҗа вәқәси һәққидә баянат берип, хитайлани ғулҗа вәқәсини қанлиқ бастурғанлиқини әйиблигән иди. У баянатида уйғур түрклириниң түркләр билән қериндаш икәнликини, шуңа түркийиниң уйғурларға көңүл бөлидиғанлиқини баян қилған иди.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу "түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму?" мавзулуқ мақалисидә бу вәзийәтниң 1998 - йилиға кәлгәндә хитайға пайдилиқ һалда раваҗланғанлиқини баян қилип мундақ дәп язиду:

1998 - Йили 5 - айда хитайни зиярәт қилған түркийиниң муавин баш министири бүләнт әҗәвит хитай рәис җумһури җиаң земин билән көрүшкән. Бу учришишта хитайлар түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиридин биарам боливатқанлиқини ейтқан. Буниңға җавабән бүләнт әҗәвит хитайниң земин пүтүнликигә һөрмәт қилидиғанлиқини ейтқан. 1999 - Йили бу һөкүмәт түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә чәклимә қойидиған бир һөҗҗәт чүшүргән иди. Бу һөҗҗәттә шәрқий түркистан тәшкилатлириниң йиғинлириға дөләт рәһбәрлири вә дөләт кадирлириниң қатнашмаслиқи бәлгиләңән. 2000 - Йили 4 - айда җиаң земинниң түркийигә елип барған рәсмий зиярити җәрянида икки дөләт оттурисида көп санда тохтамнамә имзаланған.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу мақалисидә, түркийәниң хитай билән болған мунасивитини яхшилаш үчүн хитайға бәзи җәһәтләрдин азрақ йол қойған болсиму, түркийиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшиниң хитайларниң ички ишиға арилашқанлиқ болмайдиғанлиқиниму әскәртип турғанлиқини ейтқан:

Түркийә рәис җумһури сулайман дәмирәл җиаң земин билән елип барған учришишида, биз хитайниң ички ишлириға арилашмаймиз, бизниң уйғурлар билән туғқанчилиқимиз бар. Биз уларниң баяшат яшишини арзу қилимиз. Уйғурларниң түркийә билән хитай оттурисида көвүклүк рол ойнишини үмид қилимиз дегән. Хитай дөләт башлиқи җиаң земин бу сөзгә җавабән, хитай дөлитиниң уйғурларниң турмуш сәвийисини юқири көтиришкә тиришиватқанлиқини ейтқандин кейин, түрк кариханичилирини бу районда сәрмайә әкиришкә чақирған. Әпсуски шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилирини көзитидиған бир комитет қурулмиған, уйғурларниң тәқдири йәнила хитайларға ташлап берилгән.

Др. Сәлчуқ чолақоғлу кейин йәнә түркийә хитай мунасивитидә җанлиниш пәйда болған болсиму 2003 - йили адаләт вә тәрәққият партийиси һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин икки дөләт мунасивитиниң чекинип кәткәнликини баян қилип мундақ дәп язиду:

2001 - Йили 1 - айда хитай ташқи ишлар министири таң җиашүән, 2002 - йили 4 - айда хитай баш министири җу роңҗи түркийәни зиярәт қилди. 2001 - Йили түркийә баш министир муавини дәвләт бағчәли үрүмчи вә қәшқәрни зиярәт қилди. Бу түркийә хитай мунасивитиниң әң юқири пәллигә чиққан мәзгили һесаблиниду. 2003 - Йили адаләт вә тәрәққият партийиси һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин, бу партийиму түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәткә әһмийәт беришкә башлиди. Бу һөкүмәт икки дөләт оттурисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқни азайтишқа тиришқан болсиму, нәтиҗә буниң әксичә болди. 2005 - Йилидин башлап хитай түрк мунасивитидә илгириләш болмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.