Әзәрбәйҗандики "түркистан гезити" ниң саһиби ақил җамал әпәнди билән сөһбәт
2010.12.27

У йиғинда қилған сөзидә түрк дунясиниң әң муһим мәсилилири әрминийә тәрипидин бесивелинған қарабағ мәсилиси, хитай тәрипидин бесивелинған шәрқий түркистандики уйғур мәсилиси, ирақтики түркмән мәсилиси вә қиримдики татарларниң ана юртиға қайтиш мәсилиси икәнликини, бу мәсилиләргә түрк дуняси мәтбуатлириниң дегәндәк көңүл бөлмәйватқанлиқини, түркий дөләтлири мәтбуатлириниң биринчи вәзиписи бу мәсилиләрни җамаәтчиликкә тоғра аңлитиш икәнликини тәкитлиди. Униң нутқи ахирлашқандин кейин биз униң билән сөһбәт елип бардуқ.
"Сиз чиқириватқан түркистан гезити қандақ бир гезит?" дегән соалимизға ақил җамал әпәнди мундақ җаваб бәрди:
"Исмидинму мәлум болғинидәк түркистан бир дөләтниң чеграси ичидики бир йәрни ипадилимәйду. Әзәрбәйҗанниң иқтисади, сиясити вә мәдәнийитини аңлатқан гезитниң исмини түркистан қойғили болмайду. Түркистан гезити бир дава гезити. Түрк дунясиниң мәсилилиригә көңүл бөлидиған кишиләр бу мәсилиләрни түрк дунясиға аңлитиш үчүн чиқириватқан бир гезит. Түркий хәлқләрниң бирликини, иттипақлиқини әмәлгә ашуруш үчүн тиришиватқан бир гезит".
"Һөрмәтлик ақил җамал әпәнди сиз түркистан гезитиниң бир дава гезити икәнликини түрк дунясиниң мәсилилирини аңлитиватқанлиқини дәп өттиңиз, һазир әзәрбәйҗан хәлқи уйғурларни уйғурларниң бүгүнки вәзийитини биләмду?" дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
"Уйғурларниң қериндаш түркий хәлқ икәнликини әзәрбәйҗанлиқларниң һәммиси билиду. Диндаш икәнликиниму билиду әмма уйғур тилини аңлап бақмиғачқа әзәрбәйҗан тилиға бунчивала йеқин икәнликини билмәйду. Мәсилән мән әркин асия радиосини бәзи достлиримға аңлаттим, улар һәйран қалди, бәзи сөзләрни һесабқа алмиғанда җүмлиләрни тамамән чүшәнди. Гәрчә әзәрбәйҗанда уйғурлар болмисиму кейинки йилларда һәммә кишиләр уйғурларни билип кәтти. 5-Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә бизниң көңлимиз силәрниңкигә охшашла йерим болди".
Ақил җамал әпәнди "5-июл үрүмчи вәқәсидә көңлимиз бәк йерим болди дедиңиз, түркистан гезитидә вә әзәрбәйҗан мәтбуатлирида қандақ берилди?" дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
"Биз ахбаратчи болуш сүпитимиз билән имканимиз яр бәргән дәриҗидә үрүмчи қирғинчилиқидики қанлиқ рәсимләрни вә хәвәрләрни хәлққә йәткүзүш җәһәттә муһим хизмәтләрни қилдуқ. Әзәрбәйҗан хәлқи, әзәрбәйҗан аммиви тәшкилатлири вә әзәрбәйҗан мәтбуатлири әзәрбәйҗан һөкүмитини хитайни әйибләшкә чақирди. Әзәрбәйҗан парламентида бу мәсилә күн тәртипкә кәлди, бәзи парламент әзалири хитай һөкүмитини әйиблиди. Биз түрк дуняси һәққидә болупму шәрқий түркистан һәққидә давамлиқ хәвәр елан қиливатқан бир гезит болуш сүпитимиз билән гезитимиздә ишләватқанлар билән биллә хитайни әйибләш үчүн намайиш өткүздуқ. Қериндашлиримизниң қенини еқитқан хитай ишләп чиқарған малларни алмаңлар дәп лозункиларни көтүрдуқ. Бу шоаримизниң бәк тәсири болди".
"Бәзи яшлар әзәрбәйҗанда кочиларда мал сетип җан беқиватқан хитайларни урупту. Уйғурларниң қисасини елиш үчүн. Әлвәттә бу яхши иш әмәс. Әмма буниңдин хитай һөкүмити җавабкар, чүнки униң уйғурларға қиливатқан зулуми чәтәлләрдики хитайларғиму хәвп елип кәлмәктә. Әзәрбәйҗан хәлқи хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини өзигә қилинған ирқий қирғинчилиқ дәп қарайду. Чүнки уйғурлар әзәрбәйҗан түрки билән қериндаш. Шуңа хитай һөкүмити пүтүн түркий хәлқләрни нәзәрдә тутуп туруп уйғур сияситини бәлгилиши керәк, уйғурларни әзмәслик, бозәк қилмаслиқи керәк".
"Сиз әнқәрәдә түркий дөләтләр ахбарат мунбири йиғиниға қатнишиватисиз, бәк яхши гәпләр болуватиду. Сизчә түрк дуняси ахбаратчилиқидики әң чоң мәсилә немә? " дегән соалимизға түркистан гезитиниң саһиби ақил җамал әпәнди мундақ деди:
"Сизгиму мәлум бүгүн дуняни ахбарат васитилири контрол астида тутмақта. Түрк дуняси пәқәтла иқтисадий тәрәққиятқа әһмийәт берип, мәтбуатни күчәйтишкә сәл қариди. Иқтисадий вә әскирий җәһәттин күчлүк болуп мәтбуат аҗиз болса йәнә болмайду. Мәнчә бу йиғин наһайити зор әһмийәткә игә, биз тәклипләр билән кәлгән идуқ. Бу йәрдә түрк дуняси ахбарат бирлики қуруш, ортақ хәвәр агентлиқлири бирлики қуруш қарарлирини мақуллидуқ. 2-Айда әнқәрәдә йәнә бир йиғин чақирип түрк дуняси ахбарат бирликини қуруп чиқмақчи. Биринчи басқучта мустәқил түркий дөләтләр ахбаратчилар бирлики қуруш, кейинчә пүтүн түркий милләтләрниң ахбарат бирликини қуруп чиқиш. Буниң түрк дунясиға хәйрлик болушини тиләймән."