Сәуди әрәбистанида түркистан кечилики өткүзүлди
2012.09.06

Паалийәткә сәуди әрәбистанниң һәр қайси җайлиридин кәлгән ислам мутәпәккурлири вә диний өлималири иштирак қилди. Паалийәт “дуня мусулман яшлири кулуби” ниң тәркибидики түркистан комитети тәрипидин уюштурулған болуп, комитетниң мәсули абдураһман әбу мәнсур вә баш секретари сираҗидин әзизиләрниң тиришчанлиқи билән өткүзүлгән. Паалийәткә уйғурларниң мәшһурлиридин устаз рәһмәтулла анайәтулла, әмин абдулғафур, доктор абдулла қурбан, әднан түркистани, абдулһәмид таш, салаһ қанат вә башқилар иштирак қилди.
Паалийәтниң күн тәртипи
Паалийәт қуран кәрим тилавити билән башланған болуп, тилавәтни мәккидики уйғур өсмүрлиридин муһәммәд әмин қилди, андин уйғур оқуғучилар намидин садиқ исмаил сөзгә чиқип, уйғур елиниң һазирқи вәзийитини вә мусулманларниң динини вә миллий кимликини сақлап қелиш йолида учрап келиватқан тәһдитләр һәм қийинчилиқлар, шундақла туғут чәкләш сиясити сәвәблик нурғун уйғур пәрзәнтлириниң өз вәтинидә қара нопус болуп яшашқа мәҗбур болуп қалғанлиқ әһвали һәққидә қисқа вә мәзмунлуқ мәлумат бәрди. Шуниңдин кейин уйғурларниң һазирқи вәзийити әкс әттүрүлгән вәсиқилиқ филим қоюп берилди. Андин “дуня мусулман яшлири кулуби” тәркибидики түркистан комитетиниң мәсули абдурахман әбу мәнсур сөзгә чиқип, уйғур елиниң һазирқи вәзийитидин қисқичә мәлумат бәрди. Андин “дуня мусулман яшлири кулуби” мәҗлисиниң муавин рәиси вә сәуди әрәбистан парламентниң сабиқ муавин рәиси доктор абдулла өмәр нәсиф сөзгә чиқип мунуларни сөзлиди:
“шәрқи түркистан мәсилиси мусулманлар арисида унтулуп қеливатқан бир мәсилә. Шунчилик муһим бир мәсилиниң унтулуп қелиши растинила ечинишлиқ әһвал. Шәрқий түркистанда болуватқан зулум диний тәлимни чәкләштин аввал кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилиниватқанлиқидур. Демәк, у йәрдә һәқ-һоқуқлар дәпсәндә қилиниватиду. Биз шәрқий түркистанлиқ мусулманларниң һәқ-һоқуқини тәләп қилишимиз лазим.”
Уйғурларниң ечинишлиқ вәзийити
Абдурахман әбу мәнсур мундақ деди: “шәрқий түркистандики мусулман қериндашлиримиз хитайдәк чоң бир дөләтниң мустәмликисидә қалғанлиқи үчүн дуняда көп санлиқ мусулманлар шәрқий түркистан мусулманлири һәққидә көп нәрсә билмәйду. Бермида буддистлар тәрипидин мусулманларға зулум қилиниведи, пүтүн дуня мусулманлири һәрикәткә кәлди, уларға ярдәм топлаш паалийәтлири башлинип кәтти. Һалбуки, шәрқий түркистандики мусулманлар 60 йилдин бири зулум чекиватиду, дини вә миллий әркинлики дәпсәндә қилиниватиду, уйғурлар өз вәтинидә йәклиниватиду. Дуня мусулманлири бу ечинишлиқ әһвални билмәйду. Мусулманлар пәләстиннила билиду. Һалбуки, пәләстин хәлқи пәләстиндә көп санлиқни игиләп яшап кәлмәктә. Әмма шәрқий түркистанда йәрлик мусулманларниң сани көчмән хитайларниң саниға нисбәтән аз санлиқни тәшкил қилидиған һалға келип қалмақта. Буни аз дәп хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанға 200 милйон хитай йәрләштүрүш пилани йәрлик мусулманларни әндишигә салмақта. Шәрқий түркистан қизлири һәқиқәтән гүзәл қизлар болуп, хитай даирилири уларни зорлуқ билән ичкири өлкилиригә елип берип уларниң һаятини набут қилмақта. Йәнә нурғун балилар туғут чәкләш сиясити сәвәблик қара нопус болуп туғулғанлиқтин, нә оқуш, нә давалиниш тәрәптин бәһримән болалмай турмақта. Чәтәлләргә чиқалайдиған уйғур яшлири йоқниң орнида, бир амалларни қилип чәтәлләргә чиқип оқушқа башлиған шәрқий түркистанлиқ балилардин 150 балиға бизниң комитетимиз оқуш пули берип кәлмәктә. Шәрқий түркистан вәзийитини тонуштуруш үчүн мәхсус телевизийә қанили қуруш тәклипи өткән йили оттуриға қоюлған болуп, йеқинда бу иш әмәлгә ашидиған болди.”
Шуниңдин кейин, сәуди әрәбистанида игилик тиклигән мәшһур бай мәрһум абдуғуфур һаҗимниң оғли әмин һаҗим паалийәткә иштирак қилған меһманларға уйғур дастихини селип кәң зияпәт бәрди. Бу бир тәрәптин уйғурларни тонутуш, йәнә бир тәрәптин уйғур таамлирини тонуштуруш үчүн иди. Шуңа дастихан пәқәт уйғур таамлири биләнла толған. Мәсилән: самса, чөчүрә, полу қатарлиқ таамлар уйғур ашпәзлири тәрипидин һазирланған. Меһманлар нөвәттики уйғур дастихинидин наһайити мәмнун болғанлиқини билдүрүшни унтуп қалмиди вә әмин абдуғуфур һаҗимға алаһидә көп рәһмәт ейтишти. Шу мунасивәт меһманларға нәҗиб киланиниң “түркистан кечилири”, тохти ахун әркинниң “унтулған ислам дияри шәрқий түркистан” вә “шәрқий түркистан мусулманлириниң мәсилиси” намлиқ әсәрлири тарқитилди.