Истанбулда өткүзүлгән йиғинда “түркистан мунбири” қуруш пикири қоллашқа еришти

Истанбул шәһири бир вилайәт дәриҗилик шәһәр болуп, бу шәһәрниң 39 наһйиси бар, бу наһийиләрдин бирси зәйтинбурну райони болуп бу, бу наһийә һәм шәһәр ичигә һәм деңиз бойиға җайлашқан муһим районлардин бири һесаблиниду.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2012.03.30
istanbul-turkistan-munbiri-305.png 2012-Йили 3-айниң 29- күни истанбулниң зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң йиғин залида ечилған түрк дуняси аммивий тәшкилатлар мәсуллириниң йиғинидин бир көрүнүш
Photo: RFA

Зәйтинбурну наһйисиниң йәнә бир алаһидлики, бу районда өтмуш заманларда хитай вә русийиниң бесим сияситидин қечип, оттура асиядин һиҗрәт қилған зәйтинбурнуға олтурақлишип қалған уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән қатарлиқ хәлқләр бирликтә яшайду. Зәйтинбурнуда йәнә түрк вә курт милләтлириму яшайду, шуниң үчүн бу район зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдинниң ипадиси бойичә, “кичик бир түрк дуняси” дәп атилиду. Зәйтинбурнуда йәнила түркләр көп санлиқни тәшкил қилиду. 1954 - Йилларда ата - аниси шәрқий түркистандин һиҗрәт қилип зәйтинбурнуда олтурақлишип қалған қазақ аилиниң оғли иляс сака әпәнди 2004 - йилдин буян зәйтинбурну наһйисиниң муавин шәһәр башлиқи болуп хизмәт қилмақта.

2012 - Йили 3 - айниң 29 - күни зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт вә зәйтинбурну диний ишлар идарисиниң бирликтә уюштуруши билән, шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң йиғин залида, түрк дунясиға алақидар зәйтинбурнуда паалийәт қиливатқан уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән қатарлиқ хәлқләрниң аммивий тәшкилат мәсуллириниң қатнишиши билән бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғинда “түркистан мунбири” қуруш пикири йиғин әһлиниң қоллап - қуввәтлишигә еришти.

Бу йиғинға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин абдулһәкимхан мәхсум вә һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркситан вәхпиниң баш катипи абдулҗелил туран, шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң сабиқ мәсули тибәт йүҗәтүрк әпәндиләр қатнашти.

Йиғинға йәнә шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, қазақ түрклири вахпи, афғанистан түрклири хәлқаралиқ иҗтимаи һәмкарлиқ җәмийити, афған түрк кеңиши, афған түркмәнлири җәмийити, хоҗа әхмәт йәсәвий вәхпи вә қорқутата җәмийити қатарлиқ 15 тин артуқ аммивий тәшкилат вә фондларниң мәсуллири қатнашти.

Йиғинда алди билән кәчлик тамақ зияпити берилди. Кейин зәйтинбурну диний ишлар идарисиниң башлиқи муфти йүсүп иззәтдин, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдин әпәндиләр сөз қилди. Мурат айдин сөзидә мундақ деди: истанбулниң башқа районлириға шәһәр башлиқи болғандин зәйтинбурнуға шәһәр башлиқи болғанлиқим мән үчүн бир тәлийим дәп ойлаймән, чүнки бу йәрдә пүткүл түрк дунясидин инсанлар яшайду, бу йәрдә, афғанистан, шәрқий түркистан, балқанлар, қирим татарлар, румәлилар билән болған мунасивәтләрдә бу йәрдики қериндашлар чоң төһпә қошти. Мән һәр қетимқи йиғинда бу алаһидиликни тилға алимән. Бизниң түрк дунясидики қериндашлиримизға вәкиллик қилидиған қериндашлиримиз бу йәрдә. У йәрдики мәдәнийәтлиримиз бу йәрдә, у җуғрапийидикии мәдәнийәт мунасивәтлиримиз бу йәрдики қериндашлиримизниң васитиси билән елип берилиду. Бу алаһидилик һәр шәһәр вә һәр наһийигә қисмәт болған бир иш әмәс. Бу алаһидилик пәқәт зәйтинбурнуға хас бир алаһидилик. Бу бир гүзәллик, бу бир немәт дәп ойлаймән.

Мурат айдин сөзидә йәнә йиғин иштиракчилириға хитап қилип мундақ деди: хусусән сизләрниң ата юрти болған, бүйүклиримизниң бир қисми яки силәрниң бәзиңлар тоғулуп өскән у йәр, бизниң мәдәнийәтлиримизниң макани, у йәрдә яшиған инсанлар бизниң инсанлиримиз, бизниң қериндашлиримиз, түркийә җумһурийитиниң дөләт сиясити у йәрдики мәдәнийәтлиримизгә, инсанларға игә чиқиш. Мән шуни сәмиңләргә селишни халаймәнки, һөкүмитимиз, баш министиримиз, ички ишлар министири идреси наим шаһин болсун һәммиси силәрни яхши көриду, силәргә чоңқур һөрмәтлири бар, бизму силәрни яхши көримиз, силәргә болған һөрмитимиз чәксиз. Силәр һөкүмитимизни мәнивий җәһәттин қоллап келиватқан бир җәмийәт. Бизму силәрни имканийәтниң йетишичә қоллап - қуввәтләймиз.

Йиғинда йәнә уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән қатарлиқ түркий сестимидики милләтләрниң зәйтинбурнудики аммвий тәшкилат мәсуллири өзлириниң пикир - қарашлирини оттуриға қойди. Оттуриға қоюлған пикирләр арисида йиғин әһлиниң диққитини тартқан вә әң муһим пикирләрдин бири, түрк дунясиға тәвә зәйтинбурнуда паалийәт қиливатқан түрк дуняси аммивий тәшкилатларниң мәсуллири һәр айда бир қетим йиғилип учришип, сөһбәт елип бериш, йәнә бирси болса “түркистан мунбири” нами аситида пүткүл аммивий тәшкилатларниң бирлишип хизмәт - паалийәтләрдә йеқиндин һәмкарлишиш пикири йиғинға қатнашқан пүткүл аммиви тәшкилат вә иҗтимаий җәмийәтләр мәсуллириниң қоллишиға еришти.

Йиғин ахирида түрк дуняси аммиви тәшкилатлар мәсуллири зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдин билән хатирә рәсимгә чүшти.

Биз бу йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтуллаһ оғузхан бу қетимқи йиғинниң асаси мәқситиниң, зәйтинбурнуда түрк дуняси үчүн хизмәт қиливатқан аммивий тәшкилатларниң мәсуллирини учраштуруш, бир - бири билән тонуштуруш, мунасивәтни қоюқлаштуруш вә пикир алмаштуруштин ибарәт икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.