Түркийиниң анталийә шәһиридә шәрқий түркистан мәсилиси тонуштурулди

Йиллардин бери түркийә җумһурийтиниң пүтүн районлирида сестимилиқ һалда шәрқий түркистанни тонуштуруш паалийитини давам қиливатқан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди 21 - декабир күни түркийиниң әң даңлиқ саяһәт шәһәрлиридин бири болған анталийә шәһириниң ақ деңиз университетида шәрқий түркистанни тонуштуруш паалийити елип барди.
Мухбиримиз әркин тарим
2012.12.21
sherqiy-turkistan-jumhuriyiti-turkiye-305.jpg 1933 Вә 1944-йиллирида қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләш паалийитидин көрүнүш. 2011-Йили 12-ноябир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim


У нутуқ сөзләш паалийити ахирида шәһәр башлиқини мәхсус зиярәт қилди вә униң шәрқий түркистан һәққидики қарашлирини аңлиғандин кейин, шәрқий түркистанни тәпсилий тонуштурди. Сийит түмтүрк әпәнди шәһәр башлиқиға, кәмал қиличдар оғлиниң хитайлар тәрипидин рәсмий зиярәткә тәклип қилинишини, аллибурун мөлчәрләп кәмал қиличдар оғлиға ейтқанлиқини вә бу ахирида реаллиқта йүз бәргәнликини ейтти. У йәнә хитайларниң арқиму - арқа тәләп қилиши нәтиҗисидә, хитайлар билән қериндаш шәһәр болған анталийә шәһириниң шәрқий түркистандики шәһәрләр билән хитайдикигә охшаш ялғандин әмәс, бәлки һәқиқий қериндашлиққа игә икәнликини вә буниң мәңгү давамлишидиғанлиқини ипадилиди.

Бу қетимқи анталийә зиярити һәққидә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди билән елип барған сөһбитимизни аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.