Парламент әзаси җелал әрбай: `түркийә 20 уйғурниң ақивитини сүрүштә қилиду`

Түркийә парламент әзалири һәр хил йоллар билән түрк җамаәтчиликигә 20 уйғур һәққидә мәлумат бериш билән бирликтә ташқи ишлар министирлиқини 20 уйғурниң ақивитини сүйләшкә чақирмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.25
Parlament-ezasi-Jelal-Erbay-Siyit-Tumturk-305.jpg Сүрәт, 12 - айниң 25 - күни түркийә парламент әзаси профессор доктор җелал әрбай д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәтни парламент бинасидики ишханисида қобул қиливатған көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

12 - Айниң 25 - күни түркийә парламент әзаси профессор доктор җелал әрбай д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәтни парламент бинасидики ишханисида қобул қилди.

Бу учришиш мухбирларға очуқ елип берилған болуп, түркийә дөләт телевизийиси мухбирлириму қатнашти. Алди билән сейит түмтүрк әпәнди телевизийигә 5 - июл вәқәсидин кейинки вәзийәт вә 20 уйғур һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, җелал әрбай әпәнди сөз қилди.

Парламент әзаси җелал әрбай әпәнди 20 уйғурниң хитайға қайтуруп берилишигә болған көз қариши һәққидә тохтилип мундақ деди: "мән бу әһвални хитайниң йүрикимизни зидиләйдиған, уйғур диярида қан еқишни риғбәтләндүридиған, хитайниң шиддәткә таянған бир позитсийиниң давами дәп қараймән. Йәни 5 июл үрүмчи қәтлиамидин кейин 27 киши чәтәлгә қечип чиққан. Инсанлар үчүн әң муқәддәс болған нәрсә яшаш һәққи. Булар һаятини қутқузуп қелиш үчүн чәтәлгә қечип чиқип у йәрдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати оргинидин панаһлиқ тилигән турса, камбоджа һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң низамнамисигә риайә қилмастин иқтисадий мәнпәәти үчүн уларни хитайға қайтуруп бәргән. Бу һәм инсаний һәмдә қануний җәһәттин тоғра әмәс. Хитай һөкүмитиниң қиливатқанлири болса дүня дөләтлири немә десә ‏ -  десун, мән қилидиғинимни қилимән дәп зомигәрлик қиливатқанлиқтин башқа иш әмәс."

Түркийә парламенти әзаси җелал әрбай әпәнди баянатида буниңдин кейин бу 20 уйғур һәққидә түркийә қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: "түркийә җумһурийити дөлити бирләшкән дөләтләр тәшкилати әзаси, б д т хәвпсизлик комитетиниң вақитлиқ әзаси болуш сүпити билән, хәлқара инсан һәқлири хитапнамисиниң роһиға вә хәлқаралиқ қанунға асасланған һалда , бу 20 кишиниң ақивитини сүрүштә қилиду. Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида баян қилинғинидәк, түркийә буларниң ақивитигә көңүл бөлмәктә. Биз парламент әзаси болуш сүпитимиз билән бу кишиләрни дипломатик йоллар билән сүрүштә қилимиз."

Җелал әрбай әпәнди сөзини мундақ ахирлаштурди: "биз үчүн инсанлар қиммәтлик. Инсанниң һаяти қиммәтлик. Инсанлар муқәддәс. Пүтүн иш инсанлиқ алими үчүн. Биз инсанларниң тилиға, динигә вә юртиға қарап туруп муамилә қилмаймиз. Биз үчүн бир франсузниң һаяти қанчилик қиммәткә игә болса, бир уйғурниң җениму шунчилик қиммәткә игә болуши керәк. Биз һич кимниң зулум чекишини халимаймиз, өзимиз үчүн немә тәләп қилсақ, башқилар үчүнму шуни тәләп қилимиз."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 25, 2009 01:42 PM

Түркийә сийасийонлири әзәлдин еғизида чирайлиқ гәпләрни қилип келиватқан болсиму, әмма әмилийәт башқа болуп келиватиду. Бу 20 қериндишимиз үчүнму түркийиниң бирәр әмилий иш қилип берәлиши натайин.