Түркийиниң азадлиқ урушида түркистанлиқлар (2)
-
2005-11-02 -
-
-
Түркийә дөләт телевизийиси 2-қанили болған TRT-2 телевизийисидә 24-өктәбир күни "азадлиқ урушида түркистанлиқлар" намлиқ һөҗҗәтлик филм көрситилишкә башлиди. Бу һөҗҗәтлик филимни түркийә дөләтлик радио телевизийә идарисиниң уйғур реҗисори абдулхәмит авшар әпәнди ишлигән болуп, 30 айда тайярланған үч қисимлиқ бу һөҗҗәтлик филимдә бурун һәр хил сәвәбләр билән түркийигә келип қалған түркистанлиқларниң түркийиниң азадлиқ урушиға қошқан төһписи тәсвирләнгән.
Уйғурларниң түркийиниң азадлиқ урушида қошқан төһпилирини билмәкчи болсиңиз, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң бу һөҗҗәтлик филимни тонуштуруп тәйярлиған мәхсус программисидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia