Түркийә җумһурийити 2008 - йиллиқ үрүмчи сода йәрмәнкисигә рәсмий һәйәт билән қатнашмақчи
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.07.31
2008.07.31

RFA Photo / Erkin Tarim
Әмма бу қетим түркийә җумһурийити тиҗарәт министири күршад түзмәнниң башчилиқидики рәсмий һәйәт билән 2008 - йиллиқ үрүмчи сода йәрмәнкисигә қатнашмақчи болған болуп, буниң үчүн түркийә истанбул мәдән вә метал импорт вә екиспортчилири бирликиниң тор бекитидә мәзкур йәрмәнкә үчүн содигәр чақириш елани чиқирилған.
Содигәр чақириш елани "йипәк йолиға ечилишни халамсиз?" дегән мавзуда берилгән болуп, еланда хитай билән болған тиҗарәтни һәр җәһәттин тәрәққи қилдуруш үчүн түркийә җумһурийитиниң 2006 - йилидин бери хитайға дөләт истратегийиси йүргүзиватқанлиқи, буниңға асасән хитайниң охшимиған районлирида тиҗарий паалийәтләрни елип беришни пиланлиғанлиқи, шуңа түркийә җумһурийитиниң шинҗаң уйғур аптоном райони билән болған тиҗарий вә иқтисадий мунасивәтни күчләндүрүшни мәқсәт қилип 2008 - йиллиқ үрүмчи сода йәрмәнкисигә рәсмий һәйәт әвәтишни қарар қилғанлиқи йезилған.
Содигәр чақириш еланида йәнә шинҗаң уйғур аптоном райониниң истратегийилик әһмийәткә игә бир җуғрапийидә болуши шундақла әтрапини орап турған дөләтләрдә мәйданға кәлгән иқтисадий тәрәққиятлар нәтиҗисидә, бу районниң хитай дөлитиниң оттура асияниң нефитигә еришишидики вастә болуп "енергийә каридори" һалиға кәлгәнлики вә район хәлқиниң киши бешиға чүшидиған миллий киримниң 2000 доллар икәнлики йезилған.
Түркийидин келидиған бу һәйәт шәрипигә уйғур аптоном районлуқ һөкүмити зияпәт беридиған болуп, түркийә тиҗарәт министири күршад түзмәнму түркийә җумһурийити намидин үрүмчи шеритон меһманханисида зияпәт беридикән. Күршад түзмән зиярәт җәрянида үрүмчидин башқа йәнә, қәшқәргиму баридикән.
Һәммимизгә мәлум болғинидәк, түркийә - хитай мунасивәтлири һәр даим уйғурлар мәсилиси йүзидин давалғуп туратти. Хитай, түркләр билән уйғурлар арисидики қандашлиқ мунасивәт түпәйли әсла түркийигә ишәнмәй кәлгән вә уларни уйғур районидин узақ тутуп кәлгән иди. Ундақта түркийиниң рәсмий һәйәт һалитидә дөләт министири билән үрүмчи йәрмәнкисигә қатнишиши немини ипадиләйду ? бу тиҗарий мунасивәтләр һәқиқәтән ишқа ашамду яки қуруқ қәғәз пети қаламду?
Әгәр бу соалларға җаваб тепишни халисиңиз, юқиридики аваз улинишидин, түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси, тәтқиқатчи доктор әркин әкрәм әпәнди билән елип барған сөһбитимизгә қулақ салғайсиз.