5-Июл үрүмчи вәқәсиниң түркийә-хитай мунасивитигә болған тәсири

“5-июл үрүмчи вәқәси”, түрк һөкүмити вә хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. Вәқәсидин кейинла түркийә дөләт рәһбәрлири арқа-арқидин баянат берип хитай һөкүмитини әйиблиди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.07.01
rejep-tayyip-erdoghan-wen-jyabaw-305.jpg Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән хитай баш министири вен җябав. 2010-Йили 10-ай. Түркийә.
AFP

7-Айниң 8-күни тунҗи қетим түркийә рәиси җумһури абдуллаһ гүл җүмә намизидин чиқиветип мухбирларға баянат берип мундақ дегән иди:
“үрүмчидә йүз бәргән вәқәләрдин әнсирәватимән. Икки һәптә бурун үрүмчидә биз билән көрүшкән инсанларниң бүгүнки күндә бундақ қийин әһвалға чүшүп қелиши бизни қайғуға чөмдүрди. Мән хитай һөкүмитиниң бу мәсилини адил бир тәрәп қилишини үмид қилимән. Хитай дөлити уйғурларниң һәқ вә һоқуқини бериши керәк. Биз телевизийә вә гезитләрдин көргинимизгә қариғанда нурғун адәм өлтүрүлгән. Хитай дөлити буни өлтүргән кишиләрни тепип чиқиши керәк.”

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған италийидә тәрәққий қилған 8 дөләт рәһбәрлири йиғини ахирлашқандин кейин, үрүмчи вәқәси һәққидә бир мухбирниң “сиз үрүмчидики вәқәни ирқий қирғинчилиқ дедиңиз, хитай ташқи ишлар министирлиқи сизни хитайниң ички ишиға арилашти дәп әйиблиди, буниңға қандақ қарайсиз?” дегән соалиға “үрүмчи вәқәси худди бир ирқий қирғинчилиқ дегән гәпни мән қилдим. Бу сөзүмдин тенивалғиним йоқ. Чүнки йүздин көп киши өлтүрүлгән миңдин артуқ киши яридар болған. Бу вәқәни худди бир ирқий қирғинчилиқ дегән сөздин башқиси ипадә қилалмайду. Биз уйғурлар билән қан қериндаш вә диндаш болуш сүпитимиз билән бундақ дейишкә мәҗбурмиз” дегән иди.

Кейин түркийә санаәт министири ниһат әргүн әпәнди баянат берип түрк хәлқини хитай маллирини сетивалмаслиққа чақирди.

Түркийә җумһурийити рәһбәрлириниң бу баянатлириға қарши хитайниң әнқәрәдә турушлуқ сабиқ әлчиси гоң шявшең баянат берип, бу вәқәни дуня уйғур қурултийи башлиқи рабийә қадир ханим вә униң түркийидики гумаштилири уйғурларни күшкүртүп чиқарғанлиқини илгири сүрди. Хитай әлчиси баянатида йәнә әгәр түрк рәһбәрлири үрүмчидики вәқәниң һеқиқи әһвалини билсә бундақ демәйдиғанлиқини илгири сүргән иди.

Түркийә рәһбәрлириниң 5-июл үрүмчи вәқәси һәққидә бәргән бу баянатлири түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтни җиддийләштүрүвәткән иди. Түрк мәтбуатлириниң үрүмчи вәқәсини 15 күн түркийиниң күн тәртипидә тутуп туруши хитай һөкүмитини бәкла биарам қилған болса керәк, хитай түрк хәлқигә яхши көрүнүш үчүн һәр саһәниң вәкиллирини арқа-арқидин үрүмчини зиярәт қилдуруп, үрүмчи вәқәсидә зиян көргән хитайларнила көрсәткән иди. 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейинки бу икки йил җәрянида хитай һөкүмити түркийидә һәр хил паалийәтләр уюштуруп түркийә билән болған мунасивитини тәрәққий қилдурушқа тиришти. 2010-Йили 10-айниң бешида хитай баш министири вен җябав түркийини зиярәт қилғанда икки дөләт оттурисида 8 тохтамнамә түзүлди.

Түркийидә 8 йилдин бери һакимийәт бешида болуватқан “адаләт тәрәққият партийиси”ниң бу қетимқи сайлам вәдинамисидә хитай билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдуруш билән бирликтә уйғурларниң һәққаний дәвасини қоллап қуввәтләшни давам қилидиғанлиқи йезилған иди.

Ундақта 5-июл үрүмчи вәқәси түрк хитай мунасивитигә уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрсәтти? икки дөләт оттурисидики мунасивәт буниңдин кейин қандақ тәрәққий қилар? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн доктор әркин әкрәм билән сөһбәт өткүздуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.