'Түркийә гүнлүгү' вә униңдики мақалиләр һәққидә сөһбәт (2)
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.11
2009.09.11
RFA Photo / Erkin Tarim
Әркин тарим: сиз мақалиңизда хитайларниң 1960 - йиллардин башлап уйғурларға асимилиятсийә сиясити йүргүзүшкә башлиғанлиқини ейтипсиз. Бурун бундақ бир сиясәт йоқмиди?
Алимҗан инайәт: хитай комүнистлириниң уйғурларға қаратқан асимилиятсийә сиясити 1960 - йилларда елипбә ислаһати билән рәсмий башланған. Бу һәргизму униңдин бурун бундақ сиясәт йоқ иди дегәнлик әмәс. Бу пәқәт хитай коммүнстлириға қарита ейтилған. Хитай коммүнистлири шәрқий түркистанни бесивалған дәсләпки мәзгилләрдә совет иттипақини үлгә қилип бу районда бир мунчә аптоном област вә наһийиләрни тәсис қилған, коммүнистләрниң езилгүчи милләтләрни қутқузуш, әркинликкә ериштүрүш вә мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшигә ярдәм бериш дәйдиған программиси бойичә дәсләптә уйғур хәлқиғә мулайим муамилидә болған иди. Йәр ислаһати, йәрлик милләтчиликкә вә чоң хәнзучилиққа қарши туруш һәрикити билән 1950 - йиллар өтүп кәтти. Хитай комүнистлири 1960 - йиллардин итибарән бурунқи муамлисини өзгәртип әсли әпти - бәширисини көрситишкә башлиди. Һалбуки хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан асимилиятсийә һәрикити чиң сулалиси дәвридин итибарән башлиған иди.
Әркин тарим: 1991 - йили совет иттипақи парчиланғандин кейин, хитайниң асимилиятсийә сияситидә қандақ өзгиришләр болди?
Алимҗан инайәт: әгәр хитайниң шәрқий түркистан уйғур хәлқиғә қаратқан асимилиятсийә сияситини тәһлил қилидиған болсақ, бу сиясәт билән бу сиясәтни әмәлийләштүрүш җәһәттә наһайити еғир зиддийәтләр көрүлгәнликини байқаймиз.
Мәсилән, хитай дөлити пүтүн һоқуқлар мәркәзгә топланған мәркәзийәтчи бир дөләт. Хитайниң бу хил алаһидилики билән йәрлик аптономийә һоқуқи оттурисида зиддийәт болиду. Йәни мәркәзниң қаттиқ контрол сиясити йәрлик аптономийиләрниң аптономийә һоқуқи йүргүзүшигә йол қоймайду. Хитай һакимийити бир тәрәптин аз санлиқ милләтләрниң өрп - адәтлиригә, диний етиқадиға һөрмәт қилимиз десә, йәнә бир тәрәптин аз санлиқ милләтләргә қарита мәдәнийәт асимилиятсийиси йүргүзүватиду. Бизниң әһвалимизни елип ейтқанда, бир тәрәптин уйғур хәлқиғә қарита асимилиятсийә сиясити йолға қоюватқан болса, йәнә бир тәрәптин аптономийә һәққи бәргәнликини оттуриға қоюватиду. Булар наһайити зиддийәтлик мәсилиләрдур. Бу сиясәт билән һәм бир милләтни асимилиятсийә қилиш һәм уларни һәқиқий мәнидә аптономийә һоқуқиға игә қилиш мумкин әмәс. Бу әқилгә, мәнтиқиғә сиғмайдиған нәрсә.
Хитай һакимийити бу йәрдә йә асимилиятсийә сияситидин яки аптономийидин ваз кечиши керәк. Әгәр бу икки сиясәт тәң йолға қоюлидиған болса, мәнтиқ бойичә буларниң бири сахта вә ялған болиду. Хитай асимилиятсийә нийитидин вазкәчмигинигә қариғанда, бу йәрдики аптономийәниң сахтилиқи ениқ. Ху явбаң аз санлиқ милләтләрни асимилиятсийә қилишни тохтитип уларға бир аз әркинлик беришни, демократик һәқләрни беришни, аптономийә һәққи беришни ойлиғанда, бешиға кәлгән палакәтни һәммимиз билимиз. Хитайниң ичидә либерал зиялиларму йоқ әмәс, улар аз санлиқ милләтләргә техиму кәң аптономийә вә сиясий һәқләр беришни ойлисиму, илим вә сиясәт саһәсидә аз санлиқни тәшкил қилидиғанлиқи үчүн, һечқандақ тәсири йоқ. Зиялиларниң мутләқ көп қисми хитай милләтчилиридин тәшкил тапқан.
Хитайда дөләт ичидә дөләт бар дәп ейтишқа болиду. Ху явбаңниң җениға замин болғанлар дәл мушу дөләт ичидики йәнә бир дөләттур. Шуңа хитайда ақ нийәт билән оттуриға чиққанларниң мувәппәқийәт қазиниши асан әмәс. Әмди соалиңизниң җавабиға кәлсәк, 1991 - йили совет иттипақи парчилинип оттура асияда бәш түркий дөләт мустәқил болди. Бу вәқә хитайни чөчү тивәтти, әндишигә селип қойди. Бурун шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи мумкин әмәс, хам хиял дәп қарайдиғанларму шәрқий түркистанниңму мустәқил болуши иһтимали барлиқини ойлашқа, тәсәввур қилишқа башлиди. Бу әһвалда хитай һакимийити 1990 - йилларға қәдәр юмшақ бир шәкилдә йолға қоюватқан сиясәтлирини бирдинла чиңитишқа башлиди. 1990 - Йилларға қәдәр йолға қоюлған уйғурчә маарипни әмәлдин қалдуруп хитайчә маарипни йолға қоюшниң чарә - тәдбирлирини ойлашқа башлиди вә 1997 - 1998 - йиллири университетларда уйғурчә маарипни әмәлдин қалдуруш қарарини чиқарди. 2003 - Йилидин итибарән қош тиллиқ маарип сияситисини оттуриға қойди вә һазир буни иҗра қиливатиду.
Хитай 1991 - йилидин кейин бурунқи ихтияри, көңүллүк асимилиятсийини ташлап мәҗбурий асимилиятсийини башлатти. Хитай коммүнистларниң қаришичә, милләтләрниң ассимилиятсийә болуши икки хил болуп, бири өз ирадиси бойичә, ихтиярий вә көңүллүк болиду, йәнә бири мәҗбурий ассимилиятсийә қилиниду. Хитай коммүнистлири ихтиярий вә көңүллүк ассимилиятсийә үчүн уйғун шәрт - шараит яритишни өзлириниң вәзиписи қилған иди. Һазир буниңдин ваз кечип зораванлиқ билән мәҗбурий асимилиятсийини йолға қоюватиду. Шәрқий түркистандин ешинча күчлирини ишқа орунлаштуруш баһаниси билән йүз миңларчә уйғур яшлирини, болупму уйғур қизлирини мәҗбурий ичкиригә йөткәш һәрикити вә қош тиллиқ маарип хитай һакимийити йүргүзүватқан ассимилиятсийә сияситиниң 1991 - йилдин кейинки йеңи йүзлинишини көрситип бериду.
Әркин тарим: сиз мақалиңиздә хитайлар һазир елип бериватқан пүтүн бесим вә ассимилиятсийә сияситини, `хитайниң ' шинҗаң әзәлдин мениң земиним, немә қилсам өзәмниң иши' дегән позитсийисигә бағлиқ дәпсиз. Сиз йәнә бу сиясәтниң мәғлуп болғанлиқини илгири сүрүпсиз, буниңдин кейин хитайниң бу сияситидә өзгириш боларму?
Алимҗан инайәт: хитай һакимийити шәрқий түркистанда йолға қоюватқан сиясәтлирини ташқи дуняға хитайниң ички сиясити, хитайниң ички иши дәп тонутуватиду. Хитайлар арисидиму шинҗаң хитай земини болғиниға қариғанда, бу йәрдә хитай һакимийитиниң һәр қандақ сияситини йолға қоюшқа һәққи бар дәп қариливатиду. Көчмән йөткәш, атом синиқи елип бериш, планлиқ туғут, хитайчә маарип, тәбии байлиқларни ишлитиш һоқуқи хитай мәркизи һөкүмитигә аит, буниңға һечкимниң қаршилиқ көрситиш һоқуқи йоқ дәп қариливатиду. Әгәр шәрқий түркистан һәқиқәтән хитай земини болған болса, хитай мәркизи һөкүмитиниң бундақ һәқ - һоқуқлирини инкар қилғили болмайтти. Лекин шәрқий түркистанниң хитай земини әмәсликини һәммимиз билимиз, буни хитайларму билиду. Буни бу йәрдә мүназирә қилишқа һаҗәт йоқ.
Қисқичә қилип ейтқанда, хитайниң "шинҗаң мениң земиним, бу йәрдә нимә қилсам өзәмниң иши" дәйдиған позитсийиси һәммимиз көргәндәк 5 - июл үрүмчи вәқәсини кәлтүрүп чиқарди. 5 - Июл үрүмчи вәқәси тунҗи вәқә болмиғинидәк, ахирқи вәқәму әмәс. Мән мақаләмдә хитайниң ассимилиятсийә сияситиниң тамамән мәғлуп болғанлиқини оттуриға қоймидим. Чүнки хитай һакимийити бу сиясәттин ваз кәчкини йоқ. Ваз кечидиғандәкму көрүнмәйду. Лекин уйғурларниң һәқлиқ икәнлики, шәрқий түркистанниң уйғур земини икәнлики, хитайлар тәрипидин ишғал қилинғанлиқи бүгүн пүтүн дуняда қобул қилинишқа башлиди. Бу йүзлиниш хитайниң ноқтинәзириниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини, ассимилиятсийә сияситиниң ақмайдиғанлиқини көрситип бериду. Йәни буниңдин кейинки тәрәққият ноқтисидин қариғанда хитайниң ассимилиятсийә сияситиниң мәғлуп болидиғанлиқи наһайити ениқ.
Әркин тарим: немә үчүн ундақ дәйсиз?
Алимҗан инайәт: уйғур хәлқи ойғинип кәтти, миллий еңи өсти, миллий кимлики бәрпа болушқа башлиди. Хәлқарадики өзгириш вә тәрәққиятлар, мәтбуат вә учур - алақә җәһәттики тәрәққиятлар һечқандақ күчниң буниңдин кейин уйғур миллитини ассимилиятсийә қилишиға имкан бәрмәйду. Хитай һакимийитиниң мәҗбурлашлири, зораванлиқлири, бесимлири шәрқий түркистанда 5 - июл үрүмчи вәқәсигә охшаш вәқәләрни пәйда қилиштин башқа ишқа яримайду. Әгәр хитай һакимийити бу ноқтини чүшинип йәткән болса, асимлиятсийә сияситидин дәрһал ваз кечип мәсилини һәл қилишниң йеңи йоллирини ойлашқа башлиши керәк. Чүнки башқа йол йоқ.
Әркин тарим: сиз мақалиңиздә 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки вәзийәткә қарап хитайниң бу ассимилиятсийә сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини дәпсиз. Бундақ дейишиңиздики сәвәп немә?
Алимҗан инайәт: мән вәқәдин кейин мәркәздә өткүзүлгән йиғинда ху җинтавниң қилған сөзлирини оқуп бақтим. Униң сөзлиридә йәнила милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш, сияси өгинишни чиң тутуш, хәлққә идийивий хизмәт ишләшкә охшаш бурунқи гәпләр тәкрарланған болуп, йеңи һечқандақ гәп йоқ. Униң үстигә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бивастә җавабкари болған ваң лечуән вә нур бәкриләр вәзипсидин елип ташланмиди. Әксичә йәрлик һөкүмәтниң тәдбирлири махталди. Булар хитай һакимийитиниң шәрқий түркистан сияситини өзгәртмәйдиғанлиқиниң бишарити. Бу әйни заманда, хитай һакимийитиниң ассимилиятсийә сияситини техиму тезләштүридиғанлиқиниңму бир бишарити.
Әркин тарим: хитай һазир елип бериватқан қаттиқ қоллуқ сияситини өзгәртмәй давам қилдурса уйғурлар қандақ қилар сизчә?
Алимҗан инайәт: уйғурлар мустәқиллиқ күришини һәммә саһәдә давамлаштуруш билән биллә хитайниң ассимилиятсийә сияситигә қарши чарә - тәдбирләрни ойлап чиқиши вә буларни дуня уйғур қурултийиниң программисиға киргүзүши керәк. Мәсилән, уйғур тилини сөйүш сәпәрвәрликини қозғаш, зөрүр болмиған әһвалда хитайчә сөзләшни номус дәп билиш, миллий кийим кийишни омумлаштуруш, диний тәрбийини күчәйтиш, хитайларға хас турмуш өрп - адәтлирини ташлап өзимизниң өрп - адәтлиримизгә һөрмәт қилиш вә әмәл қилишқа охшаш нурғун чарә - тәдбирләрни ойлап чиқишимиз керәк. Булар миллитимизни асимилиятсийигә қарши қоғдайдиған бир қалқан.
Йәнә бири, хитай көчмәнлири шәрқий түркистанға пул тапимиз дәп келиду. Улар тапқан пул уйғурларниң пули. Шуңа тиҗарәт қилғанда уйғурлар, уйғурлар билән тиҗарәт қилиши керәк. Буниму миллий аңниң өлчими қилиш керәк. Мушуниңға охшаш чарә - тәдбирләрни оттуриға қоюш керәк.