Түркийидики аммиви тәшкилатларниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған қизиқиши күчәймәктә

Үрүмчи, хотән вә қәшқәр вәқәлиридин кейин түркийидики аммиви тәшкилатлар һәр хил паалийәтләр арқилиқ уйғурларға болған һесдашлиқини, бейҗиң даирилиригә болған наразилиқини ипадилимәктә.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.08.09
turkiye-kadirlar-oyushmisi-mesuli-sh-turkistan-jemiyitide-305 Түркийә кадирлар уюшмиси мәсуллири шәрқий түркистан җәмийитидә. 2011-Йили 6-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Демократийилик түзүм билән башқурулған дөләтләрдә аммиви тәшкилатларниң роли интайин зор. Чүнки улар дөләтниң ички вә ташқи сиясәтлиригә тәсир көрситәләйду. 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийидики аммиви тәшкилатлар уйғур мәсилисигиму алаһидә көңүл бөлүшкә башлиди. Үрүмчи, хотән вә қәшқәр вәқәлиридин кейин түркийидики аммиви тәшкилатлар һәр хил паалийәтләр арқилиқ уйғурларға болған һесдашлиқини, бейҗиң даирилиригә болған наразилиқини ипадиләш билән бирликтә, түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирмақта. Һәтта бәзи аммиви тәшкилатларниң мәсуллири қәшқәр вәқәсидин кейин шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини зиярәт қилип, уйғурлардин һал сораш билән бирликтә бу вәқәдә өлтүрүлгән уйғурларниң роһиға атап қуран оқумақта.

8-Айниң 6-күни 450 миң әтрапида әзаси бар болған каму-сән яни түркийә кадирлар уюшмиси қәйсәри шөбисиниң башлиқи алий еһсан өзтүрк әпәнди башчилиқидики һәйәт түркийә кадирлар уюшмисиға вакалитән қәйсиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилип, қәшқәрдә өлтүрүлгән уйғурларниң уруқ-туғқанлириға салам йоллаш билән бирликтә, уйғурларниң һәқлиқ дәвасини қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини, үрүмчи, хотән вә қәшқәр вәқәлиридә җенидин айрилған кишиләрниң шеһит һесаблинидиғанлиқини ейтқан. Алий еһсан өзтүрк әпәнди сөзидә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирған. Кейин д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк сөз қилип, уларға рәһмәт ейтқандин кейин, шәрқий түркистан давасиниң түркийиниң миллий дәваси болуши керәкликини, бу давани түркийиниң сепрус мәсилисигә охшаш муһим мәсилисигә айландуруш үчүн түркийидики аммиви тәшкилатларниң бу һәқтә көп хизмәт ишлиши керәкликини ейтқан.

xitay-boyumlirini-setiwalma-385.jpg
Түркийә үлкүҗү ишчилар уюшмисиниң қәйсәри шөбиси түркләрни хитай буюмлири сетивалмаслиққа чақирған.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә кадирлар уюшмисиниң шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә елип барған бу зиярити телевизийиләрдә хәвәр қилип тарқитилди.

Йәнә түркийиниң анатолийә хәвәр агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, 8-айниң 8-күни түркийә үлкүҗү ишчилар уюшмисиниң қәйсәри шөбиси түркләрни хитай буюмлири сетивалмаслиққа чақирған бир баянат елан қилған. Ишчилар уюшмиси мәсули фаиқ шаһин шаһинтүрк әпәндиниң имзаси билән елан қилинған баянатта мундақ дейилгән:

Шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридә чиққан вәқәләрдә аз дегәндә 21 уйғур өлтүрүлгән. Бүгүн мубарәк рамзан ейида шәрқий түркистанда рози тутуш мәний қилинған, әркинликләр чәкләнгән. Хитай ишғали астидики шәрқий түркистанда бүгүн уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ ассимилятсийә сиясити елип берилмақта. Үлкүҗү ишчилар уюшмиси болуш сүпитимиз билән түрк хәлқини хитай маллирини сетивалмай хитайға наразилиқ билдүрүшкә чақиримиз.

Түркийидики аммиви тәшкилатларниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған қизиқиши растинила күчәйдиму? аммиви тәшкилатларниң хитай мели сетивалмаслиқ һәққидики чақириқлириниң бу даваға пайдиси барму дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийидики уйғур паалийәтчиләргә микрафонимизни узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.