Туркийиниң ақсарай шәһиридә йиғин : “түркийидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилмиған бирму җай қалмайду”

Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийиниң ақсарай вилайитидә бәргән доклатида : “түркийидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилмиған җай қоймаймиз” деди. 24 - Декабир күни түркийиниң оттура қисимиға җайлашқан әң чоң вилайитидин бири болған ақсарай вилайитиниң мәркизи ақсарай шәһиридә уйғурлар һәққидә бир йүрүш паалийәтләр өткүзүлди.

2012.12.25
aqsaray-sheher-bashliqi-newzat-pala-nutuq-305.png Сүрәттә ақсарай шәһириниң башлиқи нәвзат пала әпәнди нутуқ сөзлимәктә
RFA/Erkin Tarim


Биринчи болуп ақсарай үниверситетиниң залида “хитайниң зулми астидики шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди. Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди бу доклат бериш йиғинида уйғурларниң тарихи вә һазирқи вәзийити һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. Ақсарай үниверситети миллий түрк оқуғучилар оюшмиси оюштурған бу йиғин ахирлашқандин кейин, ақсарай валиси сәлами алтиноқ әпәнди йиғинни уюштурған оқуғучилар билән уйғур һәйитини ишханисида қобул қилди. Сейит түмтүрк валиға уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә тәпсилий мәлумат бәргәндин башқа, уйғурларниң бәзи тәләплирини йәткүзди. Арқидин, ақсарай шәһәрлик һөкүмәт башлиқи нәвзат балта әпәнди һәйәтни қобул қилди. Кәчтә шәһәрлик һөкүмәтниң тиятир залида ақсарай хәлқигә шәрқий түкистан һәққидә доклат берилди. Бу доклат бериш йиғининиң ечилиш нутқини ақсарай шәһириниң башлиқи нәвзат пала әпәнди қилди. Бу доклат бериш йиғиниға ақсарайдики һәрқайси сиясий партийиләрниң мәсуллири вә хәлқтин болуп көп санда киши қатнашти. Бу йиғиндиму дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди доклат бәрди. У доклатида уйғуларниң тарихи һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә хитай, түркийә мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә тәпсилий тохталди.

Ақсарай валиси йиғинни уюштурғучи оқуғучиларни вә сийит түмтүрүк әпәнди қобул қилди
Ақсарай валиси йиғинни уюштурғучи оқуғучиларни вә сийит түмтүрүк әпәнди қобул қилди

Биз йиғин ахирида йиғинни уюштурған уюшминиң мәсуллири вә йиғинға қатнашқучиларға микрафонимизни узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.