Түркийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш сайлими вә түркийидики уйғурлар
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.07.30
2010.07.30
Нөвәттә, түркийиниң сиясий партийә вә аммивий тәшкилатлири, түркийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш үчүн хәлқниң райни синаш сайлимида аваз бериш яки бәрмәслик паалийити елип бармақта. 9 - Айниң 12 - күни өткүзүлмәкчи болған рай синаш сайлимға, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә яшаватқан уйғурларму қатнишип, түркийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүшкә қошулуш яки қошулмаслиқ һәққидики өзлириниң райини ипадиләйду.
Бу йиғинға түркийиниң җиһан хәвәр агентлиқи, саман йоли, қанал 24 қатарлиқ тилевизийә қаналлири вә көплигән гезит мухбирлири қатнашти. Йиғинда аммивий һәмкарлиқ мунбириниң рәиси айхан оган әпәнди сөз қилип, түркийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүшниң әһмийити вә бу өзгәртишниң хәлққә елип келидиған пайда - мәнпәәтлирини оттуриға қойди вә хәлқни асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшкә аваз беришкә чақириқ қилди.
Йиғинға бир қанчә аммивий тәшкилат мәсуллири қатнашқан болуп, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла оғузхан әпәндиму тәклип билән қатнашти вә мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилип, түркийидә яшаватқан уйғурларниң, түркийә асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш һәққидики қарашлирини вә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлсә уйғурларға елип келидиған иҗабий тәрәплирини сөзләп өтти.
Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн, йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Һидайәтулла оғузхан, бу йиғинға қатнишип сөз қилиштики мәқсити вә түркийә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлсә уйғурларға елип келидиған иҗабий тәрәплири һәққидә тохтитилип, түркийиниң күчлүк бир дөләт болуши үчүн асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш керәкликини, түркийә иқтисадий, сиясий вә һәрбий җәһәттә қанчилик күчлүк дөләт болса, уйғурларға шунчилик ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә, түркийә аммивий һәмкарлиқ мунбириниң рәиси айхан оган әпәнди билән уйғурлар һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Соал : сиз рәислик вәзиписини өтәватқан аммивий һәмкарлиқ мунбири тәшкилати уйғурларға қандақ қарайду?
Җаваб: алди билән шәрқий түркистандики пүткүл қериндашлиримизға салам йоллаймән, шәрқий түркистан мәсилиси биз үчүн интайин муһим, шәрқий түркистан бизниң җан - җигиримиз, ата юртимиз, шуниң үчүн шәрқий түркистанлиқларниң бешиға келидиған күлпәтләрни бизгә кәлгән күлпәт дәп қараймиз, пүткүл түрк миллити бу һес туйғу билән яшаймиз. Шу сәвәбтин өткән йили 5 - июл күни йүз бәргән вәқәләр түрк миллитиниң йүрикини ярилиди вә һәммимизни қайғуға салди. Шуниң үчүн бу хил вәқәләрниң йәнә бир қетим тәкрарланмаслиқини үмид қилимиз. Шәрқий түркистанда хитай дөлити әмәлийләштуруватқан бесим сияситигә хатимә беришни тәләп қилимиз. Шәрқий түркистанниң азадлиққа еришиши үчүн түркийиниң пүткүл хәлқара сәһнидә актип рол ойнишини һөкүмәттин күтүватимиз вә тәләп қилимиз. Бу бизниң әң муһим вәзипилиримиздин бири.
Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз көрситиватқан қаршлиқлар инсанийәт пәхирлинишкә тегишлик шәрәпниң бир түри. Шунчивала бастуруш вә зулум болуватсиму, өзлириниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн күрәш қиливатиду, улар шуни билсунки, улар ялғуз әмәс, 72 милйон түрк миллити уларниң арқисида, уларни йүрәктин әсләйду, шуниң үчүн биз шәрқий түркистанниң азадлиқи үчүн, мустәқиллиқи үчүн қолимиздин келишичә пүтүн ғәйрәт билән хизмәт ишләшни давам қилимиз. Шәрқий түркистандики қериндашлиримға һөрмәт вә салам йоллаймән.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.