Хәлқаралиқ түркийә ‏ - асия қурултийиниң 3 ‏ - қетимлиқ йиғини истанбулда ечилди

2008 ‏ - Йили 21 ‏ - 22‏ - март күнлири түркийә ‏ - асия истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң уюштуруши билән хәлқаралиқ түркийә ‏ - асия қурултийиниң 3 ‏ - қетимлиқ йиғини истанбул шәһридики җаваһир меһманханисиниң йиғин залида ечилди. Бу қурултайға , "асияда бихәтәрлик вә истратегийә һәмкарлиқи хитай, һиндистан вә русийә "дәп мавзу қоюлған.
Мухбиримиз арслан хәвири
2008.05.23
 Қурултайға русийә, хитай, һиндистан вә иран қатарлиқ 10 дөләттин кәлгән 34 нәпәр алим, тәтқиқатчилар, дөләт министирлири, дипломатлар вә әлчи хадимлири болуп җәмий 200 дин артуқ шәхс иштирак қилди. Қурултайниң асаси мәқсити, асия қитәси билән түркийә арисида йеңи бир һәмкарлиқ түрлирини оттуриға қуюш , асияниң сиясити тоғрисида , хитай, һиндистан, вә русийә дөләтлиридики һазирқи вәзийәтләрни күздә тутуп, асияда йеңи бир һәмкарлишиш түрлирини оттуриға қоюш вә кәлгүсигә мунасивәтлик бир бәлгилимә лайиһиләш икән.

Қурултайниң биринчи қетимлиқ йиғиниға түркийә ‏ - асия истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң дериктори доктур әли әнгин әпәнди риясәтчилик қилди. Қурултайда, русийә пәнләр академийисидин кәлгән профессор тәтқиқатчи алим михаил титарәнко , түркийә ‏ - асия истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң башлиқи сулайман шансой әпәндиләр ечилиш нутиқи сөзлиди.

Қурултайда, америкиниң мегичән дөләт университетидин профессор доктур норман граһам "яврупа ‏вә асияда бихәтәрлик һәмкарлиқларға тәһдит вә җәрянлар " дегән темида, русийә пәнләр академийисидин кәлгән профессор тәтқиқатчи алим михаил титарәнко "русийә , хитай, һиндистан : ортақ тинчлиқ, йеңилиқлар намида истратегийилик һәмкарлиқ бәлгилимилири" дегән темида,

Һиндистан сиясий тәтқиқат мәркизидин профессор доктур браһма челлани "хитай, һиндистан, русийәниң үчбулуңлуқ истратегийиси: йүз йил ичидики бир асия" дегән темида, истанбул тиҗарәт унвериситетидин профессор доктур надир дөләт әпәнди, "асияниң сиясити вә түркийә" дегән темида, америкиниң һеритәҗ фондидин доктор арийел коһен "21 ‏ - әсирдә асия вә енергийә бихәтәрликиниң, русийә , кавказ деңизи вә хитайға болған тәсири" дегән темида, әнгилийиниң киң иниститутидин доктор һарш пент, русийә , хитай, һиндистан истратегийиниң үчлүк булуңиму" дегән темида, түркийә ташқи министирликидин айдәмир әрман әпәнди, "афғанистандики өзгиришләрниң асия гиосиясити вә истратегийисигә болған тәсири" дегән темида, японийиниң истанбул консулханисидин доктур һирано матсутани әпәнди," японийиниң асиядики истратегийилик һәмкарлиқиға қошқан төһписи" дегән темида иран ташқи ишлар министирликидин доктур рәсул мусави "асия бихәтәрлики вә иран" һиндистанниң җаваһирлал нәһру университетидин профессор доктур кулбһушан варико әпәнди, "дини радикализм вә терроризимниң оттура асияға елип кәлгән тәһдити" дегән темида сөз қилди.

Истанбул тиҗарәт университетидин профессор доктор надир дөләт әпәнди, "асияниң гиосиясити вә түркийә" дегән темида сөз қилип мундақ деди: "дуняда нопуси әң көп болған дөләт хитай билән һиндистан, бу икки дөләт пән - техника җәһәттин тәрәққий қилған дөләтләр қатариға кирди, бу икки дөләт билән сода - тиҗарәт мунасивәтлиримиз, тәдриҗи қоюқлашти, түркийә базири аяғ кийими ,оюнчуқ, мотирсикилиткә охшаш әзан, сүпәтсиз хитай маллири билән толуп кәтти, бу сәвәбтин түркийидики көплигән завут ‏ - карханилар тақилип кәтти, униңдин башқа хитайдики қан қериндашлиримиз болған уйғурларға қилиниватқан һәр хил бесим, һиндистан билән кона иттипақдишимиз пакистан оттурисидики тоқунушлар түркийини қайғуландуридиған амиллардур. Түркийә сияси вә җуғрапийә җәһәттин оттура асия , кавказийә, оттура шәрқ вә яврупа арисидики бир көврүктур."
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.