Милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи ришат доғру әпәнди қәшқәр вәқәси мунасивити билән баянат елан қилип, бейҗиң даирилирини әйиблиди

30-,31-июл күнлири қәшқәрдә йүз бәргән вәқә түрк мәтбуатлирида тарқитилғандин кейин, түркийидики бәзи сиясий партийиләр, аммиви тәшкилатлар баянат елан қилип, бейҗиң даирилирини әйиблиди вә түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.08.05
reshat-dogru-305.jpg Милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи ришат доғру әпәнди. 2011-Йили 4-авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Булардин бири түркийә парламентидики икки чоң өктичи партийидин бири болған милләтчи һәрикәт партийисиниң муавин башлиқи, парламент әзаси доктор ришат доғру әпәнди 8-айниң 4-күни қәшқәр вәқәси мунасивити билән баянат елан қилип, бейҗиң даирилирини әйиблиди. Түркийә һөкүмитини уйғур қериндашлириға игә чиқишқа чақирди. У баянатида мундақ дәп язған:
“биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридә мәйданға кәлгән вәқәдә әң аз 21 киши өлгән, миңларчә уйғур түрмигә ташланған. 2 Йерим милйон армийиси бар болған хитай дөлитиниң, қолида қорал йоқ уйғурларни террорчи дәп әйиблиши бәкла күлкилик бир иш. Коммунист хитай һөкүмити хәлқара қанунға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири баяннамисигә һөрмәт қилмиғачқа, уйғурлар қозғилишқа мәҗбур қеливатиду. Әгәр хитай коммунист һөкүмити инсан һәқлири вә демократийини дәпсәндә қиливеридиған болса, уйғурларниң бу хил қозғилиңи давамлишиду, өлгәнләрниң саниму көпийиду.”

Милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси доктор ришат доғру әпәнди баянатида түркийиниң пәқәтла пәләстин мәсилисигила әмәс, уйғур мәсилисигиму көңүл бөлүши керәкликини тәкитләп мундақ дәп язған:
“түркийә җумһурийити дөлити, пүтүн явропа дөләтлири, америка вә дунядики аммиви тәшкилатлар уйғурларға йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәйватиду вә хитай һөкүмитигә бесим ишләтмәйватиду. 2009-Йилидики вәқәдә 200 әтрапида киши өлтүрүлди. Униңдин кейин шәрқий түркистан һазирғичә һеч тинчимиди. Хитай шәрқий түркистандики қериндашлиримизға әсиргә чүшкән кишиләргә муамилә қилғандәк муамилә қилмақта. Кишиләр өйлиридин халиғанчә кочиға чиқалмайватиду, инсанлар гуманлиқ дәп етип өлтүрүлүватиду, қәшқәрдә өйлири чеқиливатиду. Уйғур қериндашлиримиз мушундақ зулумға учраватқан бүгүнки күндә, түркийә җумһурийити дөлити буниңға қарап турмақта. Түркийә пәқәтла пәләстин мәсилисигә көңүл бөлүпла қалмай, уйғур мәсилисигиму көңүл бөлүши керәк. Түркийә һөкүмити уйғур мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күн тәртипигә елип чиқиши, хитай һөкүмити билән бу мәсилә һәққидә мәхсус музакирә елип бериши керәк. Хитай һакимийити астидики уйғурларниң балдуррақ инсаний һәқ вә һоқуқиға игә болуши үчүн түркийә балдуррақ һәрикәткә өтүши керәк.”

Түркийә парламенти 9-айниң ахириғичә тәтилдә, парламент ечилғанда милләтчи һәрикәт партийиси уйғурлар мәсилиси һәққидә һөкүмәткә немә тәклип‏-пикирләрни бәрмәкчи? түркийә һөкүмити немә үчүн қәшқәр вәқәси һәққидә баянат бәрмиди? бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн доктор ришат доғру әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.