Түркийидә 97 аммивий тәшкилат б д т бинасиниң алдида намайиш өткүзди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.07.20
2009.07.20

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу намайишни түрк һәмкарлиқ консейигә әза 97 аммивий тәшкилат оюштурған болуп, намайишқа һәрқайси аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, үниверситет оқуғучилири вә уйғур достлиридин болуп 200 әтрапида киши қатнашти.
Мәтбуат баянатини түрк дүняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди оқуп өтти: "һөрмәтлик журналистлар, бүгүн бу йәргә килишимиздики мәқсәт, хитайларниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан сияситини ахирлаштурушни тәләп қилиштин ибарәт. Шәрқий түркистан түркистанниң шәрқий қисмиға җайлашқан тәхминән бир милйон 600 миң квадират километир земинға игә, уйғурларға қарши инсанлиқ қелипидин чиққан вәһшилик елип бериливатқан бир йәрниң исми. Бу йәрдә хитайлар 60 йилдин бери уйғурларға қарита рәһимсизлик билән ассимилиятсийә сиясити елип бармақта. Хитайларниң мәқсити әсирләрдин бери уйғурлар яшаватқан бу земинни хитайниң қиливелиштин ибарәт. 7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәниң сәвәби хитай һөкүмити дегәндәк рабийә қадир әмәс, хитай дөлитиниң бесим сияситидур. Биз түркийидики аммивий тәшкилатлар, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини хитайниң әзгүчи сияситини тохтитиши үчүн хитайға бесим ишлитишини тәләп қилимиз."
Түркийидики 97 аммивий тәшкилат ортақ тәйярлиған мәтбуат баянати шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға язған тәләп хетидә йәнә мундақ деийилгән:
-- Хитайниң үрүмчи вә шәрқий түркистандики мәсчитләрдә башлиған ибадәтни мәни қилиш сияситини әмәлдин қалдурушини тәләп қилимиз.
-- Хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бесим сияситиниң ислам тәрәққият тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күнтәртипигә елип келинишини тәләп қилимиз.
-- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири комитети үрүмчигә бир һәйәт әвәтип үрүмчи вәқәси һәққидә битәрәп тәкшүрүш елип беришини тәләп қилимиз.
Бу мәтбуат баянати оқуп өтүлгәндин кейин, түрк дүняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур, түркийә алий мәктәп оқутқучилири җәмийити башлиқи, профессор шүкрү қоч, кадирлар оюшмиси мәсули һасан һүсәйин йилмаз, аһиска түрклири федератсиси башлиқи осман челик вә уйғур тәшкилат мәсуллири намидин хәйруллаһ әфәндигил әпәнди қатарлиқ кишиләрдин тәркип тапқан бир һәйәт уйғурлар һәққидики бу тәләпнамини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бәргәндин кейин тарқилип кәтти.
Үрүмчи вәқәсидин кейин түркийиниң һәр қайси җайлирида уйғурларға ярдәм қилиш хитайларни әйибләш паалийити башлинип кәтти. 19 - Июлда әнқәрәниң қизилчиһамам наһийисидә "үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий йүзи вә шәрқий түркистан" темисида йиғин чақирилди.
Саадәт партийиси аяллар бөлүми тәрипидин оюштурулған бу йиғинға 300 дин артуқ киши қатнашқан болуп, йиғинда уйғурлар тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилгәндин кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи хәйруллаһ әфәндигил `үрүмчи вәқәсиниң билинмигән тәрәплири` темисида сөз қилған.
Биз бу йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип йиғинға қатнишиватқан хәйруллаһ әфәндигил әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.