Истанбулдики уйғурлар 2012-йиллиқ қурбан һейтни бирликтә өткүзди

2012-Йили 10-айниң 27-күни йәни қурбан һейтиниң 3-күни истанбулдики уйғурлар җәм болуп қурбан һейтни қизғин кәйпият ичидә өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.10.29
Reis-Memet-eysa-artish-305.jpg Қурбан һейт паалийитидә шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси мәмәт әйса артиш сөз қилмақта. 2012-Йили 27-өктәбир, истанбул.
RFA/Arslan

Истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, шәрқий түркистан меһри-шәпқәт җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән шәрқий түркистан вәхпиниң һойлисида қурбан һейт байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.

Бу паалийәткә истанбулда яшаватқан әр-аял вә кичик балилар болуп 500 дин артуқ киши қатнашти. Бир-бири билән қучақлишип көрүшүватқан, бир-бириниң қурбан байримини тәбриклишиватқан, бир-бири билән сөһбәтлишиватқан қизғин кәйпиятқа қошулуп, аваз яңратқудин аңлиниватқан җараңлиқ нағра-сунай авази сорун әһлигә вәтән ичидики қурбан байрамни әсләтти.

Уйғурлар бир йәргә җәм болуп, қурбан һейтни бирликтә өткүзди. 2012-Йили 27-өктәбир, истанбул.
Уйғурлар бир йәргә җәм болуп, қурбан һейтни бирликтә өткүзди. 2012-Йили 27-өктәбир, истанбул.
RFA/Arslan

Паалийәткә уйғур зиялий доктор алимҗан атавуллаһ риясәтчилик қилди. Паалийәт алди билән қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланди. Кейин шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси мәмәт әйса артиш, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин абдулһәкимхан мәхсум, һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң мәсули тибәт йүҗәтүрк, шәрқий түркистан меһри-шәпқәт җәмийитиниң мәсули йүсүп йүсүпоғли қатарлиқ мәсуллар сәһнигә чиқип сөз қилди вә сорун әһлиниң қурбан байримини тәбриклиди.

Кейин уйғур пәрзәнтлиридин мәрдан исимлик оқуғучи абдуреһим өткүрниң из намлиқ шеирни җараңлиқ дикламатисйә қилди. Униңдин башқа йәнә уйғур өсмүрләр һәр хил номур көрсәтти.

Программа икки саәт давам қилғандин кейин тамақ зияпити берилди.

Биз паалийәт ахирида шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси мәмәтәйса артиш билән бу паалийәт тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.